Архип
2014-07-30
Чаршәнбә күни әтигәндә, хитай дөләтлик вә уйғур аптоном районлуқ ислам җәмийитиниң муавин рәиси, һейтгаһ мәсчитиниң хитай коммунист һакимийитини яқилап келиватқан хатиби җүмә таһир өлтүрүлгән.
2014-07-30
Шиветсийәдә яшаватқан диний зиялий абдулла әһәд хотән вилайәтлик милләт-дин ишлири идарисидики кадирлар тәрипидин елан қилинған “хотәндики қериндашлар, биз диний әсәбийликкә қачанғичә йол қойимиз?” намлиқ очуқ хәткә қарита өз көз қаришини баян қилди.
2014-07-29
Роза һейт мусулманларниң йилда бир қетим келидиған диний байрими, бу байрамда дуняниң охшимиған җайлиридики мусулманлар бир-бириниң байримини тәбрикләйду, өйлиригә зиярәткә бариду. Бу арқилиқ достлуқ, қериндашлиқ мунасивитини күчәйтиду.
2014-07-29
Уйғурларда рамизан ейи башлинип 30 күн роза тутуш ибадити тамамлинип рамизан ейиниң ахирқи күни йеңи ай көрүнүш билән роза ахирлишип, роза тутуш пәрзиниң ада қилинғанлиқи тәнтәнә қилинип роза һейт байрими қилиниду.
2014-07-28
Америка диний әркинлик комитети 2014-йили доклатида, хитай асасий қануни пуқраларниң диний әркинлик һоқуқини етирап қилсиму, бирақ униң хәлқара кишилик һоқуқ мәҗбурийитини ада қилмайватқанлиқи, уйғурларниң диний әркинликкә давамлиқ еғир бузғунчилиқ қиливатқанлиқини илгири сүргән.
2014-07-28
Шиветсийәдики уйғурлар пүтүн дунядики мусулманлар билән бир күндә 28-чесла әтигәндә роза һейт намизини бир йәргә җәм болуп оқуди.
2014-07-28
28-Июл японийәдә яшаватқан уйғурлар өзлири туруватқан һәр қайси шәһәр вә өлкиләрдики мәсчитләрдә роза һейт намизини оқуп роза һейтни қутлуқлиди.
2014-07-28
28-Июл бир ай рамзан розисини тамамлиған голландийәдики уйғурлар роза һейт намизида йәнә бир қетим җәм болди.
2014-07-28
Уйғурларниң 2014-йилидики рамзан ейи һәр йилқидин еғир бесим ичидә өтти. Хитайниң рамизанда йолға қойған чәклимә һәм бесим сиясити дуняға һәр йилқидинму кәң билинип, болупму ғәрб вә мусулман дунясиниң наразилиқини қозғиди.
2014-07-25
Рамзан ейи бойичә бәзи дөләтләрдә болғинидәк германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурларму хитай консулханиси алдида иптар қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан диний вә башқа бастуруш сиясәтлирини әйиблиди.
2014-07-25
24 - Июл пәйшәнбә йәни рамзанниң 27 си, голландийәдә яшаватқан уйғурлар қәдир кечисини қутлуқлиди вә вәтән ичидики қериндашлириға асайишлиқ тилиди.
2014-07-24
Истанбул вә қәйсәридики уйғурлар рамзан мәзгилдә бирликтә иптар қилиш, рамзан ейини түрлүк чәклимә вә бесимлар астида өткүзүватқан вәтән ичидики қериндашларға дуа қилиш шәклидә өткүзмәктә икән.
2014-07-23
Ислам дини вә мусулманларниң диний адәтлиригә һөрмәт қилиш японийә җәмийитиниң һәр саһәсидә өз ипадисини тепишқа башлиған.
2014-07-23
Муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар вәтән ичидики қериндашлириниң рамзан ейидики пәрзләрдин мәһрум қиливатқанлиқиға ечинип, улар үчүн дуа қилди.
2014-07-22
Түрк дуняси иптар зияпитидә сөз қилған парламент әзаси өзҗан йеничәһри әпәнди, түркләрни уйғурларға ярдәм қилишқа, һеч иш қилалмиса намазлирида уйғурларниң әркинлики үчүн дуа қилип қоюшқа чақирди.