Хитайниң ислам дини етиқадини башқуруш һәққидики мәхпий һөҗҗити җиддий диққәт қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2018.06.27
xitay-hojjet-uyghur-medeniyet.jpg Хитайниң 2018-йиллиқ 4-номурлуқ мутләқ мәхпий һөҗҗитиниң баш бети.
RFA/Méhriban

Хитайниң ислам диний етиқадини башқуруш һәққидики бир йүрүш мәхпий һөҗҗәтлириниң фото рәсимлири йеқинда ашкариланғаниди. Хитай мәркизи һөкүмити вә уйғур аптоном район даирилири тәрипидин тарқитилған бу бир йүрүш һөҗҗәтләрдә, нуқтилиқ һалда уйғурларниң ислам диний етиқад паалийәтлирини контрол қилиш тоғрисида йәрлик һөкүмәт иҗра қилиш тәләп қилинған қаттиқ бәлгилимә-чариләр оттуриға қоюлған. Нөвәттә мәзкур һөҗҗәтләрдә ашкариланған мәзмунлар җиддий инкас қозғимақта.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар мудири турғунҗан әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмити тәрипидин бу йил 4-айда елан қилинған ислам диний етиқадини башқуруш һәққидики бир йүрүш мәхпий һөҗҗәтлириниң фото нусхилириниң йеқинда ашкариланғанлиқини билдүрди.

Хитай мәркизий һөкүмәт ишханисиниң 2018-йил 4-айниң 19-күни тарқатқан “нөвәттики вәзийәттә ислам дини хизмити һәққидики тәклип лайиһиси” дәп аталған 24-номурлуқ һөҗҗити вә 2018-йил 5-айниң 12-күни үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин тарқитилған “үрүмчи шәһириниң рамзан вә роза мәзгилидики диний етиқад орунлири яки хәтәрлик мәсилиләргә һөкүм қилиш вә бир тәрәп қилиш чарилири” намлиқ бу икки парчә һөҗҗәттә уйғурларни асас қилған ислам диниға етиқад қилидиған милләтләрниң диний етиқад паалийәтлири вә диний етиқад сорунлирини қаттиқ башқуруш тәләп қилинип, 10 нәччә маддилиқ конкрет бәлгилимә-тәдбирләр елан қилинған.

Хитай мәркизий һөкүмәт ишханиси тәрипидин тарқитилған “нөвәттики вәзийәттә ислам дини хизмити һәққидики тәклип лайиһиси” дә һәрқайси өлкә вә аптоном районлардин “хитай дөләт ичидики ислам диний етиқад районлирида хитай мәдәнийәт әнәнисидин йирақлишиш яки йоқитиш хаһиши” чәкләш яки түзитиш тәләп қилинған. Һөҗҗәттә болупму ислам диний паалийәт сорунлири болған мәсчитләр қурулуши, диний услубтики кийиниш, диний паалийәт, диний етиқад адәтлири, диний тәлим-тәрбийә вә әрәб тили өгиниши қатарлиқларда “әрәблишиш” кә чәклимә қоюш тәләп қилинған.

Мәзкур һөҗҗәттә йәнә хитайниң чәтәлләрдики әлчиханилириға, хитай дөлитидин чиқип чәтәлләрдә ислам диний һәққидә диний тәлим еливатқан оқуғучиларни башқуруш тәдбирлири һәққидиму бәлгилимиләр чүшүрүлгән болуп, чәтәлләрдә ислам диний тәрбийиси еливатқан оқуғучиларниң идийиви тәрбийә хизмитини чиң тутуш тәләп қилинған.

Хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған һөҗҗәтләрниң мәзмунидин хәвәрдар икәнликини билдүргән диний өлима турғунҗан әпәндиниң билдүрүшичә, улар еришкән бу бир йүрүш һөҗҗәтләрдә нуқтилиқ һалда уйғурларниң ислам диний паалийәтлирини контрол қилиш тоғрисида йәрлик һөкүмәтләрниң иҗра қилиши тәләп қилинған бәлгилимә-чариләрму оттуриға қоюлған.

Турғунҗан әпәнди йәнә: “үрүмчи шәһириниң рамзан вә роза мәзгилидики диний етиқад орунлири яки хәтәрлик мәсилиләргә һөкүм қилиш вә бир тәрәп қилиш чарилири” ниң мәзмуни һәққидә тохталди.

Турғунҗан әпәнди баянида, мәзкур һөҗҗәттики бәлгилимидә илгирики йилларда елан қилинған диний етиқадни башқуруш һәққидики һәрқандақ бәлгилимә-һөҗҗәтләргә селиштурғанда, уйғурларниң диний етиқадини чәкләштики қаттиқ тәдбирләр ашкара, ялиңач вә конкрет оттуриға қоюлғанлиқини билдүрди. У йәнә бу һөҗҗәттә уйғурларниң нормал ислам диний етиқад паалийәтлири “диний радикаллиқ”, “бөлгүнчилик” вә “террорлуқ идийисиниң ипадилири” дәп тәсвирлинип, диний етиқад соруни болған мәсчитләр бу хил идийәләрни тарқитидиған “хәтәрлик орунлар” дәп бекитилишини “диний җәһәттә зәрбә беришниң ялиңач ипадиси” дәп әйиблиди. 

Турғунҗан әпәнди йәнә даириләрниң бу бир йүрүш һөҗҗәтләрни тарқитиштики мәқсити һәққидә өз қаришини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитиниң һәр хил чарә тәдбирләр арқилиқ уйғурларни “динсизлаштуруш” вә “хитайлаштуруш” мәқситини әмәлгә ашурмақчи болуватқанлиқини тәкитлиди. 
Чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилиридин америкида хитай тилида чиқидиған “хитай мәсилилири” журнилиниң баш муһәррири ву фән әпәндиниң қаришичә, хитай компартийә һөкүмитиниң “диний етиқадни хитайлаштуруш” тәшәббуси әмәлийәттә “диний етиқадни бастуруш, диний етиқадни коммунистик партийиниң нәзәрийисигә бойсундуруш” хаһишидин ибарәт болуп, нөвәттә хитай һөкүмити мушу йолда маңмақтикән. 

Ву фән әпәнди радийомиз зияритини қобул қилғанда мундақ деди: “ислам динини өз ичигә алғанда, нөвәттә хитай һөкүмити тибәтләрниң лама дини, католик дини қатарлиқ динларға қаратқан бастуруш сияситини бу динларни хитайлаштуруш хизмитини күчәйтиш арқилиқ елип бериватиду. Улар динни өзгәртиш, динни хитай мәдәнийитигә тәтбиқлаш, динни коммунизм идийисигә маслаштурушни күчәп тәрғиб қиливатиду. Нәтиҗидә, бу хил өзгәртишни қобул қилмиған диний мухлислар ‛диний радикаллиқ‚ қалпиқи кийдүрүлүп қаттиқ бастурулуватиду.”

Нөвәттә хәлқара таратқулар хәлқарадики диний кишилик һоқуқ тәшкилатлири, тәтқиқатчилар тәрипидин ашкариланған хәвәр вә доклатлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити тәрипидин “тәрбийиләп өзгәртиш мәркәзлири” намидики лагерларға қамалған уйғурлар бир милйондин ашидиған болуп, буларниң ичидә хәлқ ичидә тонулған диний затлар, чәтәлләрдә диний тәлим алған оқуғучилардин башқа йәнә ислам диний етиқади паалийәтлирини нормал ада қилип келиватқан уйғурларниңму бу орунларға түркүмләп қамалғанлиқи ашкариланмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.