Бейҗиң олимпик мусабиқиси һарписидики етиразлар
2022.01.12
11-январ германийәниң “ZDF” телевизийә қанили “тәшвиқат билән корона арисида” намлиқ бир программа тарқатти. 47 Минутлуқ бу программида милйондин артуқ уйғур хитайниң җаза лагерлириға бәнд қилинған вә еғир азабларға дучар болуватқан, тибәтләрму түрлүк дәпсәндичиликләргә учраватқан бир мәзгилдә, 2022 йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң башлиниш алдида турғанлиқи, олимпик мусабиқиси башлиништин илгирики хитайдики вәзийәт йорутуп берилгәниди.
Программини “ZDF” телевизийә қанилиниң бейҗиңға йетип барған бирқанчә мухбири бу қаналниң мәркәздики хадимлири билән бирлишип ишлигән болуп, филимда төвәндики бирқанчә асасий мәзмун нуқтилиқ баян қилинған:
Бири, 2022 йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң 1936 йилидики натсистларниң олимпик мусабиқисидин пәрқләнмәйдиғанлиқи, әйни йиллири гитлер олимпик мусабиқисини өзиниң шөһритини намаян қилиш үчүн суйиистемал қилғандәк, ши җинпиңниңму бүгүн уни өзини намаян қилишниң бир васитисиға айландурувалғанлиқи илгири сүрүлгән.
Иккинчиси, филимда “хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бахниң йүзи қелин, уятсиз бир адәм икәнлики”, униң илгири ши җинпиң билән көрүшкәнлики, 2013 йили униң олимпикниң алтун медалини ши җинпиңға тәқдим қилған бир тарихи барлиқи, ши җинпиң билән хатирә сүрәтләргә чүшкәнлики, хәлқарадики күчлүк қаршилиқларға бипәрва һалда, униң изчил бейҗиң олимпикини ақлап, мәдһийәләп кәлгәнлики әмәлий көрүнүшләр арқилиқ йорутуп берилгән.
Үчинчиси, уйғурлар вә тибәтләр учраватқан зулумлар баян қилинған. Милйондин артуқ уйғурниң җаза лагерлириға қамилип қирғинчилиқларға учраватқанлиқи, көзлири теңилған, қоллири арқидин бағланған уйғур тутқунларниң хитайниң ичкири өлкилиригә йөткиливатқанлиқи, намайишчи тибәтләрниң таяқ тоқмақлар билән урулуватқанлиқи тарихий көрүнүшләр вә сүрәтләр билән әкс әттүрүп берилгән.
Төтинчиси, беҗиңдики һәрбий һаләт түсини алған қаттиқ қамал ичидики вәзийәт көрситилгән. Бу қисимда герман мухбирлириниң бейҗиңда хитай сақчилириниң әхлақсизларчә қопал муамилисигә дуч кәлгәнлики, уларниң арқидин пайлақчи машиниларниң үзүлмигәнлики, хитай сақчилириниң бу мухбирларни қәдәмдә бир тәкшүрүп аварә қилғанлиқи, германийәдин барған тәнһәрикәтчиләр чүшкән бейҗиңдики ятақларда кариватлар вә йәрләрдә таракан қурутларниң чепип йүргәнлики, тәнһәрикәтчиләрниң ятақ билән тәнһәрикәт мәйданидин башқа йәргә баралмайдиғанлиқи, һәтта хитай сақчиларниң бәзи тәнһәрикәтчиләрниң тәнһәрикәт мәйданлирини алдин зиярәт қилишқа рухсәтму қилмиғанлиқи қатарлиқ хитай сақчиларниң әхлақсизлиқлири, өктәмликлири әмәлий көрүнүшләр арқилиқ баян қилинған.
Мәзкур филимни көргән германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әхмәт әпәнди бу һәқтә тохталғанда, филимда илгири сүрүлгән идийәни бирқанчә нуқтиға йиғинчақлап баян қилип өтти. Униң билдүрүшичә, гәрчә бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш әмәлгә ашмиған болсиму, әмма дуня миқясида хитайға вә хәлқара олимпик комитетиға болған қарашта зор өзгириш һасил болған.
Омумән, мәзкур филимда 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң анчә көңүллүк бир мусабиқә һалитидә, һичболмиса токйода өткүзүлгән мусабиқидәк хатирҗәмлик, арамбәхшлик ичидә өтмәйдиғанлиқи алға сүрүлгән. Филимда зиярәт обйекти болған кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири хитайни қаттиқ әйиблигән һәмдә җаза лагерлириға қамалған милйондин артуқ уйғурлар мәсилисини тәкрар тәкрар тилға алған.