Әлҗәзирә тори: “хитай һөкүмити үчүн ислам дини бир ‛роһий кесәл‚”

Мухбиримиз сада
2018.11.30
ramazan-ramizan-ramzan-meschit-namaz.jpg Хитай уйғурларниң яғлиқ чигиш, сақал қоюш вә роза тутушлирини чәкләватқан мәзгилдә, мәсчиттә намаз өтәватқан уйғурлар. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

“у һәр қетим кариватқа бешини қоюп ятқан шу минуттин башлап даим қара басқанда вә әтраптики қошнилириниң һекайилиридин аңлайдиған шу ишикниң чекилиш авазидин бәкла қорқатти. У шу ишикниң чекилиш авазиниң һәрқандақ вақитта пәйда болидиғанлиқини биләтти.”

Юқириқи җүмлиләр әлҗәзирә ториниң бүгүнки санида елан қилинған “хитай һөкүмити үчүн ислам дини чоқум давалаш керәк болған ‛роһий кесәл‚” намлиқ мақалиниң башланмисидур. Халид бәйдон тәрипидин йезилған бу мақалидә изчил хитайниң көләңгиси астида яшаватқан бир уйғурниң һекайисини қисқичә тонуштуруш арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға тутқан қаттиқ қол муамилисини тәпсилий чүшәндүрүп чиққан. 

Бу йил авғустта бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши бир доклат елан қилған болуп, доклатта уйғур диярдики уйғур мусулманлириниң тәхминән 11 милйон омумий нопусидин 1 милйон 100 миң кишиниң тутуп туруш лагерлириға қамалғанлиқи баян қилинған. Униңдин башқа б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң йиғинида мәзкур комитетниң муавин рәиси гай микдодогал тутқун қилинғанларниң саниниң икки милйонға йетидиғанлиқини қәйт қилған. Аптор юқириқи доклат вә баянларға асасән өз көз-қаришини ипадиләп, хитай һөкүмитиниң ашу бигунаһ кишиләрни аилисидин, ата-анисидин айрип тутуп туруш лагерлириға қамиши уларниң уйғур вә мусулман кимлики болғанлиқидин башқа сәвәбниң йоқлуқини чүшәндүрүп өткән. 

Мақалидә аптор йәнә “атлантик” журнилиниң тәһрири сигал самуәл ханимниң уйғур тутқунлар һәққидики доклатиму нәқил елинған болуп, доклатта тутқунларниң ислам динидин ваз кечишкә, ислам әқидисини әйибләшкә зорлинидиғанлиқи, шундақла һәр күни нәччә саәт хитай коммунистик партийәсини мәдһийиләйдиған қизил нахшиларни ядлашқа мәҗбурлинидиғанлиқи бирму-бир оттуриға қоюлған. Доклатта йәнә әр тутқунларниң чечиниң мәҗбурий чүшүрүветилип, ислам динида һарам болған чошқа гөши вә һарақ-шарабниң мәҗбурий йегүзүп-ичүрилидиғанлиқиму алаһидә гәвдиләндүрүлгән. 

Мақалә аптори халид бәйдон уйғур тутқунлар билән иккинчи дуня уруши мәзгилидики америкидики япон тутқунлириниң саниниму өз-ара селиштурған. Униң дейишичә, хитай һөкүмити тутқун қилған уйғур мусулманлириниң сани иккинчи дуня уруши мәзгилидә америка тәрипидин қамап қоюлған америкидики японлуқларниң 10 һәссисидин көп икән. У баянлирида хитай һөкүмитиниң ислам динини өз алдиға “роһий кесәл” дәп тәсвирләп, һәрхил җисманий вә роһий зораванлиқлири арқилиқ уйғур тутқунларни ислан диниға қарши чиқишқа күшкүртүватқанлиқини тәкитләп өткән. 

Апторниң мақалисидин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң “меңә ююш” программисидин кичик балиларму қечип қутулалмиған. Лагерға әкетилгән ата-аниларниң балилири мәҗбурий һалда һөкүмәт ечивалған дарилетамларға апирип қоюлған. Апторниң дейишичә, бундақ қилишниң мәқсити уйғур пәрзәнтлириниң диний әқидиси вә миллий кимликини бирақла үзүп ташлаш икән. Бу хил дарилетамлар ташқи дуняға “мәктәп” дәп тонуштурулидиған болуп, у йәрдики балилар динсизлиқ идийисини қобул қилишқа, хитай кийим-кечәклирини кийишкә шундақла аилисидикиләрдин ваз кечишкә қарап йүзләндүрүлүватқан икән. 

Апторниң қаришичә, уйғурларниң яшаватқан орни, уларниң тарихи вә кишиләрни бир-бири билән бағлап туридиған бир һаятлиқ зәнҗири дәп һесаблинидиған ислам дини хитай һөкүмити тәрипидин инкар қилинған икән. Бейҗиң даирилири ислам динини йоқатқандила уйғурларни йоқатқили болидиғанлиқиға қаттиқ ишинидикән. Аптор бу нуқтида муһакимә йүргүзүп, нөвәттики вәзийәт дәл хитай һөкүмитиниң хәлқараниң йиллардин буянқи уйғур райониға пәрвасиз қариғанлиқи нәтиҗисидә келип чиққанлиқини оттуриға қойған һәм шу арқилиқ б д т бу мәсилини сәһнигә ташлиған тәқдирдиму, бу вәзийәтниң тохтап қалмайдиғанлиқини әскәртип өткән. 

Йеқинда әлҗәзирә торида хитай һөкүмитиниң қаттиқ бесими вә зиянкәшликлири сәвәбидин йиллар илгири уйғур дияридин башқа чәт әлләргә қечип чиққан уйғур муһаҗирлириниң һекайиси тонуштурулған син көрүнүш тарқитилған. Мәзкур син көрүнүш бала вақитлирида вәтәндин йенип чиққан, һазир түркийәдә яшаватқан нурәла гөктүрүк ханимниң һекайиси билән башланған болуп, у өзиниң түркийәгә келип олтурақлишишниң алдидики җәрянларни қисқичә тонуштуруп чиққан. 

У мундақ дәйду: “мән 1957-йили шәрқий түркистанниң йәркән дегән җайда дуняға кәлдим. Шу мәзгилләрдә вәтинимиз қараңғулуққа толған болуп, хитайниң зулуми интайин еғир иди. Мән дуняға кәлгән күни хитайлар дадамни түрмигә солиди. Биз хитайниң түгимәс зулуми сәвәблик амалсиз 1961-йили апам вә башқа қериндашлирим билән биллә афғанистанға көчүп кәттуқ. 4 Йил афғанистанда яшиғандин кейин, 1965-йили түркийәгә көчүп кәлдуқ.”

Буниңдин башқа йәнә һазир түркийәдә яшаватқан “мән калман” намлиқ китабниң аптори абдурахман абдулла өзтүрк һекайисиму баян қилинған. 

У мундақ дегән: “мән 1981-йили шәрқий түркистанниң ақсу шәһиридә дуняға кәлдим. 2001-Йили үрүмчи шәһиридики ‛езитқу‚ филим ширкитидә тәрҗимә филимлири билән кино-филим саһәсигә қәдәм қойдум. 2004-Йили тунҗи филимим ‛һәсрәтлик көз йеши‚ қоюлди. 2006-Йили мениң филимим хитай һөкүмитигә яқмиған чеғи, мениң филим тиҗаритимни мәҗбурий тохтитивәтти. Шу сәвәбтин чәтәлгә чиқиш зөрүрийитидә қелип, түркийәгә чиқип, һазирғичә мушу йәрдә яшаватимән.”

Аптор юқирида ейтип өткәндәк, хитайниң уйғурларға қарита нөвәттики сиясити пәқәт уларниң уйғур кимлики вә ислам диниға етиқад қилғанлиқидин болған икән. Америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзаси җүрәт обул әпәндиму бу һәқтә мундақ пикир йүргүзди: “тарихта нурғун ишлар болуп өтти. Бизниң һазирқи гунаһимиз шу земинда уйғур болуп туғулғанлиқимиз. Бир адәмниң қандақ кимликтә яшиши, қайси динға етиқад қилиши у өзиниң ихтияри. Бир дин қандақму ашқун идийә болсун? бу әқилгә сиғмайду. Бир адәмниң қандақ идийидә болуши у туғулғандила пәйда болидиған бир һоқуқ, уни контрол қилимән дейиш пүтүнләй хата. Шуңа биз өзимизниң уйғурлуқимизни қоғдишимиз керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.