Америка: хитайниң уйғурларға қойған диний чәклимиси қаршилиқни күчәйтивәткән
2014.07.28
Америка диний әркинлик комитети 2014-йили доклатида, хитай асасий қануни пуқраларниң диний әркинлик һоқуқини етирап қилсиму, бирақ униң хәлқара кишилик һоқуқ мәҗбурийитини ада қилмайватқанлиқи, уйғурларниң диний әркинликкә давамлиқ еғир бузғунчилиқ қиливатқанлиқини илгири сүргән.
Доклатта көрситишичә, өткән бир йилда тибәт буддистлириниң вә уйғур мусулманлириниң диний әркинлик вәзийити йеқинқи 10 йил ичидики һәрқандақ вақиттин начарлашқан. Мустәқил католик, протестант мухлислири қолға елинған, җәриманә қоюлған вә ибадәтханилири бузғунчилиққа учриған. Фалунгуң тәриқити вә башқа буддист, протестан тәриқәтләр “хурапатлиқ” дәп бастурулған.
Доклатта уйғур вә тибәтләрниң диний вәзийити һәққидә тохтилип мундақ дегән 2008 вә 2009-йили тибәт һәм уйғур илида арқа-арқидин йүз бәргән наразилиқ вәқәлиридин кейин, хитай һөкүмити диний затларниң абруйини чүшүрүш, йеңи бәлгилимиләрни чиқирип, ибадәтхана вә мәсчитләрни тәқиб қилишни күчәйтти. Шундақла йәнә йеңи программиларни йолға қоюп, буддист раһиблирини сиясий садақәтмәнликкә мәҗбурлиди, уйғур мусулманлириниң диний етиқадини зәипләштүрүшкә урунди.
Доклатта йәнә, хитай даилириниң диний паалийәт билән шуғулланғанлиқи вә вә диний әркинлик тәрәпдарлири сәвәблик нурғун уйғур вә тибәтни түрмигә ташлиғанлиқи, бу әһвалниң өткән йили изчил давам қилғанлиқини билдүргән.
Мәзкур доклат мусулманлар бир айлиқ рамизанни ахирлаштуруп, һейт намизи оқуған роза һейтниң тунҗи күни елан қилинди. Бу йиллиқ рамзан ейида хитай һөкүмити уйғурларға роза тутуш чәклимиси қойған. Доклатта, хитайниң уйғурларға қойған рамзан чәклимиси тәнқид қилинған.
Дүшәнбә күни әтигән доклат елан қилиш мунасивити билән чақирилған ахбарат йиғинида, америка дөләт ишлар министири җон кәрий һечқандақ әлниң диний етиқадни чәкләп ғәлибә қилалмайдиғанлиқини билдүрүп, хитайниң уйғурларға роза тутушни чәклигәнликини, уйғур балилириниң диний тәлим елишини мәни қилғанлиқини тәнқид қилди.
У мундақ деди: һечқандақ шүбһә болмисун, биз давамлиқ дунядики хәтәр астида қалған аз санлиқ диний гуруһларниң тәрипидә туримиз. Җүмлидин..., баһайи вә әхмидийә мусулманлириниң тәрипини тутимиз. Бирақ бизниң бу һәқ-һоқуққа капаләтлик қилишимизда узун йолни бесип өтүшимизгә тоғра келиду. Шундақла бизниң йәнә, һөкүмәтләрниң дөләт бихәтәрлик мәнпәәтини баһанә қилип, аз санлиқ диний гуруһ әзалирини бастурмаслиқи үчүн узун йолни бесишимизға тоғра келиду.
Русийә бөлгүнчиликкә қарши туруш қануни арқилиқ аталмиш диний радикаллиққа қарши туруватқанлиқини илгири сүрүп, өзиниң қаттиқ қол тәдбирлирини ақлап кәлди. Хитайда, даириләр христянларни, далай ламаниң рәсимини сақлиған тибәт буддистлирини қолға алди. Улар йәнә, уйғур мусулманлириниң пәрзәнтлиригә диний тәлим тәрбийә беришини мәни қилди яки рамзан ейида роза тутушини чәклиди.
Җон кәрий сөзидә йәнә, бу хил тактика өзлиригә давамлиқ зор вәзипиләрни йүкләватқанлиқини билдүрүп, бирақ бу хил тактикилар тарихниң синақлирида мәғлуп болғанлиқини билдүрди.
Диний әркинлик доклатида йәнә, 2013-йили уйғур илидики мусулманлар билән хитай аманлиқ күчлириниң тоқунушида 100 дин артуқ адәм өлгәнликини илгири сүрүп, бирақ шу йили бир уйғурниң аптомобил һәйдәп тйәнәнмин мәйданиға үссүп кириши билән, вәзийәт кәскинлишип кәткәнликини билдүргән.
Доклатта көрситишичә, бейҗиң һөкүмити йеқинқи зораванлиқ вәқәлирини диний ашқунлуқ, бөлгүнчилик, ғәрәзлик һуҗум, дәп қарисиму, бирақ бәзи һадисиләрниң уйғур диний етиқатиға қаритилған қаттиқ қол чәклимә билән алақидар икәнликини илгири сүргән. Мәсилән, тйәнәнмин аптомобил һуҗумини елип барған уйғурниң һәрикитигә униң юртидики йеңи селинған мәсчитниң чеқиветилиши йетәкчилик рол ойниғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити 2013-йили 28-өктәбир йүзбәргән тйәнәнмин аптомобил һуҗумини осман һәсәнниң елип барғанлиқини, һуҗумға осман һәсәнниң аниси қуванхан реһим вә аялиниң қатнашқанлиқини илгири сүрүп, һуҗумни ш и һ гә мунасивәтлик “террорлуқ” һуҗум, дегән.
Бирақ, осман һәсәнниң юрти-ақтуниң үҗмә йезиисидики аһалиләр йәрлик һөкүмәт даирилириниң бу йезидики хәлқ пул йиғип салған бир мәсчитни зорлуқ билән чеқивәткәнликини билдүрүп, тйәнәнмин аптомобил һуҗуминиң буниңға қарши елип берилғанлиқини көрсәткән иди.
Лекин, диний әркинлик доклатида илгири сүрүшичә, хитай даирилириниң бу хил қисмән зораванлиқ вәқәлиригә қайтурған омумйүзлүк қаттиқ қол инкаси, уйғур илида қаршилиқни күчәйтивәткән. Доклатта, сақчиларниң уйғур илида йүз бәргән йеқинқи зораванлиқ вәқәлиригә қарши йәнә бир қетимлиқ “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикити қозғап, диний паалийәтләрни үзүл-кесил чәкләшкә башлиғанлиқини, бирақ бу хил йеңи чәклимә йәнә зораванлиқ вәқәлирини кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән.
Доклатта, өткән йили ақсуниң айкөл йезиси 16-кәнтидә, зора һейт намизи чәклинип, тоқунуш кәлтүрүп чиқарғанлиқини, вәқәдә 300 дин артуқ уйғурларниң қолға елинғанлиқини билдүргән.
Доклатта йәнә, шу йили сақчиларниң хотән ханериқ йезисидики бир мәсчиткә бесип киргәндә тоқунуш йүз берип, 2 уйғурниң өлгәнликини илгири сүргән.
2013-Йили 6-айда йүзбәргән бу вәқәдә сақчилар ханериқ йезисидики мәсчит имамини қолға алған. Чүнки, мәсчит имами һөкүмәт бәлгиләп бәргән хутбини оқушни рәт қилған. Сақчилар буниңға наразилиқ билдүргән мәсчит әһлини оққа тутқан иди.
Дүшәнбә күнки ахбарат йиғинида демократийә, кишилик һоқуққа мәсул америка ярдәмчи дөләт ишлар министири там малиновский, қисмән вәқәләрни баһанә қилип, пүтүн хәлқни нишанға елишниң зораванлиқни күчәйтидиғанлиқини агаһландурди.
У мундақ деди: хитай һөкүмити көп һалларда тизимға алдурмиған диний вә роһаний гуруһларниң йиғилиш паалийәтлирини чәкләп кәлди. Бәзидә фалунгуң мәсилисигә охшаш дилоларда уларниң сөз һәққини чәкләп, гав җишиңдәк уларниң һәқ-һоқуқини қоғдиған кишилик һоқуқ адвокатлирини җазалиди. Биз хитай даирилирини 7-авғуст күни гав җишиңни өз қәрәлидә қоюп берип, униң аилисигә қайтип келишигә йол қоюшқа, униң һәрикитини чәклимәсликкә, униңға паракәндичилик салмаслиққа чақиримиз.
Тибәттә даириләр тибәт буддистлириниң диний паалийитини давамлиқ контрол қилмақта. Дөләт ишлар министири баям ейтқандәк, хитай һөкүмити йәнә уйғур мусулманлириниң диний ибадәт паалийитини, җүмлидин бу йиллиқ рамизанда роза тутушини, мудәррисләрниң һәрикити вә башқиларни чәклиди. Қисмән кишиләрниң һәрикитини дәп, нишанни омумйүзлүк бир милләткә вә униң диний етиқатиға қаритиш пәқәт зораван диний ашқунлуқни күчәйтиду, халас.
Там малиновский йәнә, америкиниң хитай билән елип барған барлиқ сөһбәтлиридә уйғур диний әркинлик мәсилисини өз ичигә алған барлиқ кишилик һоқуқ мәсилилириниң оттуриға қоюп келиватқанлиқини билдүрди. У, бу мәсилиләрниң йеқинда өткүзүлгән америка-хитай истратегийә-иқтисад диалоги вә америка-хитай анти-террорлуқ диалогида музакирә қилинғанлиқини илгири сүрди.
Там малиновский, дөләт ишлар министири кәрий вә башқа әмәлдарлар истратегийә-иқитисад диалогида буниңға даир бир қатар мәсилиләрни оттуриға қойди. Биз йәнә, кейинрәк вашингтонда террорлуққа қарши туруш диалоги өткүздуқ. Униңда биз хитайниң ғәрбидики уйғурларниң бастурулуш мәсилисини қайта-қайта оттуриға қоюп, буниң бизниң хитай билән диний ашқунлуқ вә зораванлиққа қарши туруш җәһәттики ортақ мәнпәтимизгә көрситидиған тәсирини тәкитләп өттуқ, деди.
15-Июл, вашингтонда өткүзүлгән америка-хитай анти-террорлуқ диалогида хитай тәрәп, ш. Т. И. Һ ниң “террорлуқ” тәшкилат икәнликини қәйт қилип, өзиниң уйғур илида елип бериватқан бастуруш һәрикитини чүшинишни тәләп қилған.
Дөләт ишлар министири кәрий ахбарат йиғинида, диний әркинлик америкилиқларниң ядролуқ қиммәт өлчими икәнликини тәкитләп, бу давамлиқ америка йәр шари дипломатийәсиниң айрилмас парчисии болидиғанлиқини билдүрди.