Архип
2013-12-26
Йеқиндин буян хитайниң уйғур дияридики ахбаратлири, “диний әсәбийлик идийисиниң сиңип киришигә қарши туруш”, дегәнгә охшаш мәзмунларда йиғин ечиш вә тәшвиқ қилиш паалийити йүргүзүватиду.
2013-12-17
Түркийә дини ишлар идарисиниң тәклипи билән 2013-йили 12-айниң 12-күни хитай ислам җәмийитиниң муавин башлиқи адилҗан башчилиқидики уйғур вә туңганлардин тәркиб тапқан бир һәйәт рәсмий зиярәт үчүн түркийәгә кәлди.
2013-12-12
Уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми ташқи тәшвиқат ишлар муавин мудири ғәйрәт салйеф уйғурларниң очуқ йоруқ, әпучан вә илғар мәдәнийәтни қобул қилидиған есил әхлақи пәзилитигә варислиқ қилайли дегән темида бир мақалә елан қилған.
2013-12-11
Хитай һөкүмитиниң уйғур пәрзәнтлирини атеизм йәнә динсизлиқ пәлсәписигә зорлаватқанлиқи мәлум. Бу һәқтә пикир йүргүзгән уйғур зиялийси, буниң һәқиқәтән ечинарлиқ иш икәнлики, һәрбир ата-аниниң өз пәрзәнтлирини иманлиқ қилип тәрбийиләп чиқиш мәҗбурийити бар барлиқини билдүрди.
2013-12-09
Кагошимадики католик дининиң забер черкавсида, японийидә турушлуқ ватиканниң баш роһаниси җосеф ченнотһға дуня уйғур қурултийи тәйярлиған язма доклат рабийә қадир ханимниң нами билән тапшуруп берилди.
2013-12-09
Мәлумки, бала тәрбийиләш иши қийин вә шәрәплик хизмәттур, болупму балиларни өзлириниң диний вә миллий кимлики билән пәхирлинидиған қилип тәрбийиләп чиқиш һазирқи уйғур җәмийитидә техиму қийин вә толиму зөрүр болмақта.
2013-12-02
Җәмийәттики йетим балиларниң һалидин хәвәр елиш вә уларға ярдәм қилиш, уларни әқлий, әхлақий вә җисманий тәрәпләрдин мукәммәл, яхши бир мусулман қилип йетиштүрүп чиқиш шу җәмийәттә яшайдиған мусулманларниң үстигә пәрзидур.
2013-11-27
Дунядики динларниң һәммиси кишиләрни гүзәл әхлаққа чақиришта вә һәр ишта дуруслуққа тәшәббус қилишта бирдәктур. Чүнки мәйли һәқ болсун, мәйли батил болсун, һәрбир милләтниң дини шу милләтниң мәниви күчлиридин бири болуп кәлгән.
2013-11-25
Алимлар әзәлдин милләтниң көзини ачидиған, уларни илим-мәрипәт билән бейитидиған бағвән болуп кәлгән. Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң “өлималар пәйғәмбәрләрниң варислиридур” дегән сөзиму бу сәвәбтин ейтилған болуши еһтимал. Әмма әпсуски, һазирқи уйғур җәмийитидә өлима дәп аталғанларниң һәммиси мундақ әмәс. Чүнки улар өз вәзиписини ада қилмайватиду.
2013-11-13
12 - Ноябир күни норвегийә уйғур комитети билән уйғур ислам мәркизи бирликтә шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатириләш паалити өткүзди.
2013-11-06
Әрәбләрдә мундин 15 әсир илгирики вақитлардин бери әбу риғал исимлик бир адәм сатқунлуқниң бирдинбир сәлбий үлгиси болуп кәлгән икән. Та һазирғичә әдибләр әсәрлиридә, шаирлар шеирлирида әбу риғалға ләнәт оқуйду.
2013-11-04
Осман һәсән үрүмчидә вә хитай өлкилиридә яшаш вә тиҗарәт қилиш давамида өзини идийә вә етиқад җәһәттин йетилдүрүп маңған. Хитай өлкилиридә тиҗарәт қилип бәлгилик байлиқ топлиған болсиму, һарақ-шараб қатарлиқ кәйпи-сапа йоллиридин өзини узақ тутуп кәлгән.
2013-11-01
Даириләр шихәнзә шәһиридики 180 йиллиқ тарихқа игә мусулманлар қәбристанлиқини 2013-йил 4-ноябир күни шихәнзәниң җәнубидики қизил таққа көчүрүш буйруқи чүшүргән. Бу қарар шихәнзәдики уйғур қатарлиқ мусулманларниң наразилиқини қозғиған.
2013-10-31
Бу йил түркийә җумһурийитиниң рәиси абдулла гүлниң сәуди әрәбистан падишаһи абдулланиң мәхсус тәклипи билән келип һәҗ пәрзини ада қилғанлиқи әрәб мәтбуатлирида һәр хил инкасларни қозғиди.
2013-10-29
Уйғур елидин һиҗрәт қилип сәуди әрәбистанға келип йәрлишип қалған уйғурларниң сани шу вақитларда сәуди әрәбистанда йәрлишип қалған башқа милләтләрниң санидин әлвәттә көп икәнликини пешқәдәм уйғурлар сөзлимәктә.