Җим макговерн: хитай уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду

Мухбиримиз нуриман
2020.07.12
Campaign-For-Uyghurs-Event-20200709.jpg Хәлқара диний етиқад әркинлики муназирә суписи вә “уйғур һәрикити” тәшкилати бирлишип орунлаштурған нөвәттики уйғурларниң диний етиқад әһвали вә мәҗбури әмгәкниң алдини елиш һәққидики тор муназирисиниң елани.
Social Media

Америка һөкүмити хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастурушлирида асаслиқ рол ойниған хитай әмәлдарлириға җаза тәдбири елан қилди. Американиң юқири дәриҗилик дөләт әмәлдарлири вә муһаҗирәттки уйғур тәшкилатлири бу тарихий пурсәттин үнүмлүк пайдилиниш үчүн йәнә немиләрни қилиш керәклики һәққидә җиддий муназиләрни уюштурмақта.

Хәлқара диний етиқад әркинлики муназирә суписи вә “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң бирлишип орунлаштуруши билән америка дөләт мәҗлиси әзаси җим макговерн, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл, уйғурларға мунасивәтлик әң муһим доклатларни елан қилған германийәлик тәтқиқатчи адриян зениз, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, уйғур һәрикити тәшкилатиниң иҗраийә мудири рошән аббас, уйғур һәрикити тәшкилатиниң пәхрий рәиси, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт вә әркин асия радийоси уйғур бөлүми мудири алим сейтоф қатарлиқлар нөвәттики уйғурларниң диний етиқад әһвали вә мәҗбури әмгәкниң алдини елиш һәққидә муназирә елип барди.

“уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қанун лайиһәси” ни оттуриға қойған дөләт мәҗлис әзалириниң бири болған америка авам палата әзаси җим макговерн мундақ деди: “һәммиңларға мәлум, уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрниң әһвали һәқиқәтән җиддий. Тәхминән бир милйон 800миңдин артуқ кши йеғивелиш лагерлириға солинип мәҗбурий әмгәккә селинмақта, қийин-қистаққа учримақта. Хитай инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатиду. Йеқинда елан қилинған мәҗбурий туғут чәкләшкә аит испатларға асасән хәлқара җинайи ишлар сотиниң бекитишичә хитай уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду”. 

Җим макговерн америка һөкүмитидикиләр шуниңдәк муһим дөләт мәҗлиси әзалириниң уйғурларни қоллайдиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә мунуларни билдүрди: “американиң кишилик һоқуқни қоғдаш мәсилисидә һәр вақит мәйдани ениқ. Хитай йиллардин бери өткүзгән кишилик һоқуқ дәпсәндичилики үчүн җавабкарлиққа тартилиши керәк. Әгәр биз хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бу зулумиға қарши турмисақ, дуняниң һәр қандақ йеридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә гәп қилиш салаһийитимиз болмайду”.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл әпәнди сөз қилип, америка һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастурушлирида асаслиқ рол ойниған хитай әмәлдарлириға җаза тәдбири елан қилишиға түрткә болған адриян зениздәк тәтқиқатчиларға, уйғур елидә йүз бериватқан ишларни хәлқараға ашкарилашта муһим рол ойниған әркин асия радийоси уйғур бөлүми хадимлириға вә уйғур мәсилисини тонутқан актип паалийәтчиләргә рәһмәт ейтти. У мундақ деди: “уйғурларниң юрти шәрқи түркистанда ечинишлиқ ишлар йүз бериватиду. Мәҗлис әзаси макговерн ейтқандәк хитайниң зулумиға қарши рәсмий һәрикәткә өттуқ. Мени һәммидин хушал қилидиғини алаһидә әлчи сам бровнбәк вә башқа палата әзалири ‛йәршари магнитиский қануни‚ ни ишқа селиши керәкликини билдүрди. Бу техи хитайға йүргүзүлидиған сиясәтлиримизниң башланмиси”. 

Нури түркәл әпәнди йәнә мунуларни билдүрди: “1944-йили йәһудийларға қарита йүз бәргән вәқә билән 2020-йилида шәрқи түркистанда йүз бериватқанлардики охшашлиқларға диққәт қилишимиз керәк. Нөвәттә қилалайдиғинимиз шуки очуқ-ашкара, рәсмий йоллар билән хитайға бесим чүшүрүшкә күчишимиз керәк”.

Американиң бундақ кәскин қарар елишини тезләштүргән амилларниң бири йеқинда елан қилинған “уйғурларға қарита мәҗбури туғут чәкләшкә” даир доклат болуп, 29-июн күни германийәлик тәтқиқатчи адриян зениз “һамилидарлиқтин сақлиниш, мәҗбурий туғут чәкләш: хитай компартийәсиниң уйғурларниң туғулуш нисбитини контрол қилиш һәрикити” намлиқ һөҗҗәтлик доклат елан қилип зор ғулғула қозғиғаниди.

Адриян зениз хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситини әң ахирқи мәқситигә йәтмигүчә тохтатмайдиғанлиқини ейтип мундақ деди: “бу бизниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумиға даир тунҗи қетим конкрет вә системилиқ һалда еришкән испатимиз. Бу испатлар ‛җәнвә ирқий қирғинчлиққа қарши туруш әһдинамиси‚да дейилгән ирқий қирғинчилиқниң маддилириға чүшиду. Мәсилән: туғутни контрол қилиш. Кәң көләмлик қирғинчилиққа кәлсәк, нурғун киши өлүп кәткән болсиму, лекин бизниң системилиқ, кәң көләмдә қирғин қилғанлиққа даир испатимиз йоқ. Балиларни еливелиш, йәни ятақлиқ мәктәп намида ата-анисидин айриш қатарлиқ амиллар бу арқилиқ хитайниң йәтмәкчи болған мәқсити һәққидә ойландуриду. Мән мәҗбурий туғут чәкләшни ассимилятсийә қилиштин һалқиған, ‛нопус қирғинчилиқи‚ дәп қараймән. Уйғурларниң нопусини қаттиқ контрол қилиш вә хитай нопусини йөткәш, истратегийәлик ассимилятсийә қилиш болиду. Һазирғичә 20-25 пирсәнт уйғур аяллири бу сиясәтниң қурбани болди. Мениңчә хитайлар толуқ әмәлийләштүрмигүчә тохтимайду, униңдин кейин немә болидиғанлиқини пәрәз қилиш тәс”.

Көзәткүчиләрниң қаришичә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сиясити аллибурун “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дин һалқип кәткән. “вашингтон почтиси” гезити “шинҗаңда йүз бериватқини ирқий қирғинчилиқ” сәрләвһилик мәхсус мақалә елан қилғаниди. 

“уйғур һәрикити” тәшкилати 8-июл “шәрқи түркистандики ирқий қирғинчилиқ” намлиқ 30 бәтлик бир доклат елан қилған болуп, “уйғур һәрикити” тәшкилати иҗраийә директори рошән аббас ханим бу һәқтә мундақ деди: “бу доклатта ‛бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқий қирғинчлиққа қарши туруш әһдинамиси‚ниң 5 маддисини гуваһчилар вә дәлилләр билән испатлап чиқтуқ. Бу доклат арқилиқ хәлқарадин шәрқий түркистанниң ‛бесивелинған зеимин‚ икәнликини қобул қилишни тәләп қилдуқ. Барлиқ дөләтләрниң вә хәлқараниң хитайға ирқий қирғинчилиқниң җинайи җавабкари сүпитидә муамилә қилишини вә җазалишини тәләп қилдуқ”.

Рошән аббас ханим ахирида даңлиқ пәйласоп җон стуартниң “әски адәмләрниң мәқситигә йетиши үчүн яхши адәмләрниң һеч иш иш қилмастин қол қоштуруп қарап туруши йетәрлик”, дегән мәшһур сөзини нәқил кәлтүрүп, хитай қанчә күчлүк болсиму, бирақ өзиниң һәқни сөзләштин тохтимайдиғанлиқини билдүрди.

Радийомиз уйғур бөлүмниң мудир алим сейтоф әпәнди хитайда йүз бериватқан вәһшийликни ашкарилашта муһим рол ойниған уйғур бөлүми хадимлиридин алтә кишиниң аилә тавабиатлириниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқини әскәртти. У мундақ деди: “хитай даирилири хадимлиримизниң аилә тавабиатлирини тутқун қилип, гөрүгә еливелиш арқилиқ, бизни җимиқтурмақчи болуватиду. Лекин, биз тәһдитләргә баш әгмәймиз, әксичә техиму күчлүк ирадә билән зулумни аңлитишни давам қилимиз. Бизниң хизмитимиз бәк муһим. Чүнки биз хитайниң тилини, характерини, сиясий мәқситини билимиз, уйғурларниң нөвәттики вәзийитини чүшинимиз”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.