Макодонийә тетова университетидики “дин вә зораванлиқ” йиғинида уйғурлардики диний етиқад мәсилилири оттуриға қоюлди

Мухбиримиз меһрибан
2015.10.20
Din-Zorawanliq-muhakime-yighin.jpg Макодонийә тетова университетида өткүзүлгән “дин вә зораванлиқ” намидики илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2015-Йили 16-өктәбир.
RFA

Макодонийә тетова университетида ечилған “дин вә зораванлиқ” намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида, уйғурларниң диний етиқад мәсилилири оттуриға қоюлди.

Йиғинға уйғурларға вакалитән тәклип билән қатнашқан америкидики уйғур паалийәтчиси илшат һәсән әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, йиғинда өзиниң әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара ахбарат агентлиқлирида елан қилинған пакитлиқ материяллар асасида доклат тәйярлап, шәрқий түркистанда уйғурларниң нормал диний етиқад паалийәтлири һәтта диний йосунда кийинишиниң хитай һөкүмити тәрипидин диний радикаллиқ вә хәлқара террор һәрикәтлиригә бағлап бастурулуватқанлиқини оттуриға қоюп, дуня җамаәтчиликини бу вәзийәткә диққәт қилишқа чақирғанлиқини билдүрди.

Илшат әпәнди баянида 16-өктәбир җүмә күнидин 18-өктәбир йәкшәнбә күнигичә, макодонийиниң пайтәхти скопия шәһиридики тетова университетида ечилған “дин вә зораванлиқ” темисидики йиғин һәққидә чүшәнчә берип, австрийәниң вйена университети, инисберг университети вә макодонийәдики дөләтлик тетова университети қатарлиқ үч университет бирликтә орунлаштурған бу илмий муһакимә йиғиниға австрийә, макодонийә, америка, германийә, фирансийә, түркийә, русийә, украина, руминийә, татаристан қатарлиқ 10 нәччә дөләт вә районлардин кәлгән дин тәтқиқати саһәсидики 200 дин артуқ тәтқиқатчи вә паалийәтчиләр қатнашқанлиқини, йиғинға қатнашқан ислам диний вә христиан диний мутәхәссислириниң нуқтилиқ һалда “дин билән зораванлиқниң мунасивити” мәсилиси һәққидә тохтилип, нөвәттә хәлқарада йүз бериватқан зораванлиқ террорлуқ вәқәлири ичидә пәқәт 17% ниңла дин билән мунасивәтлик икәнликини, вә бу қаршилиқларниң йүз беришини диний әқидиләр әмәс, бәлки шу дөләт һәм һөкүмәтләрниң диний сиясити, миллий сиясити қатарлиқлар кәлтүрүп чиқириватқанлиқи оттуриға қоюлғанлиқини билдүрди.

Илшат әпәнди йәнә өзиниң йиғинда бәргән доклати һәққидә тохтилип, “хитай коммунистлириниң зулуми астидики уйғур миллити вә уйғурлар дуч келиватқан диний чәклимә вә зулумлар” дәп тема қоюлған доклатида, әркин асия радиоси, америка авази вә башқа хәлқара агентлиқларда йеқинқи бирқанчә йилдин буян йәрликтин игиләп берилгән пакитлиқ хәвәрләр вә уйғур америка бирләшмиси, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ уйғур тәшкилатлири, чәтәлләрдики диний тәшкилатлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тор бекәтлиридә елан қилинған статистикилиқ мәлуматлардин пайдилинип, хитай коммунист һакимийити дәвридә болупму, ши җиңпиң тәхткә чиққандин буян уйғурлар дуч келиватқан диний җәһәттики бастуруш әһвалини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Илшат әпәнди билән өткүзгән сөһбәттин мәлум болушичә, уйғурлар учраватқан диний зулум мәсилиси йиғинниң җүмә күнидики сәһиписиниң қизғин музакирә темисиға айланған. Йиғинға қатнашқан диний саһәдики тәтқиқатчилар илшат әпәндидин уйғурларниң диний етиқад вәзийити вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний бастуруш сиясити һәққидә һәр хил соалларни сорап, өзлириниң бундин кейинки тәтқиқатида уйғурларниң диний етиқад вәзийити һәққидә нуқтилиқ издинидиғанлиқини билдүрүп, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә уйғур паалийәтчилирини хәлқара диний җәмийәтләр вә тәтқиқатчилар һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлирини уйғурлар учраватқан диний етиқад чәклимилири һәққидики техиму көп вә кәң болған конкрет пакитлиқ материяллар билән тәминлишиниң бу җәһәттики тәтқиқат вә хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ милләтләргә қаратқан диний сияситидики мәсилиләрни оттуриға қоюшта толиму муһимлиқини тәкитлигән.

Юқириқи аваз улинишидин илшат әпәнди билән өткүзүлгән сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.