Дуня уйғур қурултийиниң лондонда тармақ ишханиси ечилди

Дуня уйғур қурултийи хели илгирила хизмитини башлиған лондондики тармақ ишханисиниң ечилғанлиқни 9-айниң 13-күни рәсмий елан қилди.

Д у қ лондон тармақ ишханисиниң қурулғанлиқини елан қилиш мурасимидин көрүнүш. 2021-Йили 13-сентәбир, лондон.

9-Айниң 13-күни дуня уйғур қурултийи лондонда тармақ ишханисиниң ечилғанлиқни елан қилди. Әслидә д у қ ниң лондондики тармақ ишханиси буниңдин хели илгирила хизмитини башлиған болсиму, әмма корона вируси юқуми сәвәбидин уни рәсмий елан қилиш иши кәйнигә сүрүлүп кәткән иди.

Дуня уйғур қурултийи лондондики тармақ ишханисиниң рәсмий ечилғанлиқи мунасивити билән тәбрик елан қилип, уйғурларниң һәқ-һоқуқи үчүн күрәш қиливатқан һәрқайсий саһәләрдики паалийәтчиләргә, әнгилийә парламент әзалириға һәмдә уйғурларни қоллиғучи тәшкилатларға рәһмитини билдүрди.

Радийойимиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди, д у қ ниң лондондики тармақ ишханисиниң ечилиш җәряни һәққидә чүшәнчә бәрди. У йәнә бу д у қ ниң бу тармақ ишханисини йәниму кеңәйтиш вә хизмәтлирини күчәйтиш тоғрилиқму тохтилип өтти.

Долқун әйса әпәнди йәнә дуняниң қайси дөләтләрдә д у қ ниң тармақ ишханилириниң арқа-арқидин қуруливатқанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.

Радийомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мәсули рәһимә мәһмут ханим, уйғур дәвасиниң әнгилийәдики тәрәққият әһвали вә д у қ тармақ ишханисиниң хизмәтлири һәққидә сөзләп өтти.

Һәммигә мәлумки, дуня уйғур қурултийи 2004-йили германийәниң мюнхен шәһиридә қурулған иди. Шуниңдин буян дуня уйғур қурултийи муһаҗирәттики уйғурларниң әң чоң, тәсири әң күчлүк тәшкилатлириниң бир сүпитидә хәлқарада муһим паалийәтләрни елип бармақта. Лондонда өткүзүлгән “уйғур сот коллегийәси” ниң икки қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғиниму д у қ ниң тиришчанлиқи билән мувәппәқийәтлик өткүзүлди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org