Америка дөләт мәҗлисидә хитайдики диний етиқад дәпсәндичилики йәнә бир қетим музакирә қилинди
2017.05.26

Хитайдики инсан һәқлириниң дәпсәндә қилинишида әң гәвдилик болуватқан мәсилиләрниң бири, диний етиқад әркинликиниң чәклиниши вә аяқ-асти қилиниши болуп һесаблиниду. 24-Майда америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида алақидар шәхсләр дуня миқясида, җүмлидин хитайда диний һәқ вә һоқуқларниң дәпсәндә қилиниши һәққидә гуваһлиқ берип, америка ташқи сияситиниң бу мәсилиләрни өз ичигә елишини җиддий тәләп қилди.
Мәлум болушичә, дуня миқясида диний етиқад паалийәтлири түрлүк чәклимиләргә дуч келиватқан болуп, буларниң бәзилири һөкүмәтниң, йәнә бәзилири айрим шәхсләр яки тәшкилатларниң қоли арқилиқ әмәлгә ашмақта. Дуня бойичә инсан һәқлириниң дәпсәндә болуши әң еғир дәп қариливатқан хитайда болса, бу хил һәқ вә һоқуқлар һөкүмәтниң бивастә контроллуқи астида дәпсәндә қилиниватқан болуп, америкидики том ләнтос инсан һәқлири комитети бу җәһәттики дәпсәндичиликкә егә чиқиватқан актип тәшкилатларниң бири.
Америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ том ләнтос инсан һәқлири комитети 2008-йили тәсис қилинғандин буян “хәлқара инсан һәқлири хитабнамиси” ниң роһи бойичә дуня миқясида инсан һәқлирини қоғдаш вә қанатяйдуруш саһәси бойичә үнүмлүк һәмдә әһмийәтлик хизмәтләрни қилип кәлмәктә. Әнә шу хилдики паалийәтләрниң бири қатарида 24-май күни чүштин кейин том ләнтос инсан һәқлири комитети америкиниң хәлқара диний етиқад әркинликигә даир сиясәтлири бойичә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди.
Йиғинда алди билән, комитет мудирлиридин рандий халтгрен сөз елип бүгүнки йиғинға келип гуваһлиқ бәргүчиләрниң ғәйритигә апирин оқуйдиғанлиқини билдүрди. Шуниңдәк, диний етиқадниң әң әқәлли инсан һәқлиридин икәнликини, башқа һәқләрниң бирдәк мушу һәқ асасида раваҗ тапидиғанлиқини, сөз әркинлики, йиғилиш әркинлики қатарлиқ һәқ вә һоқуқларниң диний етиқад әркинлики болмиғанда өз қиммитини йоқитидиғанлиқини тәкитләп өтти. Униң қаришичә, бир мәмликәттә инсан һәқлириниң қайси дәриҗидә мәвҗут икәнликигә һөкүм қилишта диний етиқад әркинликигә қарашниң өзила купайә қилидиған өлчәмләрниң бири икән.
Арқидин сөз алған комитет мудири җеймис макговерн “хәлқара инсан һәқлири хитабнамиси” дики “һәр бир инсанниң пикир қилиш вә диний етиқад әркинликини таллаш һоқуқи бар” дегән қурларни әслитип өтти. Бу һоқуқлар бойичә инсанларниң диний етиқадини мәйли һөкүмәт органлири болсун, яки шәхсләр болсун һечқайсисиниң чәкләш һәмдә тәқип қилиш һоқуқи болмайду. Әмма һазир бир қисим мәмликәтләр, болупму хитай, өзбекистан, берма қатарлиқлар бу һәқләрни аяқ асти қилип кәлмәктә.
Шуниңдин кейин, бүгүнки йиғинға алаһидә тәклип қилинған вәкилләрдин бири, америкидики “хәлқара диний етиқад әркинлики комитеети” ниң рәиси томас рес өзиниң зор һәҗимлик гуваһлиқ докладиниң муһим нуқтилирини оқуп өтти. Униң қаришичә, дин вә диний етиқад әркинлики бүгүнки дуняда толиму муһим амиллардин һесаблиниду. Шуниң билән биргә, һазирқи ташқи сиясәт мәзмунида дин һәрқачан муһим орун игиләйду, диний етиқад әркинлики һәққидики дәпсәндичиликләр һәрқачан һазирқи дуняда муқимсизлиқ вә паракәндичиликниң мәнбәси болуп келиватиду.
У сөзиниң ахирида, дуняда һазир диний етиқад әркинликини дәпсәндә қилишта алдинқи орунда меңиватқан дөләтләрни санап келип, хитайдики уйғурлар вә тибәтләрниң бу җәһәттә зор бәдәл төләватқанлиқини тәкитләп өтти.
Униң пикричә , хитай вә башқа дөләтләр өзлириниң бу хил диний етиқад дәпсәндичиликини йошуруш үчүн “әсәбийлик” кә яки “террорлуқ” қа қарши қанунларни мақуллайду, андин шу арқилиқ өктичиләрни вә қарши пикирдики тәшкилатларни уҗуқтуриду. У бу һәқтики мәзмунлар һәққидә өзиниң язма доклатида тәпсилий тохталған болуп, униңда хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини әсәбийликкә вә террорлуққа бағлап бастуруватқанлиқини алаһидә шәрһилигән. Униң пикричә, он милйондин артуқ уйғур мусулманлирида нормал диний етиқад паалийәтлири яки диний мәзмундики материялларниң байқилиши “қанунсизлиқ” дәп қаралмақта. Мәктәп йешидики балилар болса ата- анилриниң өй ичидики диний етиқад паалийәтлири һәққидә соал-сорақ қилинмақта. Хитай даирилири өзлириниң бу һәқтики бастурушлирини техиму кәң миқяста ишқа ашуруш үчүн 2016-йили 1-январдин башлап “террорлуққа қарши қанун” ни иҗра қилишқа башлиған.
Шуниңдин кейинки соал-җаваб бөликидә, томас рес палата әзалириниң диний етиқад дәпсәндичилики һәққидики соаллириға җаваб бәрди. У өзиниң бу һәқтики мәсилиләргә қарита тәклипи сүпитидә диний етиқад әркинликини аяқ- асти қилишқа четишлиқ шәхсләрниң тизимликини ишләш, уларға америкиға келиш визиси бәрмәслик, магнитски қанунини диний етиқадни аяқ асти қилиш саһәсигә кеңәйтиш қатарлиқларни оттуриға қойди. Шуниң билән биргә, америка ташқи сияситидә бу хилдики инсан һәқлири дәпсәндичиликини тосуш һәққидә мунасип мәзмунларниң орун елиши лазимлиқини тәкитлиди.
Йиғин ахирида йәнә, алан коперман, роберт җорҗ, камран бухари қатарлиқ мутәхәссис вә алимларму русийә, өзбекистан, иран, пакистан, судан қатарлиқ әлләрдики диний етиқад дәпсәндичилики һәққидә гуваһлиқ бәрди.
Йиғинға америка дөләт мәҗлисиниң алақидар хадимлири, бир қисим әлчихана хизмәтчилири һәмдә диний етиқад саһәсидики хадимлар қатнашти.