Архип
2013-07-23
Голландийәдики уйғурлар тәшкиллигән бир қетимлиқ иптар зияпитидә җамаәт топи һасил қилиш, миллий вә диний кимликини күчәйтиш үчүн җамаәт болуп яшашниң муһимлиқи тәкитләнди.
2013-07-22
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган нәшрият әпкари “шинҗаң гезити” дә 19-июл бир мақалә елан қилинип, һиҗаблиқ аялларни тәнқид қилған. “қара чүмбәл тақап, пәрәнҗә артиш яхши хаһиш әмәс” намлиқ мәзкур мақалида, бәзи аялларниң кийиниши радикал диний түскә игә, дәп әйиблигән.
2013-07-22
Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин һөкүмәт билән болған мунасивитиниң йеқинлиқи билән тонулған мәмур-сән, йәни түркийә дөләт кадирлири уюшмиси уйғур дәвасиға ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди.
2013-07-18
Хитай даирилириниң бу йиллиқ рамзан мәзгилидә, хитайдики башқа мусулманлардин пәрқлиқ һалда уйғурларниң роза тутушиға қаратқан түрлүк чәклимилири вә бастуруши хәлқара мәтбуатларниң муназирә темисиға айланди.
2013-07-16
Йеқинда уйғур елидә мәйданға кәлгән вәқәләр вә шундақла рамзан ейи башлиниши билән хитай һөкүмәт даирилириниң түрлүк васитиләр арқилиқ уйғурларни рози тутуштин чәкләшкә урунуш һәрикәтлири хәлқарада интайин кәң инкас қозғиған.
2013-07-11
Улуғ рамзан кириши билән, дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар, роза тутуш, иптар вә тарави паалийәтлирини өзлири туруватқан әркин дөләтләрдики мусулман җамаити, вәтәндашлири вә қериндаш түркий милләтләр билән бирликтә елип бармақта.
2013-07-10
Йиллардин бири, голландийәдики уйғурларниң рамзан айлиридики паалийәтлири, вақит вә орунниң чәклимисигә учрап җиддийчилик вә хиҗилчилиқ ичидә өткән иди. Бу йил “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” уйғурлар үчүн муқим йәр һазирлиғандин бери, улар бу ғәмдин қутулди.
2013-07-09
Уйғур елиниң қәшқәр, тоқсун, үрүмчи қатарлиқ җайлиридики уйғурлардин игә болған учурлиримиздин, хитай даирилириниң йеқинқи вәқәләрдин кейин бу рамизанда техиму қаттиқ тәдбирләр арқилиқ уйғур мусулманлириниң йоллуқ диний паалийәтлиригә тосқунлуқ қиливатқанлиқи ашкариланди.
2013-07-09
Уйғур елидә, оттура асиядики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ җумһурийәтләрдә вә түркийидә 9-июл сәйшәнбә күни, сәуди әрәбистани вә мисир қатарлиқ ислам әллиридә 10-июл чаршәнбә күни рамзанниң биринчи күни дәп елан қилинди.
2013-07-08
Мухбиримиз лүкчүн вәқәсидики һуҗумчи вә һуҗумға учриғучилар тоғрисида йәрлик даириләрдин әһвал сүрүштә қилиш арқилиқ, һуҗумчилардин ярилинип әсир чүшкән абдулла исрапил вә һуҗумға учриғучилардин 3 нәпәр сақчи хадиминиң кимликлирини ениқлап чиқти.
2013-07-02
Хитай даирилири барғансери җамаити көпийиватқан ханериқтики баламас мәсчити вә күнсери инавити ешип бериватқан имаминиң тәсиридин әндишә қилип, мәзкур мәсчиттә җүмә намизи оқушини чәклигән.
2013-06-27
5 - Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ йиғини түркийиниң дүзҗә шәһиригә йеқин фәнәрбағчә путбул командисиға қарашлиқ меһманханида давам қиливатиду.
2013-06-26
5-Нөвәтлик “дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ” йиғини, түркийәниң дүзҗә шәһиригә йеқин әтраптики фәнәрбаһчә путбол кулубиға қарашлиқ меһманханида давам қиливатиду.
2013-06-18
Мусулманларниң әң чоң диний байрими болған роза рамзан мәзгили болса хитай даирилири уйғурларниң диний паалийәтлиридин башқа нормал иҗтимаий һаят паалийәтлиригә қәдәр әң еғир чәкләйдиған пәйти.
2013-06-17
Сәуди әрәбистанда яшайдиған уйғурлар бу җайниң әң кона муһаҗирлиридин болуш сүпити билән сәуди әрәбистанда уйғурларни тонуштуруп вә башқиларни қайил қилип кәлгән икән.