“уйғурларни бозәк етиш”: хитайниң уйғурларниң диний етиқадини хорлиши диққәт қозғимақта (2)

Мухбиримиз әзиз
2017.05.22
bazar-sodiliq-yemeklik-saqal-yaghliq.jpg Йәл-йемиш базирида содилиқ қиливатқан уйғурлар. 2013-Йили 9-ноябир, қәшқәр.
AFP

Хитай һөкүмитиниң уйғурлар диярида “террорлуққа қарши туруш вә униң алдини елиш” дегән намда йолға қоюватқан диний етиқадни, шундақла уйғурлардики ислами өрп-адәтләрни чәкләш тәдбирлири хәлқараниң күчлүк тәнқидигә учримақта. Алақидар шәхсләр бу һәқтә елан қилған обзор мақалилиридә, бу һални хитай дөлитиниң уйғурларни бозәк қиливатқанлиқиниң бир дәлили, дәп көрсәтти.

Бу мунасивәт билән бир қисим мутәхәссисләр зияритимизни қобул қилип, өзлириниң бу һәқтики қарашлирини биз билән ортақлашти.

Һәрқайси ахбарат васитилириниң учурлириға қариғанда, даириләрниң уйғурлар дияридики “әсәбийликниң вә террорлуқниң алдини елиш” тәдбирлири ичидә һәммидин бәкрәк тәнқидкә учриғини, уйғур бовақларға ислами шәкилдики исимларни, җүмлидин “муһәммәд” яки “мәдинә” дегәндәк исимларни қоюшни чәкләш, шундақла һеҗаблиқ аялларниң вә узун сақаллиқ әрләрниң аммиви сорунларда көзгә челиқишини мәни қилиш тәдбирлири болған.

“иқтисадшунаслар” гезитигә бесилған “хитайниң мусулманларни һақарәтлишидики аҗайип усуллар” сәрләвһилик мақалидә, мана мушу мәсилиләр конкрет тәһлил қилинған. Униңда ейтилишичә, бу йеңи сиясәтләр йолға қоюлғандин кейин, буниң тәсиридә бир қисим ата-аниларниң йеңидин дуняға кәлгән пәрзәнтлирини хитайдики қаттиқ контроллуқ билән башқурулидиған “нопус системиси” ға тизимлиталиши қийинға чүшидикән, буниң билән ашу балиларниң мәктәп, давалиниш, турмуш қатарлиқ саһәләрдә еғир дишварчилиқларға дуч келиш еһтималлиқи юқири болидикән.

Хитай даирилириниң бу хил диний сиясәтлириниң әң әқәллий болған диний етиқад әркинлики һәмдә хәлқара инсан һәқлири өлчимигә еғир дәриҗидә хилап болғанлиқи һәққидә дуня уйғур қурултийиниң тәтқиқатчиси петр ирвин мундақ дәйду: “шундақ. Бу сиясәтләрниң мутләқ көп қисми хәлқарадики инсан һәқлиригә даир келишимләргә яки уларниң өлчимигә уйғун кәлмәйду. Хитай компартийиси әмәлийәттә пуқраларниң сиясий һоқуқини қоғдаш җәһәттики хәлқаралиқ әһдинамигә имза қойған. Әмма диний етиқад әркинликини елип ейтсақ, буниң өзи бу районда еғир мәсилиләрдин санилиду. Мәдәнийәт һоқуқлириниң қоғдилишидиму охшаш мәсилиләр сақланмақта. Хитай компартийисиниң мушундақ сиясәтләр арқилиқ террорлуқниң вә әсәбийликниң алдини алимиз дегини әмәлийәткә задила уйғун болмиған бир тәдбир. Чүнки, террорлуқниң алдини елиш үчүн алди билән мәзкур районда һәқиқий мәнидики террорлуқ тәһдити мәвҗут болуши лазим. Әмма бизниң көрүватқанлиримиз, пәқәт азғинә сандики уйғурларниң зорлуқ шәкилдики қаршилиқ һәрикәтлири, халас. Шундақ бир әһвал оттуриға чиққан икән, даириләр алди билән дуч келишкә тегишлик мәсилә чатақниң немә үчүн чиқиватқанлиқиниң сәвәбини тепиш, шуниңдәк бу мәсилиләрни қандақ оңлаш вә қайта йүз беришиниң алдини елиш һәққидә баш қатуруш, хитай өзи қайта-қайта давраң селиватқандәк районда һәқиқий мәнидики муқимлиқ вәзийитини орнитишқа тиришиш дегәнләр болуши керәк. Хитай җәзмән мушу һадисиләрниң немә үчүн келип чиқиватқанлиқниң һәмдә буниң қандақ башланғанлиқиниң сәвәбини билиши техиму муһим. Бу һәқтә алақидар шәхсләр изчил һалда өткән он-йигирмә йил мабәйнидә диний вә мәдәнийәт җәһәтләрдики зулумларниң уйғурлар билән хитайлар оттурисидики наразилиққа пилта болуватқанлиқини дәп келиватиду.”

Уйғурлар диярида йолға қоюлуватқан сиясий, диний вә миллий сиясәтләр һәққидики мулаһизә апторлириниң қаришичә, бу сиясәтләрниң оттуриға чиқиши хитай рәһбири ши җинпиңниң “шинҗаңда полаттин соқулған сәддичин сепили бәрпа қилиш лазим” дегән йолйоруқи билән зич бағлинишлиқ икән. Чүнки, ашу чақириқ оттуриға чиққандин буян уйғурлар дияриниң аманлиқ хам чоти бирақла 20% ашқан. Уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики қаршилиқ һәрикәтлири “дәрһал шу җайда етип ташлаш” шәклидә бир яқлиқ қилинған. Гәрчә хитай даирилири қаршилиқ вә “террорлуқ” һәрикәтлириниң зор дәриҗидә азайғанлиқини тилға еливатқан болсиму, уйғурлар диярида турушлуқ сақчи вә мунтизим һәрбий қошунниң саниниң ешип бериватқанлиқи мәлум болмақта. Бу хил әһваллар һәққидә германийәдики “явропа мәдәнийәт вә илаһийәт институти” ниң оқутқучиси доктор адрян зенз (адриан зәнз) хитай даирилириниң уйғурлар дияридики баш вәкили чен чуәнгониң идарә қилиш истратегийисигә қарап чиқишниң муһимлиқини тәкитләйду.

Униң қаришичә, чен чуәнго тибәттин уйғурлар дияриға йөткилип кәлгәндин буян тибәттики бир қисим тәҗрибилирини көчүрүп кәлгән. Буниң бир типик ипадиси болса, диний етиқад билән зич бағлинишлиқ болған һул муәссәсиләрни башқурушқа қаритилған. У бу һәқтә мундақ деди: “шуниң билән бир вақитта йәнә, қаттиқ болған бихәтәрлик истратегийилири, бихәтәрлик үчүн зор санда аманлиқ хадимлири қобул қилиш, бихәтәрлик нуқтилири бойичә назарәт қилиш техникиси вә аманлиқ техникилири һәрқайси саһәгә қоллинилди. Һазир бизниң диққитимизни тартиватқан йәнә бир нуқта шуки, даириләр ‛асаслиқ мәнбә‚ дәп қариливатқан шәйиниң биваситә тәсирини контрол қилишқа бәкрәк күчәватиду. Мәсилән, тибәтни мисалға алсақ, у җайдики өзигә от йеқиш һадисилирини даириләр бутханиларни контрол қилиш арқилиқ тосуп кәлгән. Йәни бутханилар системисини биваситә контрол қилиш вә тибәтләргә қаритилған сиясий өгинишләр арқилиқ бу хил һадисиләрниң алдини алған. Әмди бу усул уйғурларға тәтбиқланғанда болса, буниңда бираз аваричилик көрүлди. Чүнки ислам динида бу хилдики мәсчит системиси мәвҗут әмәс, йәни мәсчитләр һәммила җайда өз алдиға мәвҗут болуп турувериду. Йәнә келип бу районда даириләр диққәт қилған йәнә бир әһвал, учурлар вә пикирләрниң иҗтимаий таратқулар арқилиқ тез сүрәттә тарқилиши, болупму үндидардики язмиларниң кәң тарқилиши болди. Шуниң үчүн улар буниң алдини елишқа тиришиватиду, шундақла мәсчитләрдә немиләрни дейишкә болидиғанлиқини, қайси ‛үзүндиләр‚ ни оқушқа болидиғанлиқини бәлгиләп бериватиду (әлвәттә, һәрқайси җайларниң әһвали бир-биридин сәл пәрқлиқ болуши мумкин), ислами мәзмундики һәрқандақ язминиң әркин тарқилиши болса қаттиқ контрол қилиниватиду. Әмдиликтә болса динниң ташқи шәклигә мәнсуп һәрқандақ бәлгиләр, җүмлидин ислам динидики нормал ибадәтләрму изчил һалда әсәбийлик, дәп шәрһилиниватиду.”

Мақалида көрситилишичә, йәрлик даириләр һазир һәрқайси һөкүмәт тармақлирида вәзипә өтәватқан һәр дәриҗилик кадирларниң хитай дөлитигә вә хитай компартийәсигә болған садақитини җиддий һалда синимақта икән. Буниң бир типик өлчими болса, ашу йәрлик кадирниң диний етиқад билән қайси дәриҗидә мунасивитиниң барлиқиға қараш икән. Бу хил қабаһәтниң тәсиридә һазир илгиридин нормал болуп келиватқан нурғунлиған диний етиқад паалийәтлири, җүмлидин той вә дәпнә мурасимлириму мушу хил назарәтниң даирисигә киргүзүлгән. Адриян зенз бу һәқтә тохтилип, хитай даирилириниң бу хилдики тәдбирлириниң җәмийәткә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини тилға алди.

У бу тоғрилиқ мундақ деди: “шуңа илгири кәң көләмдә мәвҗут болған диний етиқад паалийәтлири асасән һечнәрсигә путлашмай өз йолида меңиватқан иди. Әмма, һазир бу хилдики диний етиқад паалийәтлирини сиғдуралайдиған бошлуқ барғансери тарийип кетиватиду, бу һәтта балиларға қандақ исим қоюш вә аялларниң қандақ кийинишигә қәдәр берип четиливатиду. Сизгиму мәлум болған һадисиләрниң бири, йәни һелиқи яшинип қалған йезилиқ имамға һөрмәт билдүрүш йүзисидин униң алдида тамака чекиштин өзини тартқан партийәлик кадирниң җазалинишиму буниң бир мисали. Һазир бу ишлар әхлақ системисиғиму тәсир көрситиватиду. Адәттә дин өзи мәвҗут болуватқан җәмийәтниң идеологийә саһәсигә һәрқачан иҗабий тәсир көрситиду, немини тәрғиб қилиш, немини чәкләш дегәнләрни өгитиду. Һазирқи сиясәтләр болса нормал диний етиқадларниму әсәбийликкә бағлап шәрһийләватиду, навада бирав ислам динидики әхлақ низамлириниң һәрқандиқиға риайә қилса яки җүмә күнидики коллектип ибадәткә қатнашса буниму бир таяқта һәйдәп ‛әсәбийлик‚ дәватиду.”

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хоңкоңда турушлуқ вәкили виллиям ниму бу нуқтида адрян зензға охшаш пикирдә. Униң қаришичә, хитай даирилириниң бу хилдики тәдбирләрни йолға қоюши уйғурлар дияридики вәзийәтни техиму яманлаштуруштин башқа ақивәт елип келәлмәйдикән. У бу һәқтә мундақ дәйду: “улар һазир ислам дининиң һәрқандақ шәкилдики ипадисигә бир чатақ йошурунған, дәп қараватиду. Йеңи туғулған балиға әнәниви шәкилдә ислами исимларни қоюш, аялларниң һеҗаплиниши, әрләрниң сақал қоюши қатарлиқларни чәкләшниң һечқайсиси аммиға бихәтәрлик ата қилидиған тәдбирләр әмәс. Сизгиму мәлумки, бу худди бир терторлуқ һуҗумини пиланлиғандәкла бир иш, йәни әслидә бир һөкүмәт өз пуқралириниң ашу хилдики һәқ-һоқуқлири дәхли-тәрузға учриғанда бу һоқуқларни қоғдиши лазим иди. Әмма һазир, әһвал буниң тәтүрисичә болуватиду. Шуниң үчүн бу әһваллар һәммидинму бәкрәк инсан һәқлиригә вә мәдәнийәт һоқуқлириға, болупму шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур миллитиниң бихәтәрликигә мунасивәтлик тәһдитләргә йол ачиду.”

Мақалә апторлири бу мәсилиләр һәққидә йәрлик уйғурлардин сүрүштә қилғанда, қәшқәрдики такси шопурлиридин бирәйлән “мәһәллә дегән мевигә охшайду, уни бәк чиң сиқивәтсә униң сүйи көзгә чачрайдиған гәп” дәп образлиқ җаваб бәргән.
Мәлум болушичә, даириләрниң бу тәдбирлири һазир рәсмий иҗра қилиниватқан болуп, йеқин кәлгүсидә униң қандақ ақивәтләрни елип келидиғанлиқи һәққидә һәр хил мөлчәрләр оттуриға чиқмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.