Президент җов байден вә ши җинпиң украина мәсилисидә сөһбәтләшкән бирақ сөһбәттин бәк нәтиҗә алалмиғанлиқи мәлум

Мухбиримиз ирадә
2022.03.18
Президент җов байден вә ши җинпиң украина мәсилисидә сөһбәтләшкән бирақ сөһбәттин бәк нәтиҗә алалмиғанлиқи мәлум Президент җов байден ақсарайдики вәзийәт өйидә тор арқилиқ хитай рәиси ши җинпиң билән сөһбәттә. 2022-Йили 18-март, вашингтон.
AP

Президент җов байден җүмә күни йәни 18-март күни әтигәндә хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән телефон сөһбити қилип украина мәсилисини һәл қилишниң чарисини издигән. Икки тәрәпниң бу сөһбити бир күн аввал ақсарай вә америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған иди. Баянатта икки рәһбәрниң русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқи вә икки тәрәп ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләр үстидә сөһбәтлишидиғанлиқи билдүрүлгән.

Хәвәрләрдин қариғанда бу сөһбәт йиғини икки саәткә йеқин давамлашқан, бирақ бу йиғиндин қандақ бир конкрет нәтиҗә чиққанлиқи ениқ әмәс. Чүнки һәр икки дөләт бу һәқтә ахбаратқа бәргән учурида конкрет тәпсилатларни ашкарилмиған.

Йиғин һәққидә хитайниң шинхуа агентлиқи тарқатқан рәсмий язма баянида нөвәттә америка әң диққәт қиливатқан украина мәсилисигә әң ахирида орун бәргән. Униңда мундақ дейилгән:

“икки тәрәп украинаниң нөвәттики вәзийити тоғрисида пикир алмаштурди. Президент байден америкаиң мәйданини тонуштурди һәмдә вәзийәтниң кәскинлишип кетишиниң алдини елиш үчүн хитай билән алақә қилишни халайдиғанлиқини билдүрди.”

Баянатта көрситилишичә ши җинпиң йәнә мундақ дегән:

“һәр қайси тәрәпләр русийә-украина диалоги вә сөһбитини ортақ қоллап, нәтиҗә вә тинчлиқ тоғрисида сөһбәтлишиши керәк. Америка вә шималий атлантик әһди тәшкилати йәнә русийә билән сөһбәт елип берип, украина кризисиниң түгүнини һәл қилип, русийә вә украинаниң бихәтәрлик мәсилисини һәл қилиши керәк.”

Хитайниң шинхуа агентлиқи тәрипидин тарқитилған бу язма баянат бу сөһбәткә диққәт қиливатқан көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Чүнки бу язма баянатта хитайниң русийәниң һәрбий таҗавузчилиқини тохтитишини тәләп қилидиғанлиқи яки бу һәқтә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқиға даир һечқандақ конкрет бир йеңилиқ йоқ иди.

Америка ақсарайи тәрипидин тарқитилған рәсмий баянатта “сөһбәттә русийәниң украинаға сәвәбсиз таҗавуз қилиши мәркәзлик музакирә қилинди. Президент байедин америка вә бизниң иттипақдашлиримиз вә шериклиримизниң бу кризисқа болған көз қаришини баян қилди.” дейилгән вә президент байденниң хитай тәрәпкә хитай русийәниң украйинаға қилған таҗавузчилиқини һәрқандақ бир ярдәм билән тәминлисә буниң бәлгилик ақивити болидиғанлиқи вә барлиқ ақивәткә өзи мәсул болидиғанлиқини ениқ билдүргәнлики йезилған.

Америка ақсарай баянатчиси җән саки бүгүнки ахбарат елан қилиш йиғинида икки тәрәп учришишиниң мәзмуни һәққидики соалларға ениқ җаваб бәрмиди. Җән саки йиғин һәққидики асаслиқ учурларниң ақ сарайдин тарқитилған рәсмий язма баянатта оттуриға қоюлуп болғанлиқини вә өзлириниң бу мәсилини көпрәк хусусий һәл қилишни халайдиғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: “биз ақсарайниң баянатидиму дигинимиздәк икки саәтлик йиғинда америкиниң бу мәсилидики позитсийәсини оттуриға қойдуқ. Биз йиғинда американиң вә иттипақдашлиримизниң мәйданини бирму-бир қарши тәрәпкә йәткүздуқ. Биз йәнә бу киризисни һәл қилиш үчүн алған тәдбирлиримизни, немә ишларни қилғанлиқимизни дедуқ. Биз йиғинда йәнә хитай тәрәпкә русийәни қоллиса қандақ ақивәтләргә дучар болидиғанлиқини йәткүздуқ.”

Җен саки йиғин һәққидики башқа һечқандақ тәпсилат үстидә тохталмиди. У һәтта бир мухбирниң “йиғинда хитай русийәниң һәрикитини таҗавузчилиқ, дедиму?,” дегән соалиғиму җаваб беришни рәт қилди. У йәнә мухбирларниң “хитай русийәни у тәләп қилған ярдәмләр билән тәминләптиму?”, дегән соалиғиму җаваб беришни рәт қилди.

Көзәткүчиләр һәр икки дөләтниң елан қилған баянлиридин бу йиғинда көп илгириләш болмиғанлиқини, американиң хитайдин күткән җавабни алалмиғанлиқини мулаһизә қилишмақта.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар биз кейинки программилиримизда бу учришиш һәққидики мулаһизиләрни аңлитимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.