Вашингтон шәһиридә д у қ ниң тармақ ишханиси ечилди

Мухбиримиз әзиз
2020.03.05
duq-washington-ishxana.jpg Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди америка пайтәхти вашингтон шәһиридә д у қ ниң тармақ ишханисиниң ечилишини тәбрикләш мурасимида сөзлимәктә. 2020-Йили 4-март, вашингтон.
Photo: RFA

Йиллардин буян муһаҗирәттики уйғур давасиниң кичикликтин зорийип, дуняниң һәрқайси җайлиридики көплигән кишиләргә тонушлуқ болуштәк бир дуняви сәвийәгә йетишидә һәрқайси уйғур тәшкилатлириниң вә пидакарлириниң һармай-талмай давам қилип кәлгән паалийәтлири муһим рол ойнап кәлмәктә. Шу қатарда германийәниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийи (д у қ) бу җәһәттә әң вәзипиләрни орунлап келиватқан тәшкилатларниң биридур.

Д у қ һазирға қәдәр явропа вә америкадики һөкүмәтләрниң бирдәк етирап қилишиға еришкән муһаҗирәттики уйғурларниң әң алий тәшкилати болуш сүпити билән уйғурларниң һөрлүки, демократийә вә кишилик һәқлирини тинч шәкилдә қолға кәлтүрүш, шу арқилиқ әң ахирида уйғурларниң өз тәқдирини өзлири бәлгилишини әмәлгә ашуруш үчүн күрәш қилип кәлмәктә. Өзлириниң бу һәқтики низамнамисидә бу һәқтә “д у қ бир хәлқаралиқ тәшкилат болуп, шәрқий түркистанниң ичи вә сиртидики барлиқ уйғурларниң ортақ мәнпәәтигә вәкиллик қилиду” дәп көрситилгән болуп, изчил уйғур давасиниң кәлгүсигә үмид вә ишәнч ата қилип кәлмәктә. Д у қ ниң бу җәһәттики хизмәтлириниң йәнә бир мувәппәқийити америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә тармақ ишханисиниң ечилишида әкс әтти.

4-Март күни кәчқурун мәзкур йеңи қәдәмниң әмәлгә ашқанлиқини тәбрикләш мурасими бир қисим уйғур җамаити вә америкилиқ достларниң қәдәм тәшрип қилиши билән өткүзүлгәндә бу һал көпчиликни толиму мәмнун қилди.

Бу қетимқи тәбрикләш паалийитиниң риясәтчиси, вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң ташқи алақә ишлири мудири луйиза грев алди билән сөз алди. У бүгүнки паалийәт һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кейин алди билән д у қ ниң иҗраийә ишлири комитети рәиси өмәр қанатни бу һәқтә сөз қилишқа тәклип қилди.

Өмәр қанат сөзидә д у қ ниң өткән он нәччә йилниң алдидики дәсләп иш башлиған вақтида көплигән қийинчилиқларға дуч кәлгән болсиму әркинликни сөйгүчи уйғурларниң бошашмастин тиришчанлиқ көрситиши арқилиқ бүгүнкидәк һәммә етирап қилған бир дуняви тәшкилатқа айланғанлиқини, бу һәммәйләнни мәмнун қилидиған бир һадисә болсиму йәнә бир яқтин нөвәттики вәзийәтниң яманлишип кетишидин һәммәйләнниң толиму әндишигә чүшүватқанлиқини тәкитләп: “шәрқий түркистанда зулум еғирлишиватқанда биз буниңдин бәкму азаб һес қилмақтимиз. Чүнки улар бизгә күч-қуввәт берип кәлгән инсанлар иди. Әмдиликтә бу йеңи ишханиниң ечилиши билән биз техиму көп яшларни тәрбийәләп чиқалаймиз” деди.

Өз нөвитидә д у қ ниң рәиси долқун әйсаму сөз алди. У алди билән йиллардин буян д у қ ниң түрлүк хизмәтлириниң утуқлуқ давам қилишиға һәссә қошуп келиватқан бөлүм мәсуллири вә мәслиһәтчиләрдин ришат аббас, зубәйрә шәмшидин, елшат һәсән, абликим идрис қатарлиқларни йиғин әһлигә тонуштурди. Шуниңдәк явропаниң һәрқайси җайлиридики тармақ ишханиларниң уйғур давасиниң у җайларда қанат яйдурулушиға қандақ ярдәмләрдә болғанлиқи, әмдиликтә көплигән хәлқаралиқ тәшкилатларниң вә уйғур тәшкилатлириниң баш штаби җайлашқан вашингтон шәһиридә тармақ ишхана ечишниң бундин кейинки дава ишлири үчүн техиму пайдилиқ болидиғанлиқини тәкитләп “һазир вәтинимиз шәрқий түркистанда таҗсиман вируси ямрап кетиватқанда буниңдинму хәтәрлик болған хитай компартийәси вирусиға қарши күрәштә мушу ишхана арқилиқ техиму көп сандики адаләтпәрвәр кишиләр билән иттипақлишимиз” деди.

Шу қатарда сөз алғанлардин “һәммигә адаләт” фондиниң вәкили өзлириниң буниңдин кейинки хизмәтләрдә уйғур тәшкилатлири билән техиму зич һәмкарлишип, бу давани мусулманлар җамаитигә техиму көпләп билдүрүшкә тиришидиғанлиқини ейтти. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси қуззат алтай болса һазирқидәк уйғурлар җиддий кризисқа дуч келиватқан бир пәйттә бундақ бир ишханиниң ечилишиниң зор әһмийәткә игә болидиғанлиқини билдүрди. Шундақла бүгүнки тәбрикләш мурасимиға қатнашқан әзиз меһманлардин лагер шаһити сайрагүлниң шиҗаитигә алаһидә рәһмәт ейтти.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2020-йиллиқ “җәсур аяллар хәлқаралиқ мукапати” ға еришкән лагер шаһити сайрагүлму сөз елип, өзиниң бу қетими паалийәттә шунчә көп қериндашлирини көрүп бәкму хушал болғанлиқини билдүрди. Шуниң билән биргә лагерларда қийниливатқан милйонлиған уйғур вә қазақ тутқунларниң авази болуватқан муһаҗирәттики паалийәтләрниң техиму зорийишиға болған үмидини ипадиләш билән биргә ортақ зулумға учраватқан инсанларниң өзара бир яқидин баш чиқиришиниң муһимлиқини тәкитләп “шәрқий түркистанлиқлар һечнәрсидин қорқмаслиқи лазим. Хитайлар өзлирини адәм һесаблиса бизму адәм. Бизму өзимизгә тегишлик һәқләрни қолимизға елишимиз үчүн қолимиздин немә кәлсә шуни қилишимиз лазим” деди.

Паалийәтниң ахирида д у қ ниң хизмәтлирини узундин буян қоллап келиватқан шәхсләрдин луйиза ханимға алаһидә хатирә буюм тәқдим қилинди. Шундақла униң йиллардин буян һармай-талмай уйғур даваси үчүн көрсәткән тиришчанлиқиға уйғурларниң миннәтдарлиқи билдүрүлди.

Паалийәт ахирида д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, узун йиллардин буян арзу қилинип кәлгән бу ишниң бүгүн әмәлгә ашқанлиқидин бәкму хушал болғанлиқини билдүрди.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса билән бу тоғрилиқ сөзләшкинимиздә у тармақ ишхана ечилишниң буниңдин кейинки дава ишлири үчүн йеңи ғәлибиләрдин дерәк беридиғанлиқини билдүрди.

Бүгүнки паалийәткә иштирак қилғучилар қатарида “һәммигә адаләт” фондиниң рәиси абдул малик муҗаһидму бар иди. Биз униң билән бүгүнки паалийәт тоғрисида сөзләшкинимиздә һазирқидәк уйғурлар вирусниң еғир хейим-хәтиригә дуч келиватқанда мушу хилдики ишларниң бәкму муһим икәнликини тәкитлиди.

“лагерлардики у инсанларни қатирисиға тизип қоюлған қариға елиш тахтийи, десәк хаталашмаймиз. Бейҗиңда, хоңкоңда, японийәдә барлиқ мәктәпләр тақалди. Немә үчүн? хитайда пул тепиватқан гугил, фейсбок, алма дегәндәк ширкәтләр тақилип қалди. Немә үчүн? чүнки улар бу җайларда кишиләр бир-биригә йеқин турса таҗсиман вирусниң тезла бир-биригә юқуп қалидиғанлиқини билиду. Әмди ашу лагерларға қамалған үч милйон уйғурчу? уларниң шараити шу қәдәр начар, у җайдики кичиккинә қамақханиларға нәччә онлиған кишиләр ниқтап қамалған. Улар һәтта нормал ухлиғудәк шараитқиму игә әмәс. Бу лагерларға һечқандақ хәлқаралиқ тәшкилатлар яки мухбирларниң бериш һоқуқи йоқ. Шуңа һазир бу кишиләргә таҗсиман вирусниң юқуши үчүн бәкму ‛оңушлуқ‚ шараит мәвҗут болуватиду. Мана мушундақ ачқучлуқ пәйттә дәл бүгүнкидәк тәшкилатлар арқилиқ б д т, америка һөкүмити вә башқа һөкүмәт орунлириға уйғурларниң әһвалини уқтурушимиз, шу арқилиқ лагерларни тездин тақиветишни қолға кәлтүрүшимиз лазим. Улар өйлиригә қайталисила улар таҗсиман вирусқа йәм болуп кәтмәйду.”

Паалийәткә вирҗинийә вә марийланд штатлиридин кәлгән бир қисим уйғур җамаитиму иштирак қилған болуп, америкилиқ достлар билән бирликтә д у қ ниң бундин кейинки хизмитигә йеңи утуқларни тилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.