Берлинда уйғурларға аит бир йүрүш паалийәтләр елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.10.15
Франсийәдики “азатлиқ” гезити долқун әйсаниң тәрҗимиһалини елан қилди Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса америка парламент бинасида AFP билән сөһбәтләшмәктә. 2019-Йили 4-июн, вашингтон.
AFP

Берлинда “уйғур авази” рәсим көргәзмиси, “мениң һәдәм нәдә?” намлиқ филимниң қоюлуш мурасими вә “уйғур сиясий актиплирини тәрбийәләш” курси өткүзүлди.

14-Өктәбир германийә пайтәхти берлиндики америка баш әлчиханисида “уйғур авази” намлиқ рәсим көргәзмиси паалийити өткүзүлди. Бу паалийәтни америка баш әлчиханиси маддий җәһәттин қоллиған, д у қ орунлаштурғаниди. Көргәзмигә америка әлчихана хадимлири, бирқисим дөләтләрниң дипломатлири, америка вә явропа әллиридин кәлгән кишилик һоқуқ палийәтчилири, д у қ хадимлири вә башқа уйғур кишилик һоқуқ актиплири болуп 100 гә йеқин киши қатнашти.

14-Өктәбир чүштин кейин бу паалийәткә улапла, америка баш әлчиханисида йәнә “мениң һәдәм нәдә?” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң қоюлуш мурасими өткүзүлди. Мурасим муқәддимисидә американиң берлиндики вақитлиқ баш әлчиси кларик пирс, д у қ рәиси долқун әйса вә уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рушән аббас ханимлар ечилиш нутуқлири сөзлиди. Уйғурларниң нөвәттики вәзийити әтраплиқ йорутуп берилгән 75 минутлуқ бу филим кишиләрни қаттиқ тәсирләндүрди.

15-Өктәбир берлиндики “парк ин” меһманханисида “уйғур сиясий актиплирини тәрбийәләш” курси башланди. 2 Күн давам қилидиған бу курсни уйғур һәрикити тәшкилати орунлаштурғаниди. Паалийәт д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң ечилиш нутқи билән башланди.

Бүгүн, 15-өктәбир йәнә берлиндики аликсандер мәйданида “уйғур авази” рәсим көргәзмиси паалийити давамлашмақта.

Биз нәқмәйданда йүрүп, 2 күндин буян бу паалийәтләргә иштирак қиливатқан бирқисим тәшкилат рәһбәрлири вә уйғур сиясий актиплирини зиярәт қилдуқ. Диққитиңлар программимизниң тәпсилий мәзмунлирида болғай.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.