Йеңи бихәтәрлик тәдбири: “тәрбийәләш” һәққидә еғиз ачмаслиқ вә телефонини чәтәлдин урулмайдиған қиливетиш

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.05.09
tekshurush-saqchi-herbiy-mashina.jpg Хитай қораллиқ әскәрлириниң бир уйғур яшниң машинисини ақтуруватқан көрүнүши. 2009-Йили 14-июл, үрүмчи.
AP

Мухбиримизниң телефон зиярәтлири вә иҗтимаий таратқулардин мәлум болушичә, б д т тәкшүрүш гурупписи уйғур дияриға йетип беришниң алдида түзүлгән йеңи бихәтәрлик тәдбирлири арисида, “тәрбийәләш”, йәни лагерлар һәққидә һечқандақ еғиз ачмаслиқ вә телефонлирини чәтәлдин телефон урулмайдиған қилип тәңшәп қоюш түзүми йолға қоюлған. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.

Өткән һәптидики телефон зиярәтлиримиз давамида қәшқәр һейтгаһ алдидики сама һәққидә мәлумат бәргән сақчи хадимидин, б д т тәкшүрүшидин хәвири бар-йоқлуқини соридуқ. Мәзкур хадим, бу һәқтә мәлумат барлиқини баян қилипла қалмастин, йәнә өзлиригә бу һәқтә немиләрниң уқтурулғанлиқи һәққидиму мәлумат бәрди. Униң дейишичә, даириләр асасий қатламлардики хадим вә аһалиләргә, б д т тәкшүрүш елип бериватқан мәзгилдә қалаймиқан гәп қилип қелиштин сақлиниш һәққидә алаһидә уқтуруш қилған. Уқтуруш сиясий өгиниш йиғинлири вә һөҗҗәт-материяллар арқилиқ йәткүзүлгән. Уқтуруштики мәзмунларниң биридә, “тәрбийәләш” йәни лагерлар һәққидә еғиз ачмаслиқ тәләп қилинған; гәп қилишқа тоғра кәлгәндә, турмушиниң яхшилиқи, һаятиниң нормаллиқи қатарлиқ иҗабий әһвалларнила тилға елиш әскәртилгән.

Хитай қораллиқ сақчилириниң уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллини ақтуруватқан көрүнүши. 2009-Йили 8-июл, үрүмчи.
Хитай қораллиқ сақчилириниң уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллини ақтуруватқан көрүнүши. 2009-Йили 8-июл, үрүмчи.
AP

Илгириму уйғур районида дөләт мәхпийәтликини чиң сақлаш һәққидә көп қетимлап уқтурушлар тарқитилған; уқтурушлардин биридә, лагерларни дунядин сир тутуш һәққидиму мәхсус агаһландурулған. Мәлум болушичә, бу қетимқиси пәқәт, б д т тәкшүрүши билән алақидар болуп, даириләр, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет ханимниң уйғур елини зиярәт қилиши давамида, һәқиқий әһвалниң билинип қелишиниң алдини елишқа һәрикәт қилған. Мәзкур хадим, өзиниң бир сақчи хадими болуштин ташқири, партийә әзаси икәнликиниму тилға елип, мундақ бир уқтурушни тарқитиш, әмәл қилиш вә иҗра қилишта өзиниң башламчилиқ роли ойнаватқанлиқини тәкитлиди.

Б д т тәкшүрүшигә алақидар, бихәтәрлик тәдбирлири тоғрилиқ ениқлашлиримиз давам қиливатқан бу күнләрдә йәнә иҗтимаий таратқуларда, қол телефонлирини чәтәлдин киргән телефонни қобул қилмайдиған қилип тәңшәп қоюш тоғрилиқ чиқирилған бир уқтурушму көзимизгә челиқти. Бу һәқтә дойин йәни тик-токта тарқитилған бир учурда, телефонни бу хил шәкилдә тәңшәшниң усули, йәни қәдәм басқучлириниң мәхсус бир исхемиси сизип көрситилгән.

Лагер шаһити зумрәт давут, даириләрниң бу арқилиқ, б д т ниң тәкшүрүши мәзгилидә муһаҗирәттики уйғурлар билән уйғур елидики хәлқ арисида өзара бир һәмкарлиқниң шәкиллинип қелишидин әдишә қилғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, даириләр бир тәрәптин чәтәлдики уйғурларниң уйғур елидики аһалиләрни б д т тәкшүргүчилиригә һәқиқий әһвални паш қилишқа җасарәт берип қоюшиниң алдини алдини болмақчи болған, йәнә бир тәрәптин чәтәлдики мухбирларниң б д т тәкшүрүш елип бериватқан бу назук вәзийәттә, уйғур елигә телефон қилип, муһим учурларни ашкарилап қоюш вә бу сәвәблик бир ахбарат дағдуғиси пәйда қилип қоюшниң алдини алмақчи болған.

Алдинқи һәптә зияритимизни қобул қилған сиясий көзәткүчи илшат һәсән әпәнди, хитай тәрәп тәкитләватқан дөләт бихәтәрликиниң маһийәттә хитайниң барлиқ уйғур сиясити, йәни нөвәттә уйғур җәмийитиниң һәммә саһәсидә ипадиси көрүлидиған уйғур қирғинчилиқи икәнликини әскәрткәниди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқирида, б д т тәкшүрүши мәзгилидики йеңи бихәтәрлик тәдбири-лагерлар һәққидә еғиз ачмаслиқ вә телефони чәтәлдин урулмайдиған қилип тәңшәш-һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.