“һалал” лиқ бәлгилириниң чәклиниши наһийәләргичә омумлашмақта
2018.01.22

Йеқинқи йиллардин буян уйғур дияридики сиясий һәрикәтләрдә “әсәбийлик” мәсилиси изчил муһим нуқтилардин болуп кәлмәктә.
Буниңда уйғурларниң күндилик һаяти билән зич мунасивәтлик көплигән һадисиләрниң “әсәбийлик” категорийәсигә мәнсуп қилинип, һуҗум обйекти болуп қеливатқанлиқи мәлум болушқа башлиди. Нөвәттә һөкүмәт даирилири өткән йилиниң башлири иҗра қилишқа башлиған “һалал” лиққа даир бәлгиләрни мәни қилиш тәдбирлириниң һәрқайси наһийәләргичә омумлишиши әнә шуниң җүмлисидиндур.
Диний етиқадиниң сус яки қоюқ болушидин қәтийнәзәр “һалал” дәп қарилидиған йемәкликләрни йейишкә адәтләнгән уйғурларға охшаш бир қовм үчүн йемәкликләргә бесилған “һалал” лиқ бәлгилири интайин муһим орун тутиду. Уйғур дияридики магизинларда яки базарларда сетиливатқан йемәкликләргә бесилған һалаллиқ бәлгилири асасән әрәбчә хәтләр яки исламий нәқишләр арқилиқ ипадилинидиған болуп, бу бәлгиләрни көп қисим уйғурлар үчүн ядқа болуп кәткән, дейишкиму болиду. Һазир болса алақидар һөкүмәт тармақлири һәрқайси җайларда сетиливатқан йемәкликләргә бу хилдики бәлгиләрни бесишни “қанунсиз” дәп бекитмәктә.
Мори наһийәлик милләтләр вә диний ишлар идариси 2017-йилиниң ахири тарқатқан бу һәқтики рәсмий һөҗҗәттә гөш, сүт вә һайванат мейидин башқа һечқандақ мәһсулатниң қаплириға “һалал” лиққа даир бәлгиләрни бесишқа болмайдиғанлиқи бекитилгән. Техиму муһими, буниңдин кейин мәһсулатларға бесилидиған “һалал” бәлгилири үчүн әрәбчә хәтләрни, исламий пасондики бинакарлиқ шәкиллирини, җүмлидин әрәбчә “һалал” дегән хәтни ишлитишкә болмайдиғанлиқи бәлгиләнгән. Шуниң билән биргә буниңға хилаплиқ қилғучиларға еғир җәриманә қоюлидиғанлиқи әскәртилгән.
Биз бу һәқтики әһвални ениқлаш үчүн мәзкур уқтурушни тарқатқан мори наһийәлик милләтләр вә диний ишлар идариси билән алақиләштуқ. Телефонни алған хитай кадир бу һәқтики соалларға җаваб берип, нөвәттә мәһсулатларға “һалал” лиқ бәлгилири урмақчи болған завут игилириниң алди билән барлиқ сода һөҗҗәтлирини елип санҗи шәһәрлик һөкүмәткә бериши лазимлиқи, шу җайда һөкүмәтниң рухситини елиши лазимлиқини ейтти.
Биз буниңда қандақ бәлгиләрни ишлитишкә болмайдиғанлиқини сориғинимизда у һәрқандақ әрәбчә текистни ишлитишкә болмайдиғанлиқини ейтти. У йәнә һазир пәқәт хитайчә вә уйғурчә “мусулманчә” дегән хәтнила бесишқа болидиғанлиқини ейтип, гөш, сүт вә май түрлиридин башқа һәрқандақ мәһсулатқа бу бәлгиләрни бесишқа болмайдиғанлиқини билдүрди. Ахирида у мәсчит яки һәрқандақ исламий шәкилдики имарәтниң шәклини ишлитишкә болмайдиғанлиқини тилға алди. Биз униңдин немә үчүн бу хилдики тәдбирләрни йолға қоюлидиғанлиқини сориғинимизда буниң мәқсити “һалал чүшәнчисини аҗизлаштуруш” дәп җаваб бәрди шундақла хитай өлкилиридә тосалғусиз мәвҗут болуватқан “һалал” лиқ бәлгилириниң уйғурлар диярида мәни қилинидиғанлиқини тәкитлиди.
Хитай һөкүмитиниң мушу йосунда “һалал” бәлгилирини чәкләш һәмдә шу арқилиқ уйғурлардики һалаллиқ чүшәнчисини аҗизлаштуруш һәрикити һәққидә америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән башқичә қарашта. Униң пикричә, хитай һөкүмитиниң бу тәдбирлири маһийәттә “әсәбийлик” ни түгитишни әмәс, бәлки уйғурлардики ислам диниға бағланған миллий кимлик чүшәнчисини йоқитишни ахирқи мәқсәт қилидикән.
Түркийәдики диний өлималардин һәбибулла күсәни бу җәһәттә илшат һәсән билән охшаш пикирдә. У бу һәқтә сөз қилип, буниң уйғурлар үчүн йеңилиқ әмәсликини, буниңдинму еғир тәдбирләр йолға қоюлғандиму уйғурларниң өз етиқадини йоқатмиғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң бу тәдбирлири көзлигән мәқситигә йетәлмәйду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Һәбибулла күсәниниң пикричә, хитай һөкүмитиниң бу тәдбирлири мәйли дин нуқтисидин болсун яки хәлқара қанун нуқтисидин болсун қайсила җәһәттин қариғанда сәлбий мәнигә игә болуп, инсанийәткә қарши бундақ тәдбирниң мәғлуп болуши муқәррәр икән.
Мәлум болушичә, нөвәттә бир қисим җайларда мәзкур тәдбир техиму “радикал” түс еливатқан болуп, һәтта хитайчә вә уйғурчә йезиқлардики “мусулманчә” дегән бәлгиниму чәкләш әһваллири мәвҗут икән. Мутәхәссисләр бу һәқтә пикир қилип, хитай һөкүмитиниң бу тәдбирлирини һәқиқий “әсәбийлик” дейишмәктә.