“дуня уйғур қурултийи вәхпи” түркийәдә рәсмий қурулди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.03.29
“дуня уйғур қурултийи вәхпи” түркийәдә рәсмий қурулди Түркийәдә қурулған “дуня уйғур қурултийи вәхпи” ниң вәхпә рәиси абдурешит абдухәмит(алдинқи рәт оттурида) башчилиқидики қурғучи әзалири хатирә сүрәттә. 2021-Йили 27-март, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип дуня уйғур қурултийи дуняниң һәр қайсий җайлиридики паалийәтлирини техиму күчәйтишкә тиришмақта. Бу мәқсәт билән 2020-йилиниң бешида чақирилған д у қ иҗраийә һәйитиниң йиғинида түркийәдә “дуня уйғур қурултийи вәхпи” ни қуруш қарари елинған иди. Бир йил җәрянида барлиқ рәсмийәтләр тамамлинип, мәзкур вәхпәниң қурулғанлиқи түркийә рәсмий гезит-мәтбуатлирида елан қилинди.

3-Айниң 27-күни чүштин кейин истанбулдики грәәнпарк меһманханисида мәзкур вәхпәниң 1-нөвәтлик қурғучи һәйәтләр омумий йиғини чақирилип, вәхпәниң башқуруш һәйәт әзалири, тәптиш һәйәтлири сайлап чиқилди. Мәркизи истанбулдики “дуня уйғур қурултийи вәхпи” ниң рәисликигә абдурешит абдухәмит әпәнди, рәис вәкилликигә дилшат баришчи әпәнди, муавин рәисликигә әркин бәрдаш әпәнди, малийә ишлири мудирлиқиға мәмәт әли һафиз әпәнди сайланди.

Истанбулдики грәәнпарк меһманханисида “дуня уйғур қурултийи вәхпи” ниң 1-нөвәтлик қурғучи һәйәтләр омумий йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 27-март, түркийә.

Дохтур нимәт қәшқәрли, нәшриятчи абдуҗелил туран әпәнди вә фатма әр ханим мәзкур вәхпәниң тәптишликигә сайланди. Д у қ ниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм билән абдуҗелил туран әпәндиләр риясәтчилик қилған мәзкур йиғинниң ахирида вәхпәниң йеңидин сайланған рәһбәрлири билән әзалири өзлириниң тәләп-арзулирини оттуриға қоюп өтти.

Йиғин ахирлашқандин кейин д у қ рәиси долқун әйса әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, мәзкур вәхпәниң рәһбәрлик һәйитини тәбриклиди. У түркийәдики уйғур җамаитини д у қ ниң қаримиқида қурулған мәзкур вәхпәни қоллап-қувәтләшкә чақирди.

Дуня уйғур қурултийи вәхпәсини қуруш тәйярлиқ хизмити ахирлашқандин кейин, 2020-йили 7-айда мәзкур вәхпәни қуруш үчүн түркийә сот идарисиға илтимас сунулған иди. 2020-Йили 12-айниң 20-күни түркийә сот идариси мәзкур илтимасни тәстиқлиған. Мәзкур вәхпәниң қурулғанлиқи 2021-йили 1-айниң 3-күни түркийәниң дөләтлик гезит-мәтбуатлирида рәсмий елан қилинған иди. Абдурешит абдулхәмит әпәнди бу җәрянлар тоғрисида радйомизға мәлумат бәрди.

Дуня уйғур қурултийи вәхпәниң рәиси абдурәшит абдулхәмит әпәнди “түркийәдә шәрқий түркистанлиқлар қурған вәхпә вә тәшкилатлар шунчә көп туруқлуқ, дуня уйғур қурултийиниң бундақ бир вәхпәни қуруштики мәқсити немә?” дегән соалимизға җаваб берип өтти.

Д у қ вәхпәниң муавин рәисликигә сайланған әркин бәрдаш әпәнди “бундин кейин немә хизмәтләрни қилмақчисиләр?” дегән соалимиға җаваб берип, түркийәдики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә башқа мунасивәтлик тәшкилатлар һәм органлар билән қоюқ мунасивәт орнитип, һәр җәһәттин маслишип хизмәт елип баридиғанлиқини тәкитлиди.

Түркийәдә 1985-йили қурулған шәрқий түркистан вәхпәси 1995-йили қурулған әйса йүсүп алптекин вәхпәси, 2000-йиллардин кейин қурулған султан сатуқ буғрахан вәхпәси вә шәрқий түркистан тәтқиқат вәхпәси қатарлиқлар һазир актип паалийәт елип бармақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.