Хитай һөкүмити бир дарилтамни тақиди
2004.07.12
Ройтирс ахбарат агенитлиқиниң әйдиз паалийәтчиси ли дәнниң сөзини нәқил кәлтүришичә, хенән шаңчув шәһәрлик сақчи даирилири 7 - ийол күни у йеңила ачқан йитимлар мәктипигә килип, барлиқ оқутқучи оқуғучиларға 15 минот ичидә мәктәптини айрилиш һәққидә буйруқ қилған һәмдә бу мәктәпни тақивәткән.
Хәвәрдә көрситилишичә, мәзкүр дарилтамда 22 нәпәр йитим бала бар болуп,уларниң ата- анилири қан сетиш сәвәбидин әйдиз кесилини йоқтуруп өлгәнләр икән. Ли дән хитай даирилириниң мәзкүр дарилтамни тақаш сәвәби үстидә тохтулуп, бәлким өзиниң баңкокда ичилған хәлқара әйдиз кесили йиғиниға бармақчи болғанлиқи билән мунасивәтлик болиши момкинлигини билдүрди.
Хитайниң баш министири винҗиябав техи өткән һәптә хитай һөкүмитиниң чоқум барлиқ вастилар билән әйдиз кесилигә тақабил туридиғанлиқини билдүргән иди. Әмма хитай даирилири йәнила әйдиз паалийәтчилирини давамлиқ бастуруп, уларниң паалийәтлирини чәклимәктә.