Архип
2013-10-26
Йеңидин иман ейтип, мусулман болған японийәликкә уйғур допписи һәдийә қилинди. Мусулман болған сетогучи абдулла мән бешиға уйғур допписини кийип, өзиниң мусулман болғанлиқини дуняға җакарлиғанлиқидин толиму хушал икәнликини билдүрди.
2013-10-23
Мәлум болушичә, бу йил хитай һәҗ өмики қатарида һәрәмгә һәҗигә кәлгән уйғурларниң мусулманчә кийим сетивелишиғиму йол қоюлмиған, һәтта бир қисим уйғур һаҗилар бу сәвәбтин өмәк башлиқлириниң һақаритигә учриған.
2013-10-22
Мундин бир қанчә йил илгири голландийәдә бундин бир нәччә ай бурун силәргә пәйғәмбәр әләйһиссаламни һақарәт һәҗви филим ишлигән андруфан исимлик бир сәхсниң нами чиққан вә пүтүн дуня мусулманлири униңға ләнәт оқуған иди.
2013-10-21
Хитай һөкүмити бай кәмбәғәллик пәрқини тәңшәш үчүн, турмуш кирими болмиған пуқралириға төвән турмуш капаләт пули тарқитип келиватқан болуп, бу арқилиқ бай-кәмбәғәллик пәрқини азайтип хәлқниң ачарчилиқтин қозғилип кетишиниң алдини алмақчи болған.
2013-10-18
Психологийә мутәхәссислириниң ейтишичә, қопаллиқ билән һәл қилғили болмайдиған нурғун ишларни кишиләргә хуш чирай ечиш вә тәбәссум қилиш билән һәл қилғили болиду. Тәбәссум көңүлни раһәтләндүрүш вә роһни көтүрүштәк сеһирлик мөҗизидур. Әрәбләрдә “сән һаятқа күлсәң һаят саңа күлиду” дәйдиған һекмәт бар.
2013-10-16
Пүтүн мусулманларниң қәлбини аллаһқа болған йеқинлиққа, инсанлар ара достлуқ, меһри-шәпқәт вә рәһимдиллиққа башлайдиған улуғ қурбан һейтини норвегийәдики уйғурлар пайтәхт ослоға җайлашқан уйғур мәсчитидә хушал-хурам һалда күтүвалди.
2013-10-16
Бу йилқи қурбан һейт қирғизистан җумһурийитидә техиму дағдуғилиқ өткүзүлди. Бишкәктики мәркизий мәйданда 60 миң адәмниң намаз оқуғанлиқи қәйт қилинмақта.
2013-10-16
Бу йиллиқ қурбан һейт мунасивити билән голландийәдә яшаватқан уйғурлар 15-өктәбир сәһәр саәт 9 да җәм болуп, һейт намизи оқуди.
2013-10-15
Қурбан һейт пүтүн мусулманларниң диний байрам күни болуп, уйғурлар үчүн һәм диний һәм миллий айәм һесаблиниду. Уйғурлар миң йилдин көпрәк тарихтин бири бу һейт күнини һәр йили шундақ қутлап кәлмәктә.
2013-10-15
Истанбулдики уйғурлар қурбан һейт байрими йетип келиш билән уйғурлар үчүн мәхсус тәйярланған қойларни сетивелип уйғурлар үчүн мәхсус тәйярланған қурбанлиқ қилиш мәркизидә уйғур қассапларниң қой союп бериши билән қурбанлиқ қилди.
2013-10-15
2013-Йили 15-өктәбир шиветсийәдә яшаватқан уйғурлар қурбан һейт байрими мунасивити билән паалийәт тәшкиллигән. Паалийәт ситокһолмдики бир кутупханида елип берилған. Байрам намизидин кейин, тәшкилат рәһбәрлири тәбрик сөзи қилған.
2013-10-14
Илһам тохти әпәнди, бу йиллиқ қурбан һейтлиқ салимида, даириләрдин уйғурларға қаритилған пикир әркинлики вә диний етиқад чәклимилирини бикар қилип, уйғурларниң қанунда бәлгиләнгән кишилик һоқуқ әркинликиниң капаләткә игә қилинишини тәләп қилди.
2013-10-14
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған һәр йилдикидәк һейт тәбрик баянати елан қилди. Һейт тәбрик баянатида тунҗи қетим шәрқий түркистан мәсилисини тилға алди.
2013-10-14
Мушу айниң 9-күни қәшқәр шәһәрлик аммиви қатнаш чәклик ширкити мусулман һиҗабланған уйғур аялларни аптобусиға чиқармаслиқ тоғрисида рәсмий уқтуруш чиқарған.
2013-10-10
Әссаламуәләйкум мөһтәрәм қериндашлар! дуня мусулманлири билән тәң дунясиниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар, қурбан һейт йетип келиш алдидики бу әвзәл күнләрни таәт - ибадәт вә зикир - тәсбиһләр билән өткүзүп, қурбан һейт байримини тәқәззалиқ билән күтмәктә.