Д у қ һәйити данийә ташқи ишлар министирлиқи рәһбәрлири билән учрашқан

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.03.16
Д у қ һәйити данийә ташқи ишлар министирлиқи рәһбәрлири билән учрашқан Д у қ һәйәтләр өмикиниң данийәгә ташқи ишлар министирлиқида сөһбәттә. 2022-Йили 16-март.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи һәйәтләр өмикиниң данийәгә елип барған зиярити 16-март күни рәсмий башланған болуп, д у қ рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәтләр өмики данийә һөкүмәт хадимлири, ташқи ишлар министирлиқи хадимлири, хәлқара кәчүрүм тәшкилати мәсуллири билән учрашқан.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди 3 күн давамлишидиған бу қетимқи данийә зияритиниң мәқсити вә бүгүн елип барған учришишлар тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “дуня уйғур қурултийиниң 2022-йиллиқ һәр қайси дөләтләрни, һөкүмәтләрни вә парламентларни зиярәт қилиш пиланимизниң даириси бойичә15-март күни дуня уйғур қурултийиниң һәйити копенһагенға йетип кәлдуқ. Мән, дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси ришат аббас, рәһбәрлиримиздин зумрәтай әркин ханим, явропа бирлики парламентидики вәкилимиз вә дуня уйғур қурултийиниң данийәдики вәкили абдухелил әпәнди қатарлиқ 5 кишидин тәркиб тапқан һәйәт бүгүн данийәгә елип барған зияритимизни башлидуқ”.

Долқун әйса әпәнди бүгүн йәни 16-март күни данийә ташқи ишлар министирлиқи мәсуллири билән көрүшүп уларға әнглийәдики уйғур сот коллегийәсиниң қарарини вә уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә тәйярланған доклатларни бәргәнликини баян қилди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бүгүн данийәдики хәлқара кәчүрүм тәшкилатида уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида мәхсус йиғин чақирилған. Долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталди.

Д у қ баш мәслиһәтчиси ришат аббас әпәнди һәйәтниң данийәгә елип барған зияритиниң мәқситиниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисида уйғур коллегийәси чиқарған қарарни чүшәндүрүш икәнликини баян қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң программа директори зумрәтай әркин ханим данийәдә уйғур дәвасини аңлитишниң зор әһмийити барлиқини, чүнки мәзкур дөләтниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики ролиниң зор икәнликини оттуриға қойди.

Долқун әйса әпәнди д у қ рәһбәрлириниң бу қетимқи зияритигә данийә ахбаратиниң наһайити қизиққанлиқини илгири сүрди.

Д у қ һәйити17-март күниму муһим учришишларни елип баридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.