Җоанне симис: “хитай һөкүмити ‛террорлуққа қарши туруш‚ намида дөләт террорлуқиға меңиватиду!”

Мухбиримиз әзиз
2019.05.15
meschit-yashanghan-yash-terbiye.jpg Җүмә намизидин кейин, яшанған диний өлима мәсчит сиртида бир яш билән сөһбәт өткүзмәктә. 2014-Йили 23-май, үрүмчи.
AFP

Әнглийәдики дуняға даңлиқ ротлиҗ (Routledge) нәшрияти 1982-йилидин тартип қәрәллик нәшр қилишни башлиған “оттура асияға нәзәр” журнилиниң 2019-йиллиқ 1-сани мәхсус уйғурлар мәсилисигә беғишланди.

Болупму йеқинқи йиллардин буян уйғурлар һәққидики издинишлири билән көзгә челиқишқа башлиған бир қисим алим вә мутәхәссисләрниң уйғурлар дияридики мустәмликә түзүми, уйғурлардики ислам дини дуч келиватқан хирислар, “террорлуқ мәсилиси” вә зорлуқ һәрикәтлири, тоқунуш вә лагерлар мәсилиси қатарлиқ темилар бойичә йезип чиққан мақалилириниң бу санға топлиниши билән уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити системилиқ тәһлил қилинған йеңи бир илмий әсәр вуҗудқа чиқти.

Бу мәхсус санниң тәһрирликини үстигә алған уйғуршунас, әнглийәдики невкасл университетиниң оқутқучиси җоанне симис ханим (Dr.Joanne Smith Finley) Өткән он нәччә йилдин бери өзиниң уйғурлар һәққидики йирик әсәрлири билән көпчиликкә тонулушқа башлиған алимларниң бири. Униң бу мәхсус сан үчүн язған мақалисиниң бири хитай компартийәсиниң уйғур дияридики террорлуққа қарши туруш тәдбирлири һәққидә болуп, аптор бу мәсилидә хитай компартийәсиниң “бихәтәрлик” намида иҗра қиливатқанлирини маһийәттә дөләт терроризминиң намаян болуши, дәп хуласә чиқириду.

Аптор алаһидә тәкитлигән нуқтиларниң бири, ши җинпиң һакимийәтни қолға алғандин буян хитайларни асас қилған дөләт һакимийитиниң мәдәнийәт җәһәттики пәрқләрни “бихәтәрлик мәсилиси” қилип көтүрүп чиқиши болуп һесаблиниду. Буниң билән уйғурларниң җисманий алаһидилики, тили, ой-хияли, диний етиқади вә мәдәнийити бирдәк бу хитай дөлити үчүн “террорлуқниң йошурун тәһдитлири” болуп қалған. Бу “тәһдитләр” ни йоқитиш үчүн болса хитай һөкүмити бир қатар бихәтәрлик тәдбирлирини түзүп чиққан һәмдә мушу арқилиқ бихәтәрликни ишқа ашурмақчи болған. Буниң билән уйғурлар дияридики пүтүн дуняға пур кәткән ғайәт зор көләмлик назарәт механизми вә лагерлар мәсилиси оттуриға чиққан.

Биз бу мәсилиләр һәққидә җоанне ханим билән айрим сөһбәтләшкинимиздә униңдин немә үчүн хитай дөлитиниң аталмиш “бихәтәрлик тәдбирлири” ни дөләт тероризимиға маңғанлиқ, дәп қарайдиғанлиқини соридуқ. У буниңдики әң муһим болған бир амил қатарида лагер мәһбуслириниң техи садир болмиған “җинайәт” үчүн қамаққа чүшүши икәнликини алаһидә тәкитләйду: “алди билән қарайдиған болсақ террорлуққа қарши бу тәдбирләр маһийәттә алдин ала характердики, шундақла алдини елиш мәқситидики тәдбирләр болуп, униңда кишиләрниң гунаһкар икәнлики испатланмай турупла улар гунаһкар, дәп тәхмин қилиниду. Йәнә келип бу тәдбирләр пәқәтла мәнтиқигә чүшмәйду. Шинҗаңдики бир қисим җайларда хитай болмиған аһалиниң 10 пирсәнти, һәтта 20 пирсәнтини әсәбийлик гумани билән тутқун қилип қамаққа елишни һечқандақ қилипму йоллуқ, дәп чүшәндүргили болмайду. Болупму ашу инсанлар рәсмий түрдә мушундақ бир җинайәт билән әйибләнмигән вә қануний тәртиптә қамақ җазасиға һөкүм қилинмиған әһвалда техиму шундақ болиду. Бу хилдики қануний тәртиптин өтмигән қолға елишлар вә тутқун һәрикәтлири сақчи яки партийәлик кадирларниң мундақла бир буйруқлири билән иҗра болуватиду. Буниңда һечқандақ сот тәртипи мәвҗут әмәс.”

Апторниң қаришичә, уйғурлар дияридики зор тутқунниң дәсләпки шәписи 2014-йилила башланған. Шу вақитларда үрүмчидики һәр дәриҗилик һөкүмәтләр үрүмчи шәһиридики уйғур көчмә нопусини өз юртлириға қайтип йеңидин кимлик елишни буйруған. Шу қатарда юртлириға қайтқанлар ичидә ақ-қарини пәрқ етәләйдиған, диндар кишиләр дәсләпки қәдәмдә бир-бирләп из-дерәксиз йоқилишқа йүз тутқан. Уларниң тутқун қилинишиға болса уларниң “әсәбийлик билән юқумлинип қалғанлиқи” сәвәб болған. Кейинчә бу хил тутқун тәдриҗий шәһәрләргә кеңәйгән һәмдә униң характериму өзгирип маңған. 2016-Йилидин башлап бу һәрикәт “икки йүзлимичи” ләрни паш қилишқа мәркәзләшкән.

У бу һәқтә мундақ дәйду: “бу хилдики тәдбирләр барғансери кәмситиш түсини еливатиду. Қарайдиған болсақ хитай җәмийитигә әң чоңқур дәриҗидә юғурулуп кәткән, хитайчини судәк сөзләйдиған уйғурлар һә десила гуман обйекти болуп қеливатиду һәмдә асанла ‛икки йүзлимичи‚ дегән қалпақни кийип қеливатиду. Йәни бу хил кишиләр һөкүмәт органлири үчүн хизмәт қиливатқан туруқлуқ хитай дөлитигә йошурун рәвиштә садақәтсизлик қилған, дәп әйиблиниватиду, һазир әвҗ еливатқан ғайәт зор назарәт механизми вә зор тутқун әмәлийәттә ғайәт зор көләмдики ‛ғайиплиқ‚ қа сәвәб болуватиду. Бәзиләрниң ашу тутқун қилинған орунларда роһий вә җисманий зорлуқларға дуч келиватқанлиқи, бу җайларда қийнақ вә өлүм һадисилириниң йүз бериватқанлиқи болса илгирики вақитларда дуняниң башқа җайлирида, болупму бир қисим латин америкаси дөләтлиридә испатланған дөләт һамийлиқидики террорлуқниң асаслиқ бәлгилири һесаблиниду.”

Апторниң баянлириға қариғанда, уйғурлар дияридики тутқунда “террорлуқ вә әсәбийлик” кә бағлинип тутқун қилинғанларниң диндар болуштәк ортақ алаһидиликидин башқа йәнә 15 яштин 55 яшқичә болуш (йәни һәрбийлик йешида болуш), уйғур болуш, ишсиз болуш, паспорт алған яки алмақчи болуш, чәтәлдә туғқанлири болуш дегәндәк бир қатар алаһидиликлири бар икән. Бу хил алаһидиликни һазирлиған кишиләр бирдәк “ишәнчсиз кишиләр” дәп қаралған һәмдә лагерларға йолланған. Буниң билән намаз оқуйдиғанлар, пәрзәнтлиригә диний исим қойғанлар, диний либас кийгәнләр, балилириға “қуран” өгәткәнләр, телефонлиридин диний мәзмун байқалғанлар, чәтәлгә саяһәткә чиққанлар дегәндәк нормал һаятниң бирәр алаһидилики әкс әткәнлики киши лагерға қамиливәргән. Улар бу лагерларда хитайчә тил өгиништин башқа әң муһими өзлириниң миллий вә диний кимликигә җәң елан қилиши лазим болған. Лагердики роһий вә җисманий қийнақлар ашкара болуватқанда лагер сиртидикиләрниң һали улардинму хараб һалға чүшүп қалған.

У бу һәқтә сөз болғанда мундақ дәйду: “ғайәт зор болған назарәт механизми вә тутқун қилиниш тәһдити болса йәнә бир яқтин шинҗаңдики техи лагерларға қамалмиған түркий тиллиқ мусулманларни йүрәкалди қилип мунтизим һалда сарасимға селиватиду. Өзлириниң һәрқачан тутулуп кетишидин әндишигә чүшүп қалған бу инсанлар айиғи чиқмас қорқунч вә әндишә ичидә яшашқа мәҗбур болмақта. Бу хил қорқунч туйғуси сәвәбидин кишиләр өзлириниң нормал адәтлирини өзгәртишкә мәҗбур болуватиду. Мәсилән, гәп-сөздә алаһидә еһтиятчан болуш, ислам диниға четишлиқ паалийәтлирини бирақла тохтитиш дегәндәк. Нурғун кишиләр уруқ-туғқанлири, қошнилири вә дост-бурадәрлириниң ғайиб болуп кетиши вә яки тутқун қилинғанлиқи сәвәбидин уларниң әсли-вәсли вәһимә билән чирмилишқа башлиди. Әмди муһаҗирәттики уйғурларға қарайдиған болсақ мушу ишлар сәвәбидин улар шинҗаңда қалған ата-анилири яки пәрзәнтлири билән алақилишалмаслиқниң дәрдидә сәкпарә болуватиду. Хитай дөлити яки шуниң сайисидә иш йүргүзүватқан сақчилар һәмдә һөкүмәт әмәлдарлири мушу хил террорлуқни ғәрәзлик һалда иҗра қиливатиду. Улар мушу арқилиқ уйғурларни қорқутушни вә сиясий мәвқә җәһәттә башқичә бирәр һәрикәтниң болуп қелишини тосмақчи болуватиду. Шуниң үчүн улар дөләт терроризмини иҗра қилиду. Терроризм тәтқиқати билән тонулған алимлардин ричард җексон бу һәқтә тохтилип ‛дөләт терроризми аһалини қисқа муддәттә вәһимигә селиш арқилиқ дөләтниң узун муддәтни көзлигән сиясий контроллуқини әмәлгә ашурушни нишан қилиду‚ дәп көрситиду.”

Аптор хуласә тәриқисидә хитай дөлитиниң дөләт терроризмини йолға қоюши һәққидә ортақ қобул қилинған пуқраларға қарши зорлуқ вә тәһдит һәрикәтлириниң мәвҗут болуши, һәрбий вә сақчиларниң дөләт намидин бу хил зорлуқ вә тәһдитни иҗра қилиши, зиянкәшликкә учриғучилар өзлириниң иш-һәрикитини өзгәртишкә мәҗбурлиниш дегәндәк бир қатар алдинқи шәртләрни көрсәткәндин кейин хитай һөкүмитиниң уйғурлар диярида “террорлуққа қарши туруш” намида қиливатқанлириниң мушу тәбирләргә толуқ чүшидиғанлиқини, шуңа уларни “типик болған дөләт терроризми” дәп тәрипләшкә болидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.