Журналист сираҗидин әзизи: уйғурларниң һәҗ қилиши толиму тәс болуватиду

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.09.12
uyghur-ayallar-haj-2000.jpg Уйғур анилар һәҗ паалийитидә (2000-йили)
RFA/Qutluq

Һәҗ ислам динидики бәш пәрзниң бәшинчиси, һәҗни аллаһ таалаһ пәйғәмбәри муһәммәд әләйһиссалам арқилиқ бәндилиригә ениқ қилип пәрз қилип бекиткән. Һәҗ ибадити дәслипидә һиҗрийиниң 5 - йилида йәни миладийә 626 - йили 12 - айда башланған. Миладийә 630 - йили муһәммәд пәйғәмбәр әләйһиссалам мәккә мукәррәмгә он миңға йеқин мусулманни башлап һәҗ қилған. Мушу қетимқи ахириқи һәҗдә пәйғәмбәр әләйһиссалам һәҗниң қаидә - йосунлирини ениқ қилип көрситип бәргән. Шуниңдин башлап һәҗ мусулманларға ениқ пәрз қилип бекитилгән. Һәҗиниң мусулманларға пәрз болуши “қуран кәрим”дә бир қанчә җайда ениқ ейтилған.

Шуңа уйғурлар, әсирләр бойи өзлири етиқад қилип келиватқан ислам дининиң бу пәрзни ада қилиш үчүн тарихтин бери һәҗ тавап паалийитини давамлаштуруп келиватқан болсиму, әмма йеқинқи бир қанчә йиллардин буян хитай компартийисиниң уйғурларниң диний етиқадини қаттиқ бастуруш сияситиниң зәрбисидә уйғурларниң һәҗ тавап қилиши йилдин - йилға қатму - қат сиясий тосақларға учримақта.

Нөвәттә бу йилқи һәҗ паалийитигә қатнишиш үчүн уйғур елидин һөкүмәтниң тәшкилиши билән вә шундақла һәр - хил йоллар арқилиқ мәккә, мәдинигә йетип барған уйғур һәҗ қилғучиларниң омумий әһвали тоғрисида бәзи бир мәлуматларға еришиш үчүн японийәдики ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири һазир мәккә шәһиридә һиҗирәттә яшаватқан журналист сираҗидин әзизи билән телефон сөһбити елип барди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.