Әлишир нәваий туғулғанлиқиниң 581-йиллиқи истанбулда хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.06.21
elishir-nawayi-581-yilliq-xatirilesh-1.jpg

Әлишир навайи туғулғанлиқиниң 581-йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили 18-июн, истанбул. RFA/Arslan

elishir-nawayi-581-yilliq-xatirilesh-2.jpg

Әлишир навайи туғулғанлиқиниң 581-йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили 18-июн, истанбул. RFA/Arslan

elishir-nawayi-581-yilliq-xatirilesh-3.jpg

Әлишир навайи туғулғанлиқиниң 581-йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили 18-июн, истанбул. RFA/Arslan

elishir-nawayi-581-yilliq-xatirilesh-4.jpg

Әлишир навайи туғулғанлиқиниң 581-йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили 18-июн, истанбул. RFA/Arslan

elishir-nawayi-581-yilliq-xatirilesh-5.jpg

Әлишир навайи туғулғанлиқиниң 581-йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили 18-июн, истанбул. RFA/Arslan

elishir-nawayi-581-yilliq-xatirilesh-6.jpg

Әлишир навайи туғулғанлиқиниң 581-йиллиқини хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2022-Йили 18-июн, истанбул. RFA/Arslan

Уйғур вә түркий хәлқләрниң бүйүк шаири, тилшунаси вә дөләт әрбаби әлишир нәваий туғулғанлиқиниң 581-йиллиқи мунасивити билән 6-айниң 18-күни истанбулдики түрк дуняси мәдәнийәт мәһәллиси мәйданида хатириләш мурасими өткүзүлди.

Истанбул шәһәрлик һөкүмәт мәдәнийәт мәркизиниң саһибханилиқ қилиши, өзбекистанниң истанбулда турушлуқ консолханисиниң уюштуруши вә явро-асия түрк җәмийәтлири федератсийәсиниң қоллиши билән уюштурулған әлишир нәваийни хатириләш мурасимиға түрк дунясиниң уйғур, өзбек, қазақ, қирғиз түрк, түркмән вәкиллири вә бир қисим язғучи шаирлар, сәнәтчиләр қатнашти.

Мурасимда өзбекистанниң истанбулдики консулханиси вәкили, истанбул шәһәрлик һөкүмәт мәдәнийәт мәркизиниң муавин башлиқи доған хамит тоғриәр вә явро-асия түрк җәмийәтлири федератсйәсиниң муавин рәиси әкбәр ясса қатарлиқ кишиләр сөз қилип, әлишир нәваийни хатириләп өтти.

Кейин истанбул университети доктуранти, өзбек тәтқиқатчи атабек тиллайоф әлишир нәваийниң һаяти, иш-излири тоғрисида сөз қилди.

Биз йиғинидин кейин өзбек тәтқиқатчи доктурант атабек тиллайоф вә уйғур академийәси вәхписи рәиси доктур пәрһат қурбан тәңритағли билән әлишир навайи тоғрисида сөһбәт елип бардуқ. Атабек тиллайоф: “әлишир нәваий пәқәт уйғур яки өзбек миллитиниң әмәс бәлки пүтүн түрк дунясиниң алими”, деди.

Атабек тиллайоф әлишир навайини тонуштуруш йиғини оюштурушниң түрк дуняси үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: “бүгүн әлишир нәваий туғулғанлиқиниң 581-йили мунасивити билән түркийәдә муһим бир хатириләш йиғини өткүзүлди. Бу хил хатириләш йиғинлириниң өткүзүлүши түрк дуняси вә өзбек шеирийитини тонутуш нуқтиинәзиридин наһайити әһмийәткә игә. Әлвәттә бу хил һәм өзбекләр вә түркләр җәм болған бундақ йиғилишта уларниң һәммисигә мунасивәтлик бир нутуқ сөзләшкә еһтияҗ туюлмақта иди. Бизниң язғучилиримиз, шаирлиримиз вә мәдәнийәт вәкиллиримиз бар, биз улар һәққидә чәтәлләрдә өз миллитиниң вәкили сүпитидә тонуштуруш паалийити елип беришимиз керәк. Биз бу һәр хил йиғин вә мурасимлар биләнла чәклинип қалмастин, әлишир нәваийниң иҗадийитигә, шеирийитигә қизиқиватқан, өзбек әдәбиятиға, мәдәнийитигә қизиқиватқанларғиму тонуштурушимиз керәк”.

Биз атабек тиллайофтин, әлишир нәваийниң келип чиқишиниң уйғур икәнлики тоғрисида илмий тәтқиқатлар елан қилинғанлиқини, әмма бу қетимқи йиғинда сөз қилғучиларниң әлишир нәваийниң өзбек икәнликини тилға алғанлиқини билдүрүш билән биргә әлишир нәваийниң қайси милләттин келип чиққанлиқи тоғрисида сориған соалимизға җаваб берип мундақ деди: “мениң қаришимчә, пүтүн дуня вә пүтүн түрк дуняси етирап қилған язғучи-шаирларни өзиниң тәвәликини мәлум бир җуғрапийә чеграси билән өлчәшкә мән қошулмаймән, чүнки әлишир нәваийдәк бүйүк даһийлар пүтүн инсанийәткә мәнсуп болиду. Шуниң үчүн әлишир нәваийни уйғур, өзбек вә яки түрк дейиш мениңчә тоғра әмәс. Әлишир нәваий пүтүн түркий милләтләрниң атиси, әң йетүк шаири болуш сүпити билән, охшаш вақитта йәнә түрк тилиниң асасчиси болуш сүпити билән һәммимиз үчүн қәдирлик болуши керәк. Әлишир нәваийниң қайси милләткә тәвә икәнлики тоғрисида бәс-муназирә қилмастин бәлки қайси милләт әлишир нәваийни көпрәк тәтқиқ қилип, униңдин көпрәк билим игилисә, көпрәк өзләштүрсә, көпрәк униңға йеқинлашса әлишир нәваий шу милләттин болиду. Әлишир нәваий пәқәт түрк дунясиға хас болупла қалмастин бәлки пүтүн инсанийәтниң мирасиға айланған”.

Биз әлишир нәваий тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн бу йиғинға қатнашқан уйғур академийәси вәхписи рәиси доктур пәрһат қурбан тәңритағлини зиярәт қилип сөһбәт елип бардуқ. Доктур пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди, әлишир нәваий тоғрисида тохтилип, йиғинда сөз қилғучи өзбек тәтқиқатчиларниң әлишир нәваийни өзбек алими дәп тилға алғанлиқини, әмма әлишир нәваий һиратта туғулғанлиқини, әлишир нәваий яшиған дәврдә өзбек дегән милләт яки өзбекистан дегән аталғуниң йоқлуқини, шуниң үчүн әлишир нәваий түркий хәлқләрниң ортақ алими дәп қараш керәкликини тәкитлиди. У: “һәқиқий әһвални ейтиш керәк болса, әлишир нәваийниң уйғур болуши бәкрәк еһтимал. Бу җәһәттә бизниң уйғур алимларниң тәтқиқатлири мәвҗут”, деди.

Әлишир нәваий уйғурлар тәрипидин уйғур классик әдәбиятиниң әң мунәввәр вәкиллириниң бири, шундақла уйғурларниң мәшһур шаири, мутәпәккури вә иҗтимаий паалийәтчиси дәп қарилиду. У, пүтүн һаятида түрлүк жанирда зор сандики шеирлар, дастанлар вә башқа әсәрләрни йезип, әвладлар үчүн интайин қиммәтлик мәдәнийәт мираси қалдурған.

Түркийә т р т авазиниң сәһиписидә 2021-йили 2-айниң 9-күни елан қилинған әлишир нәваийниң һаяти тоғрисидики мақалида, әлишир нәваийниң өз әсәрлиридә 26 миң тәкрарланмиған сөз қолланғанлиқи үчүн униңға түрк чағатай әдәбиятиниң шекиспири дәп баһа берилгән. Әлишир нәваий, 1441-йили 2-айниң 9-күни афғанистанниң ғәрбидики һират шәһиридә дуняға кәлгән болуп, 1501-йили ашу шәһәрдә вапат болған. Хурасан вә сәмәрқәнттә тәлим алған әлишир нәваий темориләр әвлади, падишаһи һөсәйин байқара дәвридә вәзирлик вәзиписини өтигән. Әлишир нәваий, шу дәврдә өз имканлири билән 40 карван сарай, 17 җамә, 10 чоң меһманхана, 9 һаммам, 9 көврүк вә 20 көл ясатқаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.