Архип
2013-02-28
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бултурдин буян ғулҗа наһийисидә мәктәп балилириниң диний паалийәткә қатнашмаслиқи һәққидә бир қатар һөҗҗәт бәлгилимиләр тарқитилған. Бу бәлгилимиләрниң қаттиқ иҗра қилиниши наһийидики уйғурларни нарази қилған.
2013-02-28
Йеқинда хитайниң “сина” микроблогида мусулманларниң муқәддәс дәстури “қуран кәрим” гә һуҗум қилинди. Бу муқәддәс дәстурға қилинған һуҗум уйғур мусулманлириниң дилиға азар берипла қалмиған.
2013-02-27
Японийилик мусулман қиз айишә норико һәсән қирғизистандики хитай консулханисиниң чағанни тәбрикләш мурасимиға қатнашқан тәсиратини “пәрғанә вадисидики хитай консулханисида мән көргән уйғурлар” сәрләвһилик мақалиси арқилиқ ипадилигән.
2013-02-27
Аммиви ахбарат васитилиридә қазақистандики диний әсәбийлик вә террорчилиқ хәвпиниң мәвҗут икәнлики һәққидә мәлуматларниң елан қилиниши давам қилмақта.
2013-02-25
Канада баш министири стәвен харпер уйғур мусулманлириниңму хитай һөкүмити йүргүзүватқан диний зулумларниң қурбани болуватқанлиқини алаһидә тилға алди.
2013-02-17
Шәнбә күни пакистанниң ғәрбий җәнубидики балучистан өлкисидә һазара шийә мусулманлириға қаритилған бир қетимлиқ бомба һуҗуми вәқәсидә 81 адәм һаятидин айрилғандин кейин, балучистан өлкисиниң башлиқи наваб зулфиқар мақси пакистан хәвәр васитилиригә баянат берип, бихәтәрлик саһәсини тәнқид қилған.
2013-02-14
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан динсизлаштуруш сиясити һәққидә пикир йүргүзгән уйғур алими әркин сидиқ, дин миллий мәвҗутлуқниң әң муһим амили икәнликни, шуңа уйғурларниң өз динини қоғдашта аилиниң ролидин толуқ пайдилиниши керәкликини билдүрди.
2013-02-08
Үрүмчи шәһриниң консул кочисиға җайлашқан бәйтулмәһмур (әслидики ноғай) мәсчити уйғурларниң асаслиқ ибадәт сорунлиридин бири болуп, мәсчитиниң ян тәрипидә 700 нәччә квадиратметир бош йәр уйғурларниң күндин - күнгә ешиватқан ибадәт еһтияҗини қандуруш үчүн мәсчит тәрипидин сетивелинип мәсчитниң кеңәйтиш қурулуши үчүн ишлитилмәкчи болған.