Әнқәрәдә “шәрқий түркистанниң ишғал қилиниши: өзгиришләр вә савақлар” мавзулуқ йиғин чақирилди
2019.10.21
10-Айниң 21-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә “шәрқий түркистанниң ишғал қилиниши: өзгиришләр вә савақлар” темисида муһакимә йиғини өткүзүлди.
Уйғур дияриниң коммунист хитай һакимийити тәрипидин бесивелинғанлиқиниң 70-йиллиқини хатириләш мунасивити билән уйғур тәтқиқат институти тәрипидин уюштурулған йиғинға әнқәрәдики уйғур зиялийлар, истанбул, коня шәһиридин кәлгән уйғур зиялийлири вә бәзи уйғур оқуғучилар иштирак қилди.
Әнқәрәдики “грен парк” меһманханисида өткүзүлгән йиғин, алди билән түркийәниң дөләт марши билән шәрқий түркистанниң истиқлал маршини оқуш билән башланди. Кейин йиғинниң күн тәртипигә бинаән әнқәрәдики уйғур институти мудири доктор әркин әкрәм әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. Әркин әкрәм әпәнди уйғурлар 20-әсирдә икки җумһурийәт қурған болсиму, бу җумһурийәтләрни йоқитип қойғанлиқини, бу йиғинда нуқтилиқ һалда буниң сәвәблирини оттуриға қоюшқа тиришилидиғанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди ечилиш нутқида йиғинниң иккинчи қисмида нуқтилиқ һалда бундин кейин дәвани қандақ елип баримиз дегән темидиму музакирә елип берилидиғанлиқини баян қилди.
Йиғинға уйғур зиялийлиридин сирт бәзи шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллириму иштирак қилғаниди. Ечилиш мурасимида сөзлигән шәрқий түркистан тәшкилатлар мунбириниң рәиси һидайәт оғузхан әпәнди йиғинниң уйғур дәваси үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди.
Арқидин сәуди әрәбистандин келип бу йиғинға иштирак қилған уйғур зиялийси сираҗидин әпәнди уйғурларниң тарихтин савақ елиш үчүн йиғинниң пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди.
Кейин йиғинниң күн тәртипигә бинаән әнқәрәдики һаҗәттәпә университети дотсенти әркин әкрәм әпәнди “1949-йили шәрқий түркистанниң ишғал қилиниши”, әнқәрә университетиниң доктор аспиранти муһаммәт ели әпәнди “шәрқий түркистан хитайниң аптономийә райониму? мустәмликә райониму?”, тәтқиқатчи вә нәшриятчи абдуҗелил туран әпәнди “шәрқий түркистанниң 80-йиллардики диний һаяти”, абдуррәшит абдулхәмит әпәнди болса “шәрқий түркистанниң демографик қурулмиси вә кирим тәқсиматиға көрсәткән тәсири”, конядики сәлчуқ университети доктор аспиранти абдуреһим дөләт әпәнди болса “70 йиллиқ мустәмликиниң уйғурларниң писхикисиға көрсәткән сәлбий тәсири” т, тәтқиқатчи адил әруйғур әпәнди болса “ишғалийәт вә шәрқий түркистанниң җәмийәт қурулмисидики өзгиришләр”, магистирлиқ үчүн оқуватқан оқуғучи мәхмутҗан ясин әпәнди “коммунист ишғалийәтидин кейинки уйғур әдәбият тарихи” темилирида доклат бәрди.
Йиғинниң чүштин кейинки қисмида бундин кейин немиләрни қилиш тоғрисида йепиқ музакирә елип берилди. Йиғин ахирлашқандин кейин микрофонимизни истанбулдин йиғинға қатнашқан доктор аспиранти өмәр сәмәт әпәндигә узаттуқ. У, йиғинниң өзи үчүн пайдилиқ болғанлиқини тәкитлиди.
“шәрқий түркистанниң ишғал қилиниши: өзгиришләр вә савақлар” темисида муһакимә йиғинни уюштурған әнқәрәдики уйғур институтиниң мудири дотсент доктор әркин әкрәм әпәнди, бир күн давамлашқан йиғинда кәң даиридә мәсилиләрниң оттуриға қоюлғанлиқини тәпсилий музакирә қилиш үчүн вақит йәтмәй қалғанлиқини тәкитлиди.
Бу уйғур институти тәрипидин әнқәрәдә өткүзүлгән иккинчи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийәтлиридә хатирләш йиғини болуп, 4-айда өткүзүлгән тунҗи қетимлиқида миллий армийә хатириләнгәниди. Уйғур институти мәсуллириниң ейтишичә бундин кейин һәр йил өткүзүлидикән.