Әнглийә парламентида мәхсус уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси муназирә қилинған
2020.12.18
Йеқинда доктор адрян зенз уйғур дияридики пахта ишләпчиқириш санаитидә йүргүзүливатқан мәҗбурий әмгәк һәққидә әң йеңи тәтқиқат доклатини елан қилған. Доклатта уйғур дияридики пахта теришта қолда териш асас қилинидиғанлиқи, дәл мушу әмгәк үчүн өткән бир йилда аз дегәндиму 500 миң уйғурниң мәҗбурий ишлитиливатқанлиқи көрситилгән.
Бу доклат BBC хәвәр торида елан қилинғандин кейин әнгилийә парламент әзалири бу мәсилигә наһайити җидди қариған. 16-Дикабир әнгилийә парламентида мәхсус мушу доклатта елан қелинған мәҗбури әмгәк мәсилиси музакирә қилинған.
Парламент әзалири әнгилийәниң ташқий ишларға мәсул министири билән “хитай һөкүмитиниң уйғур мәҗбури әмгикини ишләткәнлики тоғрисидики күчлүк дәлил-испатлар алдида әнглийә һөкүмитиниң қандақ тәдбир вә сиясәтләрни йүргүзидиғанлиқи” һәққидә муназириләшкән.
Әнгилийәниң ташқий ишларға мәсул министири нигил адамс сөз қилип мундақ дегән: “шинҗаңда вә хитайниң башқа җайлирида уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи һәққидики испатлар интайин ишәнчлик. Бу испатлар күнсери көпийиватиду, күчийиватиду. Бу вәзийәт әнглийә һөкүмитини әндишигә салмақта.”
У йәнә мундақ дегән: “доклатта дейилгән пахта санаитигә мунасивәтлик мәҗбури әмгәк мәсилиси пүтүн дуняниң вә шундақла әнгилийәниң тәминләш зәнҗиригиму четилидикән. Биз тәминләш зәнҗиридики ширкәт вә карханиларға, уларниң мәшғулатлириниң кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилмаслиқи вә яки қоллимаслиқи керәкликини изчил ениқ оттуриға қоюп келиватимиз.”
Парламент әзалири арқа-арқидин бу мәҗбури әмгәк мәсилисигә әнглийәниң тутқан позитсийәси һәққидә суаллирини оттуриға қойған. Парламент әзаси данкен симис доктор адрян зенз елан қилған йеңи доклатидики йүзмиңлиған кишиниң мәҗбури әмгәккә селиниши вә бурунқи доклатлирида ашкариланған “уйғур аяллирини мәҗбури туғмас қилиш арқилиқ нопусни контрол қилиш” қатарлиқ мәсилиләрни тилға алғандин кейин парламиниттин мундақ суал сориған: “һөкүмитимиз мушундақ рәзилликләрдә мәсулийити бар болған кишиләргә қарита ‛магнитский қануни‚ бойичә җаза елан қиламду? бу һәқтә изчил җавап күтүватимиз. Һөкүмитимиз йәнә бизниң хитайға тайинип қалған саһәлиримизни тәкшүрүп, өзимизниң бихәтәрликимизни капаләткә игә қилаламду? хитай һөкүмитиниң ‛бирлик сәп‚ истратигийәси бойичә, әнгилийәниң әлчиханилири вә башқа алаһидә органлириға сиңип киришиниң алдини елиш үчүн қандақ тәдбирләрни қоллииватиду? нөвәттә йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш һәққидә хәлқарада дейиливатқан пикирләрни қолламду? мениң дәйдиғиним, биз рәзил һакимийәт тәрипидин йүргүзүлүватқан сиясәтни тәнқидләпла қоймастин, бәлки рәсми шәкилдә әйиблишимиз керәк. Тарихтин шуни өгәндуқки ‛сийлиқ-сипайә муамилә қилиш‚ карға кәлмәйду. Шуңлашқа биз мәсилә контрол қилғили болмайдиған дәриҗигә йетип бериштин бурун, йәни һазирниң өзидә бу мәсилини һәл қилишимиз керәк.”
Әнгилийәниң ташқий ишларға мәсул министири нигил адамс юқириқи суалларға наһайити әстайидиллиқ билән җавап берип мундақ дегән: “хитай компартийәси вә униң қаримиқидики ‛бирлик сәп‚ әзалириниң бизниң органлиримизға соқунуп кериш мәсилисидә биз наһайити сәзгүр туррватимиз. Хитай компартийәсиниң 91 милйон әзаси бар. Улар сода, илим-пән вә башқа аммиви тәшкилатларға сиңип киргән. Биз дөләт органлиримизни наһайити пухта қоғдаймиз. Җаза елан қилиш мәсилисигә кәлсәк, бу мәсилә биз қәрәллик музакирә қиливатқан мәсилиләрниң бири. Биз хитай һакимийитиниң пиланлирини әстайидил көздин кәчүрватимиз вә барлиқ гуманлиқ тизимликләрни көзитиватимиз. Ахирқи мәсилигә кәлсәк, бизниң кишилик һоқуқни қоғдаш вә һәр қандақ шәкилдики ирқий қирғинчилиққа қарши туруш ирадимиз хәлқара билән бирдәк. Гәрчә явропа иттипақидики сода һәмкарлиқимизни тохтатқан болсақму, парламенитимиз имзалиған кишилик һоқуққа аит дөлитимизниң қиммәт қаришидики өлчәмлиримизни йоқатмаймиз, әлвәттә.”
Парламентта соралған соаллар асасән әнглийә һөкүмитиниң хитайда йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қандақ позитсийәдә болидиғанлиқиға аит болуп, муназирә баштин-ахир наһайити кәскин елип берилған.
Әнглийә парламентида изчил уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюп келиватқан парламинет әзаси нусрәт ғәни бу қетимму наһайити күчлүк суал сориған: “рәис раб оттуриға қойғандәк, уйғурларға йүз бериватқан ишларни җиддий бир шәкилдә, мустәқил вә әркин тәкшүрүш гуруппилири арқилиқ тәкшүрүш керәк. Министир әпәндим, буниңға немә дәйдикин? хитай һөкүмитиниң инсанийәткә қарши җинайити еғирлишиватиду, хитай баш әлчисиниң бу һәқтә чүшәнчә бериши тәләп қилиндиму?”
У йәнә муну мәзмунларни алаһидә тәкитлигән: “мән ишләватқан сода, енергийә вә санаәт истратегийиси комитети әнглийәниң уйғур дияри билән болған сода тәминләш зәнҗири һәққидә тәкшүрүш елип бармақта. Биз буниңға четишлиқ мәсилиләрни оттуриға қоюпла қалмастин, бәлки һәрикәт қоллинишимиз керәк. Ахирида министердин американиң йеңи һөкүмити, йәни байден башчилиқидики һөкүмәт билән алақилишип, американиң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни тоғрисида техиму көп мәлуматқа игә болушини вә бу қанун арқилиқ уйғур әрлириниң хорлиниши, аяллириниң түрлүк шәкилләрдә екиспилататсийә қилиниши, аилиләрниң вәйран болуп, уйғур балилириниң һаятиниң ханивәйран болушиниң алдини елишини тәләп қилсақ боламду?”
Министири нигил адамс мундақ җавап бәргән: “биз уйғур әр-аяллар вә башқа аз санлиқ милләтләргә қарши елип бериливатқан бир қатар кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин қаттиқ әндишә қилимиз. Биз рәис рабниң пикирлирини қоллаймиз. Ейтқинимдәк, биз хәлқарадики иттипақдашлиримиз билән билән бу бу мәсилидә һәмкарлишиватимиз. Йеңи йилда оттуриға қоймақчи болған йеңи тәдбирлимиз бәлки бир аз тәсәллий болуши болуши мумкин.”
Парламентт әзалири хитай һакимийитиниң уйғурларға йүргүзүливатқан инсан қелипидин чиққан вәһшийликлирни суаллири арқилиқ бирму-бир оттуриға қоюп өткән. Уларниң қатарида парларменитта өзлириниң кәскин пикирлири арқилиқ тонулған парламинит әзалиридин том тугәндхат, лиса нәндий, навәнду мишра қатарлиқларму бар.
Парламент әзаси лиса нәндий әнглийәдики бәзи ширкәтләрниң тәминләш зәнҗириниң мәҗбури әмгәккә бағлинишлиқ икәнликини әскәртип мундақ дегән: “әнглийәниң бу мәҗбури әмгәк мәсилисигә четилип қалғанлиқи ениқ. Биз тәминләш зәнҗири арқилиқ уйғур хәлқиниң мәҗбури әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларни импорт қилимиз вә билип-билмәйла қорқунчлуқ җинайәткә шерик болуп қалимиз. Бүгүн буниңға қарши алған тәдбирлиримизни аңлиғум бар, BBC әнгилийә ширкәтлиридин уйғур дияридин кәлгән пахтиниң тәминләш зәнҗиридә ишлитилмигәнликини җәзмләштүрүшни тәләп қилғанда, пәқәт төт ширкәт бу тәләпни орундиди. Әгәр бу елан қилинға доклат бизни һәрикәткә кәлтүрәлмисә, йәнә қандақ испат лазим? шунчә испатларниң алдида һөкүмәт йәнә немини сақлаватиду?”
Хуласә қилип ейтқанда, бир саәт кәскин давам қилған муназиридә хитай компартийәсинң уйғур дияри, тибәт, хоңкоңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә аит барлиқ әпти-бәшириси ичип ташланған. Хитай компартийәсиниң уйғурларға йүргүзүватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә мәсул әмәлдарларни “магинетиский қануни” бойичә җазалаш керәклики оттуриға қоюлған. Һәтта парламент әзалири әнглийә һөкүмитидин әнгилийәниң бихәтәрлики вә хәлқарадики инавити үчүн хитай компартийәсиниң коңзи институти намида елип бериватқан һәр түрлүк тәшвиқатлиридин наһайити еһтият қилиши керәкликини тәкитләшкән.
Бу муназиригә сәвәб болған доктор адрян зензниң доклатида уйғур диярида йүзмиңлиған уйғур вә башқа милләтләрниң дөләт системиси арқилиқ мәҗбури әмгәккә силиниватқанлиқи көрситилгән. Мәлум болушичә, уйғур дияридики пахта санаити хитайдики омуми пахта санаитиниң 85 пирсәнтини, дунядики пахта санаитиниң 20 пирсәнтини тәшкил қилидикән.