Абдуҗелил муһәммәт: “техиму чоң мусабиқиләргә қатнишип, шәрқий түркистанни дуняға тонутимән! ”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.10.05
Abdujelil-Muhemmed-02 Абдуҗелил муһәммәт җәнубий австралийә “алмас қайтурма зәрбиси” (Diamondback FC 18) әркин муштлишиш түриниң 18-қетимлиқ мусабиқисидә чемпийонлуққа еришкән көрүнүш. 29-Сентәбир, аделайд
Facebook/@Enver Can Uygur

Австралийәлик уйғур яш абдуҗелил муһәммәт 29-сентәбир күни австралийәниң аделайд шәһиридә өткүзүлгән җәнубий австралийә “алмас қайтурма зәрбиси” (Diamondback FC 18) әркин муштлишиш түриниң 18-қетимлиқ мусабиқисидә рәқиби лукас шимит (Lucas Smitt) ни йеңип чемпийонлуқиға еришкән.

Абдуҗелил муһәммәт (солдин биринчи киши) җәнубий австралийә “алмас қайтурма зәрбиси” (Diamondback FC 18) әркин муштлишиш түриниң 18-қетимлиқ мусабиқисидә чемпийонлуққа еришкән көрүнүш. 29-Сентәбир, аделайд
Абдуҗелил муһәммәт (солдин биринчи киши) җәнубий австралийә “алмас қайтурма зәрбиси” (Diamondback FC 18) әркин муштлишиш түриниң 18-қетимлиқ мусабиқисидә чемпийонлуққа еришкән көрүнүш. 29-Сентәбир, аделайд
Facebook/@Enver Can Uygur

Учисиға алди тәрәпкә ай юлтузлуқ шәрқий түркистан байриқи, арқисиға “UYGHUR” дегән хәт вә бөриниң сүрити чүшүрүлгән көк майка, бешиға уйғур допписи кийип мәйданға киргән 23 яшлиқ абдуҗелил муһәммәт тамашибинларниң алаһидә диққитини қозғиған.

Җәмий икки мәйдан давамлашқан төт минуттәк мусабиқидә абдуҗелил муһәммәт биринчи мәйдандин башлапла 67 килогирамлиқ рәқиби лукас шимиттин үстүнлүкни тартивалған. Абдуҗелил муһәммәт мусабиқидин кейин қилған сөзидә тамашибинларға, өзиниң мәшиқ гурупписиға вә өзигә һәмдәмдә болушқа кәлгән уйғурларға рәһмәт ейтқан. Шуниң билән бир вақитта, өзиниң биринчи қетимлиқ мусабиқидин савақ елип, “бу қетим техиму яхши тәйярлиқ билән кәлгәнлики вә медалға еришкәнлики” ни билдүргән.

Абдуҗелил муһәммәт (оңдин иккинчи киши) җәнубий австралийә “алмас қайтурма зәрбиси” (Diamondback FC 18) әркин муштлишиш түриниң 18-қетимлиқ мусабиқисидә чемпийонлуққа еришкән көрүнүш. 29-Сентәбир, аделайд
Абдуҗелил муһәммәт (оңдин иккинчи киши) җәнубий австралийә “алмас қайтурма зәрбиси” (Diamondback FC 18) әркин муштлишиш түриниң 18-қетимлиқ мусабиқисидә чемпийонлуққа еришкән көрүнүш. 29-Сентәбир, аделайд
Facebook/@Enver Can Uygur

Абдуҗелил муһәммәт радийомизға бәргән зияритидә техиму чоң мусабиқиләрдә ай-юлтузлуқ көк байрақни җәвлан қилдуруп, шәрқий түркистанни дуняға тонутушни нишан қилғанлиқини билдүрди.

Абдуҗелил муһәммәт билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.