Архип
2016-06-30
Чоңқурчақ йезилиқ сабиқ партийә ячейка секретари давут һашим илгири өз алдиға һәҗ қилип кәлгән һаҗиларниң йиғивелинип қанун өгитилгәнликини, йезида рамизан мәзгилидиму һашарниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.
2016-06-29
Юқири дәриҗилик пакистан диний вәкилләр өмикиниң уйғур районида тәкшүрүш елип бериш паалийитини пакистан диний ишлар министирлиқи тәшкиллигән.
2016-06-29
Голландийәдә яшаватқан диний зат, сиясий паалийәтчи әйса савут әпәнди рамизан ейиниң хасийити вә роза тутушниң һекмити шундақла уйғур районидики рамизан ейи вәзийити үстидә пикир баян қилди.
2016-06-28
Рамизан ейи мунасивити билән 6-айниң 25-күни қәйсәридики мусапир уйғурлар олтурақлашқан қору җайниң ичидә һаҗәтмән намрат уйғурларға нәқ пул, талла базарлардин йемәк-ичмәк алидиған карта тарқитип берилди.
2016-06-28
Голландийәдики миллий гөрүш тәшкилатиниң ғәрбий район мәсули октай долмаз әпәнди явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң иптар паалийитидә уйғурлар вә башқа дуня мусулманлириға муһим сөз қилди.
2016-06-24
Маралбеши наһийиси чоңқурчақ йезисиниң сабиқ йезилиқ секретари давут һашим илгири хитайда аталмиш “йеңи җуңго қурулғандин буян җуңголуқларни тәсирләндүргән 100 шәхс” ниң бири.
2016-06-23
Мухбиримизниң хитайниң рамизан мәзгилидики муқимлиқ тәдбирлирини ениқлиши давамида, уйғур районида тарави намизиниң алаһидә назарәт қилиниватқанлиқи ашкариланди.
2016-06-23
Игилишимизчә, бу йиллиқ рамизан башланғандин буян, хотән тәвәсидики мусулманчә ашханиларниң нормал тиҗарәт қилишқа буйрулғанлиқи, ашхана хоҗайинлириниң күндүздә һәрқандақ сәвәб билән ашханини тақап қоюшиға болмайдиғанлиқи уқтурулған.
2016-06-23
Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт 6-айниң 21-күни қадир хас йиғин залида 1200 әтрапида уйғурни бир йәргә җәм қилип, көк байрақ астида иптар зияпити бәрди.
2016-06-22
Түркийә дөләт рәиси бәргән иптар зияпитигә истанбулда паалийәт елип бериватқан уйғур аммиви тәшкилатларниң мәсуллиридин һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди билән абдуҗелил туран әпәндиму қатнашти.
2016-06-21
Нуриманхан ана ялаң кәнтидә деһқанларниң һазирғичә һашарға қатнишиватқанлиқини вә шундақла кәнттики йәттә мәсчитниң алтиси тақилип, пәқәт бирла мәсчитниң очуқлуқини баян қилди.
2016-06-20
19-Июн японийә уйғур бирлики тәшкилати токйодики отсука мәсчитиниң иптарлиқ паалийитигә қатнашқан вә иптардин кейин тәшкилатиниң хуласә йиғини чақирған.
2016-06-20
Паалийәт 2016-йили18- июн күни голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан мәзкур җәмийәт йеғин залида елип берилди.
2016-06-20
Рамизан ейи мунасивити билән 18-июн шәнбә күни истанбулдики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәт қорусиниң мәйданида уйғур муһаҗирлар үчүн иптар зияпити берилди.
2016-06-16
Түркийәдә чиқидиған “һәқиқий һаят” дегән журналниң бу айлиқ санида: “хитай уйғурларни ассимилятсийә қилиш үчүн диний етиқадиға һуҗум қиливатиду” дегән темида бир зиярәт хатириси елан қилинди.