Диний муәллимә хасийәтниң қуранни тиқивалғанлиқи қошулуп 14 йиллиқ кесиветилгәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.01.05
Тутқундики пенсийонер нияз насирниң лагердин җәсити чиққан Ватикан шәһириниң икки һәссиси билән тәң, 10,000 җинайәтчи сиғидиған үрүмчи 3-түрмисиниң алди көрүнүши. 2021-Йили 23-апрел.
AP

Манаслиқ диний муәллимә хасийәт әхмәтниң тутқунда икәнлики тоғрулуқ хәвиримиз берилгәндин кейин, аңлиғучилардин бири радийомизға учур йоллап, хасийәтниң 14 йиллиқ кесилип болғанлиқини, шундақла делоға мәсул хадимниң кимликини мәлум қилди. Мухбиримизниң бу учурни алғандин кейин илгириләп елип барған ениқлашлири давамида, униң 14 йиллиқ кесилишигә, бала оқутуштин башқа, сақчилар қуранни йиғиватған мәзгилдә икки қуранни тиқивалғанлиқиниңму сәвәб болғанлиқи айдиңлашти.

Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программа миси диққитиңларда болиду.

Вәзийәттин хәвәрдар, исмини ашкарилашни халимайдиған кишиниң инкас қилишичә, хасийәтниң тутқун қилинишиға униң бала оқутушидин башқа, 2016 ‏-йили даириләр манаста “қанунсиз диний материяллар” ни йиғивеливатқан мәзгилидә аилисидә қурани керимдин иккини тиқивалғанлиқиму сәвәб болған. Дейилишичә, униң бала оқутушиға 7 йиллиқ вә қуранни тиқивалғиниға 7 йиллиқ болуп җәмий 14 йиллиқ кесиветилгән. Биз хасийәт әхмәтниң әһвали һәққидә бу йеңи тәпсилатларни аңлиғандин кейин манас наһийәсидики сақчи органларға қайтидин телефон қилдуқ.

Инкаста, хасийәт әхмәтниң делосини ишләшкә базарлиқ сақчиханиниң сиясий йетәкчиси җүрәт исимлик бирсиниң һәмкарлашқанлиқи қәйт қилинғаниди. Биз мәзкур сақчи хадими билән сөзлишиш пурситигә еришкән болсақму, у хадим өзиниң хасийәтниң делосини ишләшкә һәмкарлашқанлиқини рәт қилди, һәтта уни тонумайдиғанлиқини баян қилди.

Инкаста йәнә дейилишичә, хасийәт әхмәт үстдин мәхсус сот ечилмиған, пәқәт бир сот һөкүмнамиси униң аилә--тавабиатиға тутқузулған. Һөкүмнамидә җаза муддитидин башқа, тутулуш сәвәбиму қисқичә баян қилинған. Манас наһийәлик сот мәһкимисиниң бир хадими, хасийәт әхмәтниң 14 йиллиқ кесилгәнликини дәлилләш билән бирликтә, униң кесилиш сәвәблиридин бириниң икки данә қурани керимни тиқивалғанлиқи икәнликиниму ашкарилиди.

Өткән қетимлиқ ениқлашлиримиздин ашкарилинишичә, хасийәт әхмәтниң йолдиши 9 йил аввал бөлгүнчилик билән әйиблинип муддәтсиз кесилип кәткән, ата-аниси түгәп кәткән вә 13 яшлиқ бир қизиниң нәдә икәнлики мәлум әмәс иди. Шуңа мәзкур сот һөкүминиң хасийәт әхмәтниң йолдиши тәрәп уруқ-туғқанлириға берилгәнлики еһтималға йеқин көрүлмәктә.

Йәнә өткән қетимлиқ ениқлишимизда, бир инкасчи хасийәт әхмәтниң йерим кечидә өйидин тутуп кетилгәнликини мәлум қилған болса, бир аһалиләр комитети мудири, хасийәтниң бир гуруппа кишиләр билән бирликтә сақчиханиға тәкшүрүшкә апирилғанлиқи вә соал-сорақтин кейин тутуп қелинғанлиқини мәлум қилғаниди. Бу қетимқи ениқлишимизда, униң дәсләптә 2017-йили 5 ‏-айда бир қетим 15 күн тутуп қоюп берилгәнлики вә кейинки 9 ‏-айда тутулғанда кесиветилгәнлики ашкариланди.

Юқирида манастики диний муәллимә хасийәт әхмәтниң бала оқутқанлиқи үчүн 7 йиллиқ, қурани керимни тиқивағанлиқи үчүн 7йиллиқ болуп 14 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.