Бишкәктә уйғур уруш қәһриманлириға беғишланған җумһурийәтлик челишиш мусабиқиси өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2019.05.15
qirghizistan-chelishish.jpg Уйғур уруш қәһриманлириға беғишланған җумһурийәтлик челишиш мусабиқисидин көрүнүш. 2019-Йили 12-май, бишкәк.
RFA/Féruze

12-Май күни қирғизистан пайтәхти бишкәктә уйғур уруш қәһриманлириға беғишланған җумһурийәтлик челишиш мусабиқиси өткүзүлди.

Бу қетимлиқ мусабиқә иккинчи дуня уруши мәзгилидә “совет иттипақиниң қәһримани” дегән намға еришкән уйғур җәңчиләрдин сүлһи лутпуллайеф, дадаш бабаҗануф вә мәсим яқупоф қатарлиқларниң намиға атап өткүзүлди.

Мәзкур мусабиқә қирғизистан “самбо” федератсийәси вә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң һәмкарлиқида өткүзүлди, уйғур тиҗарәтчиләр иқтисадий җәһәттин қоллап-қуввәтлиди.

Бу қетимлиқ челишиш мусабиқисигә қирғизистанниң чу, ош, җалал-абад, нарин вә иссиқкөл вилайәтлиридин кәлгән 130 дин артуқ челишчи қатнашти. Мусабиқә давамида 60 килограмдин 80 килограмғичә еғирлиқтики челишчилар нәқ мәйданда өз маһарәтлирини көрситишти.

Мәзкур паалийәтниң тәшәббусчиси, самбо федератсийәсиниң рәиси нурлан токонойеф зияритимизни қобул қилип, өзиниң уйғур уруш қәһриманлири тоғрисида тунҗи қетим русийәниң новосибирск шәһиридә уйғурларниң “вәтән” җәмийити тәрипидин өткүзүлгән путбол мусабиқисидә аңлиғанлиқини тилға алди. У новосиркс шәһиридики путбол мусабиқисиниң хәмит тохтийефниң башчилиқида өткүзүлгәнликини, өзиниң у йәрдики уйғур достлири билән йеқин алақиси болғачқа, қирғизистандиму “самбо”, йәни челишиш бойичә мусабиқиләрни уюштурушқа башлиғанлиқини тәкитләп өтти.

У йәнә өзиниң уйғур вәтәндашлириниң җасаритидин пәхирлинидиғанлиқини билдүрди. Шундақла фашизимға қарши урушта хизмәт көрсәткән уйғур уруш қәһриманлириниң намини унтумаслиқ үчүн төтинчи қетим бу паалийәтни өткүзүватқанлиқини ейтти.

Нурлан токонойеф йәнә бу қетимлиқ мусабиқиниң толиму сүпәтлик өткәнликини тилға елип, келәчәктә уйғур қәһриманларға аталған бу типтики мусабиқиләрни хәлқаралиқ дәриҗидә өткүзүш пилани барлиқини илгири сүрди.

Мәзкур тәнһәрикәт паалийитигә самбо федератсийәсиниң рәиси нурлан токонойефтин башқа йәнә қирғизистан дөләт мудапийә министирлиқиниң пәнсийонери малик баталоф, қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң муавин рәиси исмаил таһироф, сабиқ советлар иттипақи дәвридики тәнһәрикәт маһирлиридин нурмәмәт абдурахманоф, тупик андрей, бектеназар қиличеф қатарлиқ кишиләрму қатнашти

Радийомиз зияритини қобул қилған қирғизистан дөләт мудапиә министирлиқиниң һәрбий сәптин чекиңән пенсийонери малик баталоф бу қетимқи мусабиқә арқилиқ фашизимға қарши урушта хизмәт көрсәткән уйғур қәһриманларниң ядланғанлиқини вә һазирқи яшларға бир мәйдан вәтәнпәрвәрлик тәрбийәсиниң берилгәнликини тилға алди. У йәнә бу паалийәт иккинчи дуня урушиға қатнашқан вә хизмәт көрсәткән җәңчиләргә һөрмәт билдүрүш арқилиқ бүгүн қирғизистанда яшаватқан һәр милләт хәлқини иттипақлаштуруш вә бирликни сақлаш ролини ойнимақта.

Сабиқ советлар иттипақи дәвридики тәнһәрикәт маһирлиридин тупик андрей әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи паалийәтни көргәндин кейинки тәсиратлирини баян қилип өтти. У әгәрдә бәзи бир сәвәбләр түпәйли қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийити бу паалийәткә қатнишалмай қалған тәқдирдиму, қирғизистан җумһурийитиниң “самбо федератсийәси” уйғур уруш қәһриманлирини өз ичигә алған барлиқ җәңчиләрниң намиға беғишланған бу түрдики мусабиқиләрни һәр йили уюштуруп туридиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.