Берлин, брюссел, лондон, осло вә стокһолм қатарлиқ чоң шәһәрләрдә намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.12.12
Brussels-namayish.jpg “уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 9-декабир, бирюссел, белгийә.
RFA/Ekrem

Германийә пайтәхти берлин, белгийә пайтәхти бирюссел, әнгилийә пайтәхти лондун, норвегийә пайтәхти ослу вә шиветсийә пайтәхти ситокһолим қатарлиқ явропадики чоң шәһәрләрдә яшаватқан уйғурлар 9-10-декабир күнлири “уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән намайишлар елип барған. 9-Декабир күни фирансийә пайтәхти парижда вә германийәниң мюнхен шәһәрлиридә намайишлар болуп өткәниди.

Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиниң билдүришичә, германийә пайтәхти берлинда 10-декабир өткүзүлгән бирләшмә намайишқа уйғурлар, тибәтләр, хитай демократлири, хоңкоңлуқлар, германлар, түркләр болуп көп санда киши қатнашқан.

“уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 9-декабир, лондон.
“уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 9-декабир, лондон.
RFA/Ekrem

10-Декабир күни белгийә пайтәхти бирюсселдиму зор көләмлик намайиш өткүзүлгән. Белгийә уйғур җәмийитиниң рәһбәрлиридин абдуллам әпәндиниң баян қилишичә, “уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқ хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мәқсидидә шәһәр мәркизидә өткүзүлгән бу намайиш йәрлик аһалиниң күчлүк диққитини тартқан.

Әнгилийә пайтәхти лондундиму 10-декабир күни намайиш елип берилған. Д у қ лондун ишханисиниң мудири рәһимә ханимниң ейтишичә, намайиш әңилийә баш министириниң ишханиси алдида башлинип, лондондики хитай әлчиханисиниң алдиғичә давамлашқан. Намайишқа уйғурлардин башқа, тибәтләр вә башқа милләтләрму қатнашқан.

“уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 9-декабир, ситокһолм, шиветсийә.
“уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” вә “хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 9-декабир, ситокһолм, шиветсийә.
RFA/Ekrem

Норвегийә пайтәхти ослудики намайиш 9-декабир күни елип берилған. Ослуда яшайдиған д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәндиниң бу хусуста бәргән мәлуматиға асасланғанда, намайиш ослудики парламент бинаси алдида өткүзүлгән, норвегийәниң һәрқайси юртлиридин кәлгән көп сандики уйғурлар қатнашқан.

Шиветсийәдә 10-декабир елип берилған намайиш пайтәхт ситокһолимдики парламент бинаси алдида өткүзүлгән. Шиветсийә уйғур бирлики тәшкилатиниң мәсуллиридин қурбанҗан бу һәқтә тохталғанда, гоя үрүмчидики от апитидә қурбан болғанларниң налисини дуняға аңлитиватқандәк тәсиратта болғанлиқини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.