Долқун әйса: “маңа берилгән бу мукапат, хитай һөкүмитигә берилгән кәскин бир җавабтур”
2022.10.17

Б д т да көзәткүчилик салаһийити болған, д у қ билән узун йиллардин буян изчил вә йеқиндин һәмкарлишип келиватқан мәркизи германийәниң гөтинген шәһиридики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати бу йиллиқ “пәхрий әзалиқ шәрәпнамиси” ни долқун әйса әпәндигә беришни лайиқ көргән. 15-Өктәбир күни мәзкур тәшкилат өзиниң баш шитабида мурасим өткүзүп, долқун әйса әпәндини мукапатлиған.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу хусуста бүгүн, йәни 17-өктәбир зияритимизни қобул қилғанда, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң өзиниң һазирға қәдәр уйғур миллий һәрикити сепидә елип барған паалийәтлиригә қарита юқури баһа бәргәнликини вә мәзкур мукапатни өзигә лайиқ көрүш арқилиқ уйғур миллий һәрикитини қоллаш ирадисини йәнә бир қетим намайән қилиш нийитигә кәлгәнликини тилға алди.
Долқун әйса әпәнди сөзидә йәнә мәзкур мукапатниң муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикәтни уҗуқтуруш үчүн түрлүк оюнларни ойнаватқан хитай һөкүмитигә берилгән кәскин вә қәтий бир җаваб болғанлиқини әскәртти.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, германийәдә йүксәк нопузи болған, германийә һөкүмити вә парламентиға күчлүк тәсир көрситәләйдиған мәзкур тәшкилатниң бу мукапатни д у қ рәи долқун әйсаға бәргәнликиниң алқишқа сазавәр бир һадисә болғанлиқини, хәтәр астидики милләтләрни қоғадаш тәшкилатиниң һазирға қәдәр б д т вә явропа иттипақидики көзәткүчилик салаһийитидин пайдилинип, уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә елип келиштә зор төһписи барлиқини баян қилди. Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини ипадә қилип өтти.
Мәлум болғинидәк, 2018-йили 4-айда хитай һакимийити б д т ниң ню-йорктики мәркизидә хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилатиниң б д т дики көзәткүчилик салаһийити бикар қилиш үчүн, б д т ға әрз сунған вә мәзкур тәшкилат үстидин омумий йиғинда шикайәтләр қилған иди. Әмма америка башлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң қәтий қарши туруши билән хитайниң бу сүйқәсти әмәлгә ашмиған иди.