Шинҗаң теббий университет оқуғучилири намайиш қилди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.05.13
tebbiy-university-oqughuchilar-namayish.jpg Халмурат ғопур башчилиқидики оқуғучилар диний түс алған кийим яки баш кийими кийгәнләрни мәктәп ашханисиға кириштин тосуватқан көрүнүш. 2014-Йили май, үрүмчи.
Oqurmen teminligen

Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң сақал қоюш, чүмбәл артиш, һиҗаб кийишини “диний ашқунлуқниң символи” дәп қарап бастурушни күчәйткәндин кейин, диний түстә кийингән һиҗабланғанларниң һөкүмәт биналири дохтурхана, газ қачилаш понкити қатарлиқ җамаәт сорунлириға киришини чәкләйдиған уқтуруш, буйруқларму мәйданға кәлгән иди. Бу хил чәклимиләр һәтта алий билим юртлиридиму йолға қоюлушқа башлиған болуп, шинҗаң теббий университетиму йеқинда мушу түрдики бәлгилимә чиқирип, оқуғучиларниң диний түс алған, диний бәлгиси бар кийим-кечәкләрни кийиши, зиннәт буюмлирини тақишини чәклигән иди. 12-Май күни чүштин кейин мәзкур университетидики 60 нәпәр әтрапида уйғур оқуғучи мәктәпниң бу хил йолсиз чәклимиләргә наразилиқ билдүрүп намайиш қилған. Мәзкур университет оқуғучилириниң радиомизға йоллиған бу һәқтики учурлириға асасән мухбиримиз игилигән мәлуматлар деққитиңларда болсун.

Үрүмчидики шинҗаң теббий университети йеқинда бәлгилимә чиқирип, оқуғучиларниң диний түс алған, диний бәлгиси бар кийим-кечәкләрни кийишини, зиннәт буюмлирини тақишини чәклигәнлики һәққидә өткән һәптә хәвәр бәргән идуқ.
Бәлгилимидә оқутқучи-оқуғучиларниң диний түс алған кийим-кечәк кийип, баш кийим вә зибу-зиннәтләрни тақап мәктәп қорусиға, оқутуш бинаси, ашхана, ятақ бинаси, кутупхана қатарлиқ аммиви сорунларға киришини бирдәк мәни қилған. Шуниң билән биргә, дәрсхана, тәҗрибихана, имтиһан мәйдани вә йиғинға бирдәк ялаңваштақ кириши тәләп қилинған. Мәзкур бәлгилимә, уйғур оқуғучилар арисида ғулғула қозғиған. Оқуғучиларниң радиомизға йәткән инкаслиридин өткән һәптә бәзи оқуғучилар мәктәптики оқутуш бинаси алдида сүкүттә туруп наразилиқ билдүрүшни пиланлиғанлиқи мәлум иди.

Университеттики исмини ашкарилимиған оқуғучиларниң радиомизға мәлум қилишичә, оқуғучилар сүкүттә туруп қаршилиқ көрситипту йәнила мәктәпниң бу хил йолсиз чәклимилирини тосуп қалалмиғандин кейин 12-май күни чүштин кейин мәзкур университеттики бир қисим уйғур оқуғучилар наразилиқ билдүрүп намайиш қилған. Әмма наразилиқ билдүрүп топланған оқуғучилар мәктәп даирилири тәрипидин тез арида тарқитиветилгән.

Вәқәдин хәвәрдар оқуғучиларниң бу һәқтики мәлуматиға қариғанда дүшәнбә күни теббий университети мудерлиридин халмурат ғопур башламчилиқидики онға йеқин уйғур оқутқучи вә мәктәп рәһбәрлири өзлири биваситә мәктәп ашханиси вә мәркизи оқутуш биналириниң алдида поста туруп яғлиқ атқан яки диний түстә кийингәнләрни бирдәк тамақ йейиштин вә дәрсханиға кириштин тосқан, өз хаһиши бойичә кийиништин ибарәт билим елишқа һеч зит кәлмәйдиған бу аддий әркинликиниң нөвәттә бу алий билим юртида болса билим елиш үчүн ваз кәчмисә болмайдиған таллаш болуп қалғиниға қайил болмиған оқуғучилар наразилиқини башта муназирилишиш, қаршилишиш вә сүкүттә туруш арқилиқ ипадиләпму баққан. Әмма мәктәп мудирлири оқутқучиларниң қопаллиқ билән тәнбиһ бериши, роһий бесим қилиши һәтта мәктәптин мәҗбурий чекиндүрүш тәһдитлиригә учриған оқуғучилар нәтиҗидә мәркизий оқутуш бинаси алдида йиғилип намайиш қилған, наразилиқ билдүргән оқуғучилар сани 60 әтрапида болуп, мәктәп рәһбәрлири вә оқутқучиларниң хизмәт ишлиши билән тездин тарқитилған әмма чәклимә бикар қилинмиған.
Биз оқуғучилар йәткүзгән бу учурға асасән сәйшәнбә күни теббий университет аманлиқ бөлүмигә телефон қилип мәлумат елишқа тириштуқ.

-Түнүгүн 12-май оқуғучилар мәктәпниң кийим һәққидики чәклимисигә наразилиқ билдүрүптикән бу иш қандақ бир тәрәп болди?
-Сиз нәдин уруватисиз?
-Әркин асия радиосидин, мухбир мән.
-Бу иш җимиқип қалдиму?
-Наразилиқ түнүгүн бир күнла болдиму?
-яқ бир қанчә күнғу.
-Оқуғучиларни тутқан әһвал барму?
-Бизму анчә уқмидуқ, мәктәп өзи чиқарған өзлири қарар чиқарған иш бу.
-Бу бәлгилимә мәхсус яғлиқ чигкән, сақал қойған оқуғучиларға қаритип чиқирилғанму?
-Һә шундақ охшайду.
-У балилар нарази болғандин кейин бесиқтурушқа силәр арилашмидиңларму?
Бесиқтурғидәкму иш йоқ. Бу йәрдә мәктәптә ашханиға дәрвазидин киргүзиду әмәсму, һазир шуниңға ашу....
Сақчиниң гепи түгимәйла телефон үзүлүп қалди.

Биз теббий университет оқуғучиларни башқуруш бөлүмигә телефон қилип бәлгилиминиң қачан чиқирилған вә қачандин башлап йолға қоюватқанлиқини соридуқ, телефонға башта бир хитай көзәтчи җаваб қилди:
-Шинҗаң теббий университети оқуғучиларниң кийинишини башқуруш һәққидә бир бәлгилимә чиқардиму?
-Шундақ чиқарған.
-Бәлгилимигә хилап кийгәнләрни дәрсхана, ашхана, кутупханиларға киргүзмәмду?
-Шундақ қиливатиду.
Бу бәлгилимә қачандин башлап йолға қоюлуватиду?
-Пойиз вогзалида иш чиққандин кейинла, әтиси мәктәп йиғин ечип бекиткән.
-Оқуғучиларниң\ түнүгүнки наразилиқиму мушу бәлгилимә түпәйлидинму?
-Шундаққу дәймән.
Бу хитай хадим телефонни башқа бир уйғурға тутқузди:
-Сиз қайси идариниң?
-Мән мухбир әркин асия радиосидин.
-Силәр арилашмидишңларму намайишқа?
-Мән уқмаймән униңға мәктәп тәшвиқат бөлүми җаваб бериши керәк.
Сиз җаваб берәлмәмсиз?
-Мәктәпкә келип шулардин сорисиңиз җаваб беридиғанлар бар.

Йәнә бәзи оқутқучиларниң инкасиға қариғанда өткән һәптидин башлап шинҗаң теббий университет тармақлири, доктор ашти халмурат ғопур қатарлиқлар башчи болуп, синипларға кирип оқуғучиларға мәдәний кийиниш, диний түстики кийимләрни киймәслик һәққидә мәхсус тәрбийә ишләшни күчәйткән, мәктәп мунасивәтлик тармақлири йәнә оқуғучилар арисида һиҗабланған 65 нәпәр қиз оқуғучини тизимға елип уларға мәхсус тәрбийә беридиған оқутқучиларни сәпләп идийиви хизмәт ишләватқан болуп, уларниң яғлиқини бешидин еливетиш үчүн бир һәптә мөһләт берип бир һәптигичә йәнә идийиси тазиланмай яғлиқини алмиғанда мәктәптин қоғлинидиғанлиқини ейтип бесим ишлитиватқан икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.