Германийәдә “җаза лагерлирида өлүм” намлиқ йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.05.24
Dolkun-Eysa-Lager-Doklat-Germaniye-20190523-01.jpg Дуқ рәиси долқун әйса германийәниң карлсрухе шәһиридә уйғур диярдики җаза лагерлири һәққидә доклат бәрди. 2019-Йили 23-май. Карлсрухе, германийә.
RFA/Ekrem

Тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати карлсрухе шөбисиниң орунлаштуруши билән 23-май күни германийәниң карлсрухе шәһиридә “җаза лагерлирида өлүм” намлиқ йиғин өткүзүлди. Йиғинға карлсрухе вә униң әтрапидики районлардин кәлгән уйғурлардин сирт, йәнә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлири, германийә парламентиниң әзалири, һәр саһә илим адәмлири, сиясий затлар һәмдә уйғурларға қизиққучи йәрлик авам болуп, көп санда киши қатнашти.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди йиғинда доклат тәқдим қилишқа тәклип қилинған болуп, у шәрқий түркистанниң җуғрапийиси, уйғурларниң етник мәнбәси, уйғурларниң тили, мәдәнийити, өрп-адити, тарихта қурған дөләтлири, хитайниң таҗавузиға учриған дәврлири һәмдә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә қисқа тохтилип өткәндин кейин, җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.

Д у қ рәисиниң җаза лагерлири тоғрисидики 1 саәттин һалқиған баянлири йиғин әһлиниң күчлүк диққитини тартти. У сөзидә зиялийлар, диний затлар, сәнәткарлар, тәтқиқатчилар, байлар, карханичилар, қисқиси уйғурдин ибарәт бу милләтниң барлиқ сәрхиллириниң җаза лагерлириға қамалғанлиқи, бир қисимлириниң лагерларда һаятидин айрилғанлиқи, мутләқ көп қисминиң җисманий вә роһий җәһәттин еғир қийин-қистаққа елиниватқанлиқи, меңиси ююливатқанлиқи, хитайлишишқа мәҗбурлиниватқанлиқи, сани 3 милйондин артуқ пәрәз қилиниватқан тутқундики бу хәлқниң бүгүн һәтта “хитайчә уссул ойнашни халимаймән, чошқа гөши йемәймән, хитайға хотун болмаймән” дийәлмәйдиған дәриҗидә һоқуқсиз, чарисиз һалға чүшүп қалғанлиқини пакитлири билән екранда көрситип туруп баян қилди.

Униң нутиқидин кейин соал-җавап башланди. Йиғин әһли шәрқий түркистанға, уйғур миллитигә, җаза лагерлириға аит һәр түрлүк соалларни сориди. Долқун әйса әпәнди тәпсилий җаваб бәрди. Бир нәпәр герман киши арида сөз елип, өзиниң қәшқәрлик бир келини барлиқини, оғлиниң бу қиз билән 2012-йили той қилғанлиқини, әмма 2017-йилидин кейин җаза лагерлири бәрпа болуп өзгәргән қабаһәтлик вәзийәт түпәйли уларниң қәшқәргә қайта баралмиғанлиқини һекайә қилип бәрди.

Йиғин хатимисидә риясәтчиләр хәлққә, тәшкилатлириға вакалитән д у қ рәисиниң алайитән вақит аҗритип бу йәрдики йүзләрчә кишигә хитайниң мустәбит сиясити вә уйғурларниң ечинишлиқ вәзийити һәққидә чүшәнчә бәргәнликигә рәһмәтлирини билдүрди. Кишиләр гүлдүрас алқиш садалири билән тәшәккүрлирини изһар қилишқан болди.

Бу паалийәткә германийәдики җамаәт әрбаблиридин аблимит турсун вә абдусалам әпәндиләр д у қ рәисигә һәмраһ болуп алайитән мюнхен шәһиридин келип қатнашқан болуп, аблимит турсун әпәнди бу йиғинниң наһайити тәсирлик, җәлп қиларлиқ өткәнликини тилға алди. Абдусалам әпәндиму охшаш қарашни билдүрди.

Карлсрухе шәһиридә яшаватқан д у қ тәтқиқат комитетиниң мудири әнвәр әхмәт әпәнди зияритимизни қобул қилғанда бу йәрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу қетимқи йиғин үчүн бирқанчә ай алдин тәйярлиқ қилғанлиқини, йиғинниң өзлири күткәндин бәкрәк нәтиҗилик болғанлиқини тәкитлиди. 

Йиғинға йәнә карлсрухе вә униң әтрапидики шәһәрләрдин кәлгән түрк тәшкилатлириниң рәһбәрлириму қатнашқан болуп, улар йиғин ахирлашқанда д у қ рәисини өз тәшкилатлириға келип доклат тәқдим қилишқа тәклип қилишти вә хатирә сүрәтләргә чүшүшти. Карлсрухе шәһиридики ахбарат қаналлири долқун әйса әпәндини айрим зиярәтләр қилди. Бу шәһәрдики уйғур мәшрәп әһли кәчтә д у қ вәкиллири үчүн иптар соруни һазирлап, иптардин кейин түн нисбигичә сөһбәтләр елип барди. 

24-Май күни д у қ вәкилләр өмики “явропа түрк конфедиратсийони” тәшкилатиниң карлсрухе шәһиридики тармақ оргинини тәклипкә бинаән зиярәт қилип шәрқий түркистан вә җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида бир саәт сөһбәт елип барди. Мәзкур тәшкилатниң рәиси нәҗәф караҗа әпәнди пүтүн дуняға таралған 400 дин артуқ түрк федиратсийони тармақ тәшкилатлириниң шәрқий түркистан дәвасиниң һимайичиси вә актип қоллиғучиси икәнликини алаһидә әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.