Архип
2013-03-14
Йеқинда хитайниң әнәниви панус байрими күни мунасивити билән қәшқәрдики һейтгаһ мәсчити алдида мәхсус хитайчә усул ойнаш, көңүл ечиш паалийити уюштурулуши қәшқәрдила әмәс бәлки буниңдин хәвәр тапқан чәтәлләрдики уйғур җамаити арисидиму күчлүк наразилиқ инкаси қозғилип, бу инкаслар таки һазирғичә давамлашмақта.
2013-03-07
Хотән вилайәтлик диний ишлар идариси тарқатқан “2012-йилидики тәшкиллик һәҗ хизмитини яхши ишләш тоғрисидики уқтуруш” намлиқ тамғисиз қизил башлиқ һөҗҗәттә һәҗ қилидиғанларниң һазирлашқа тегишлик шәртлири вә һәҗ қилишқа болмайдиған кишиләрниң алаһидилики һәққидә маддилар оттуриға қоюлған.
2013-03-07
Токйодики отсука мәсчитидин һәр күни йеқимлиқ хуш аваз әзини билән токйодики мусулманларға һәқиқәт авазини аңлитип, уларни намазға дәвәт қилидиған бовай түркийилик диний зат шәйх нимәтулла ғоҗадур.
2013-03-05
Ислам дининиң дәвити пүтүн инсанийәткә қаритилған омумйүзлүк дәвәт болғанлиқтин, ислам дини дуняға кәлгән 14 әсирдин көпрәк вақиттин бири һәр қайси милләтләрдин ислам диниға киргәнләрниң сани интайин көптур.
2013-03-04
Чәтәлләрдики хитай демократлиридин америкидики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң мәсули яң җйәнли әпәнди радиомиз уйғур бөлүминиң мәхсус зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний вә маарип сиясити һәққидә тохталди.
2013-03-04
Тасадипийлиқ-нә низам, нә сситема билән һесаблашмайдиған вә уштумтут мәйданға чиқидиған надир һадисә демәктур. Каинат тасадипийлиқ билән пәйда болуп қалған әмәс.