Архип
2014-07-21
Түркийәдики аммиви тәшкилатлар хитайниң әнқәрә әлчиханиси алдида йәнә иптар қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини әйиблиди. Тәшкилатлар баянатлирида түркийә вә б д т ни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.
2014-07-18
Мәлум болушичә, хотән хәлқи қатму - қат бесим вә чәклимиләр ичидә бу йиллиқ рамизан ейини өткүзмәктикән.
2014-07-18
Японийә токйо чәтәл тили университетиниң профессори оттура асия ислам тарихий тәтқиқатчи коматсу һисаониң “шиддәт билән тәвриниватқан ислам дининиң оттура асиядики йеқинқи заман тарихий” намлиқ әсири йеқинда японийә ямакава нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған.
2014-07-14
Ислам дининиң муқәддәс ейи болған рамзан ейида хитай даирилириниң уйғур елидә рози тутушқа чәклимиләр қоюлғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, буниңға наразилиқ билдүрүш үчүн хитай әлчиханиси алдида иптар тамиқи йейиш усули билән наразилиқ билдүрүлди.
2014-07-11
Түркийәдики аммиви тәшкилатлар, сиясәтчиләр хитайниң уйғурларға қаратқан диний етиқад сиясити болупму рамизан чәклимисигә қарши арқа - арқидин баянат елан қилип, хитайниң бу қилмишини әйиблиди вә хитайни уйғурларниң диний етиқад әркинликини һөрмәт қилишқа чақирди.
2014-07-11
2014 - Йили 10 - июл шветсийә парламентида берилгән иптар зияпитигә уйғурларму қатнашти вә уйғур мәсилисини аңлитиш пурситигә игә болди.
2014-07-10
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитиниң уйғурларға қойған рамизан чәклимисигә наразилиқ билдүрүш үчүн мәхсус иптар зияпити бәрди.
2014-07-09
Мусулманларниң мубарәк рамизан ейида истанбулдики уйғурларму роза тутуш, тарави оқуш, дини сөһбәт вә қуран тилавәт қилиш дегәнгә охшаш ибадәтләр билән мәшғул болмақта.
2014-07-08
Уйғур ислам мәдәнийитиниң мәшһур мәркизи болған қәшқәрдә шундақла җәнубий уйғур елидики бирдин-бир алий мәктәп болған қәшқәр педагогика институтида рамизан ибадәтлириниң әң бимәнә васитиләр билән чәклиниши дуняни һәсрәттә қалдурмақта.
2014-07-08
Хитай һөкүмитиниң рамизан мәзгилидә бир қатар сиясәтләрни йолға қоюп, уйғурларни рози тутуштин чәклигәнлики хәвәр қилинғандин кейин, хитай һөкүмити бу һәқтә инкас қайтуруп, буларни инкар қилди.
2014-07-08
Уйғур елидә топлишип иптар қилиш вә кечичә түнәп дуа-тилавәт қилиш йосунлири аталмиш “қанунсиз диний паалийәт” дәп чәклиниватқан пәйтләрдә голландийәдики бир қисим уйғурлар бир йәргә җәм болуп опчи иптар қилди вә хитайниң уйғурларға қаратқан чәклимә сиясәтлирини әйиблиди.
2014-07-04
Хитай даирилири бу йил киргәндин башлап үзлүксиз давамлишиватқан қаршилиқ һәрикәтлиридин алақизадә болғачқа, рамизан ейи кириш билән уйғурларниң топлишип паалийәт қилиш һәрикәтлиригә чәклимә қоюп, паалийәтләрни тосуп кәлди, булупму диний сорунларда назарәт қилиш,көзитиш салмиқини ашурди.
2014-07-03
Бу йиллиқ рамизан кириши билән даириләрниң уйғур елидики мусулманларниң роза тутушини чәкләш тоғрисидики уқтуруш вә бәлгилимилири һәр дәриҗилик һөкүмәт таратқулирида арқа-арқидин көрүлмәктә.
2014-07-02
Рамзан ейи киргән бери, атәш юрти турпанниң температуриси уда бир һәптидин буян 40 селсийә градустин ешип кәткән, 2-июл турпанниң һава температуриси күндүзи 41 селсийә градус, кечиси 27 селсийә градус болған.
2014-07-01
Дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар бу йиллиқ рамзан ейини күтүвалған бу пәйттә, уйғур елидики мусулманлар болса бу рамзан ейини хитай һөкүмитиниң сиясий вә диний җәһәттин йүргүзүватқан техиму қаттиқ бесими искәнҗисидә өткүзмәктә.