Мусулман дөләтлири хитайниң уйғур елидики диний бесимға немишқа қарап туриду?
2017.07.26

Хитай һөкүмити уйғур елида рамизан мәзгилидә кишиләрниң роза тутушини чәкләйдиған, ашханиларни тамақ сетишқа мәҗбурлайдиған һәрикәтләрни очуқ-ашкара һалда елип барди. Болупму, йеқинда уйғур ели даирилириниң 20 дин ошуқ исламий исимларни чәклиши хәлқара мәтбуатлардиму күчлүк инкас қозғиди. Бирақ, шундақ болушиға қаримай, нурғун ислам дөләтлири һөкүмәтлири вә уларниң ахбаратлириниң бу мәсилидә тутуватқан “қулақни йопурувелиш” тәк позитсийиси давам қилмақта. Буниң сәвәби немә? немә үчүн ислам дөләтлири хитайға кәлгәндә еғзи тувақлинип қалиду?
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян уйғур елида “диний радикаллиққа қарши туруш” “әсәбийликни түгитиш” дегән һәрикәтләр билән дөләт ишчи-хизмәтчиси, оқутқучи, оқуғучиларниң рози тутушини чәкләпла қалмай, уларниң рози тутқан-тутмиғанлиқини тәкшүрүш үчүн һәқсиз су тарқитип, тамаққа зорлиғанлиқи, ашханиларни рамизан мәзгилидә адәттикидәк тамақ сетишқа мәҗбурлап, әмәл қилмиғанларниң ашханисини пичәтлигәнлики, балилирини қурандин саватлиқ қилип қоюш үчүн диний курсларға бәргән ата-аниларни җазалиғанлиқи, 20 дин ошуқ ислами исимларни уйғур балилириға қоюшни чәклиши қатарлиқ нурғун әһваллар радийомиз арқилиқ вә башқа хәлқара ахбаратлар арқилиқ дуняға ашкариланған иди. Хәлқара кишилик һоқуқ органлири вә нурғун көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң әсәбийликкә қарши туруш нами астида әмәлийәттә уйғурларниң ислам дининиң әң асасий шәртлирини ада қилишиғиму тосқунлуқ қиливатқанлиқини, йәни ислам диниға очуқ-ашкара өчмәнлик қиливатқанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитини тәнқид қилған. Әмма, даириләрниң болса бундақ һәрикәтлирини давамлиқ йүргүзүватқанлиқи мәлум. Бүгүн тивиттер торида қаримай районлуқ милләт-дин ишлири комитети тәрипидин тарқитилған бир уқтурушниң рәсими тарқалған болуп, у уқтурушта пәқәтла гөш, сүт, май вә мушуларни өз ичигә алған йемәкликләрнила “һалал” дәп айришқа болидиғанлиқи, буниңдин башқа нәрсиләрни “һалал” дәп маркилашқа болмайдиғанлиқи йезилған. Униңдин башқа йәнә, уқтурушта “һалал” маркисиниң өлчимиму бекитилгән болуп, пәқәтла хитайчә “чиңҗин” йәни мусулманчә дегән хәт йезилиши вә уйғурчә қилип мусулманчә қилип йезилған шәкиллиринила қоллинишқа болидиғанлиқи, қалған әрәбчә һалал дәп йезилған яки һилал ай вә мәсчит сүрити чүшүрүлгән, әрәбчә йезилған һәрқандақ бир “һалал” тамғисини ишлитишкә болмайдиғанлиқи йезилған.
Әркинлик сарийиниң тәтқиқатчиси сараһ кук ханим болса, хитай һөкүмитиниң һазир уйғур елида динға қиливатқан бесиминиң барғансери ешип кетиватқанлиқини, әслидә буниңға пәқәт ғәрб дөләтлири һөкүмәтлири әмәс, сәуди әрәбистан қатарлиқ мусулман дөләтлириниң һөкүмәтлириниңму бирликтә җиддий инкас қайтуруши керәкликини ейтти.
У мундақ деди: “уйғур елида йүз бериватқанларға нисбәтән хәлқарада инкаслар оттуриға чиқти. Лекин мән униңға қарита ислам дунясидин җиддий инкас кәлди, дәп қаримаймән. Һәммимизгә мәлум, муһәммәт пәйғәмбәрниң картон рәсими сизилғанда пүтүн мусулман дөләтлири қозғилип кәткән. Хитай һөкүмитиму пәйғәмбәр муһәммәд әләйһиссаламниң исмини уйғур балилириға қоюшни чәклидиғу? немишқа буниңғиму охшаш наразилиқ қозғалмайду? сәуди әрәбистан, қатар қатарлиқ мусулман дөләтләр һөкүмәтлири қени? пәқәтла улар әмәс, һиндонезийә вә малайшия қатарлиқ дөләт һөкүмәтлиричу? мән, әгәр мусулман дөләтлири һөкүмәтлиридин күчлүк бир инкас кәлгән болса, бәлким хитай һөкүмити уйғур елида динға бунчилик очуқ-ашкара бесим қилалмаслиқи мумкинмикин дәп қараймән.”
Ундақта, сараһ кук ханимниң ейтқинидәк, немишқа мусулман дөләтлири хитай һөкүмитиниң бу иҗраатлириға қарита бир инкас қайтурмайду? түркийә қәһриманмараш сүтчи имам университетиниң диний илимләр факултети оқутқучиси доктор алимҗан боғда әпәнди бу һәқтә өз көз қаришини оттуриға қоюп, буниңға мусулман дөләтлири арисидики өз-ара ихтилаплар вә хитай билән болған тиҗарий алақиниң асаслиқ рол ойнаватқанлиқини билдүрди.
Америка калифорнийә университети панома институтиниң оқутқучиси доктор дру гләндней әпәнди бүгүн бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу һәқтики көз қаришини ортақлашти. У мусулман әллиридики хәлқләрниң уйғур мусулманлириға қилиниватқанлардин хәвири бар һәм улар уйғурларға һесдашлиқ қилсиму, уларниң бу һесдашлиқини ипадиләйдиған әркин ахбаратниң йоқлуқини, хитайни рәнҗитип қоюшни халимайдиған һөкүмәтләрниң буниңға йол қоймайдиғанлиқини ейтти. У мундақ деди : “мусулман дөләтләрдики хәлқниң хитайдики мусулманларға һесдашлиқ қилидиғанлиқи, уларниң хитай һөкүмитидин наразилиқи ениқ. Әмма әпсуслинарлиқи, бу дөләтләрдә наразилиқни ипадиләйдиған әркин ахбарат йоқ дейәрлик. Мусулман дөләтлири әркин ахбарат мәсилисидә техиму чекинип кетиватиду. Ахбаратлар асасән дегүдәк һөкүмәт тәрипидин контрол қилинған болғачқа вә оттура шәрқтики барлиқ һөкүмәтләр, һәтта исраил һөкүмитиму хитай билән болған тиҗарий мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн хитайни тәнқидләштә интайин еһтиятчан муамилә қилиду. Иккинчиси, хитай һөкүмитиму бу оттура шәрқ дөләтлириниң кишилик һоқуқ, әркин ахбарат қатарлиқ мәсилилиридә “башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашмаслиқ” дегән сиясити бойичә еғзини чиң юмуп кәлгән болғачқа, хитайму оттура шәрқ һөкүмәтлириниң өзигиму шундақ қилишини күтиду. Һазир оттура шәрқтики әл-җәзирә җайлашқан қатар бирдин-бир әркин ахбарат бар җай болуп қалған иди. Әмма һазир сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләрниң әл-җәзиригә қандақ һуҗум қиливатқанлиқини көрүватимиз. Бу дөләтләр әркин ахбаратни қәтий халимайду. Шуңа оттура шәрқ дөләтлири диктаторлашқанчә, уларниң хитайни тәнқидләш мумкинчилики шунчә азийип маңиду. Омумән қилип ейтқанда, хитайни тәнқидлимәслик бу һөкүмәтләрниң сиясити.”
Алимҗан боғда әпәнди оттура шәрқ дөләтлиридә хәлқ арисида уйғур мәсилисигә нисбәтән һесдашлиқ күчлүк болсиму, әмма бу хәлқләрниң тәшкилат сүпитидә тәшкиллинип, хитайға инкас қайтуридиған һоқуқи йоқлуқини, шуңа хәлқарадики мусулман дөләтләр тәшкилатлириниң мәркәзлири явропа дөләтлиридә яки түркийәдә икәнликини әскәртти.
Җу гләдней әпәнди хитай һөкүмитиниң һазир уйғур елида чекидин ашқан бундақ бесим сиясәтләрни халиғанчә елип беришида америка һөкүмитиниң оттура шәрқтин вә дуняниң ишлиридин қол үзүп, өз иши билән мәшғул болимән, дәйдиған сиясәт йүргүзүшиниңму роли барлиқини ейтти. У мундақ деди: “америка дуня сәһнисидин, болупму оттура шәрқтин чекинип чиққандин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан бесимини аяғлаштуруши техиму мумкин әмәс, дәп қараймән. Чүнки, илгирики һөкүмәтләрдә кишилик һоқуқ мәсилиси муһим күн тәртипләрниң бири иди. Әмма трамп һөкүмити ундақ әмәс. Трамп дуня сәһнисидин чекинип чиқиватиду. Америка чекинип чиққанчә, русийә вә хитайға охшаш дөләтләр сәһнигә чиқиватиду. Бундақ бир шараитта хитайға қарита бир тәнқидий пикирләрниң көрүлмәслики тәбиий бир әһвал.”