Әркинлик сарийи: “хитай чегра һалқиған зиянкәшлик билән әң көп шуғуллиниватқан дөләт”
2021.02.08
Америкадики нопузлуқ кишилик һоқуқ оргини “әркинлик сарийи” ниң әң йеңи доклатидин қариғанда хитай башқа дөләтләргә селиштурғанда чегра һалқиған бесим вә зиянкәшлик билән әң көп шуғуллинидиған дөләт икән.
Әркинлик сарийи йилда бир қетим елан қилинидиған “дуняниң йиллиқ әркинлик көрсәткүчи” доклатини бу йил дөләт һалқиған бесим мәсилисигә мәркәзләштүргән болуп, доклатниң мавзуси “чегра һалқиған бесим вә униң көлими-көздин йирақ, әмма диққәттин йирақ әмәс” дейилгән.
Доклатта хитай, түркийә, риванда, сәуди әрәбистан, русийә вә иран қатарлиқ дөләтләрниң чегра һалқип туруп аз санлиқ милләтләрдин тартип, өктичиләргичә қаратқан һуҗум қилиш, тутқун қилиш вә қәстләп өлтүрүш қатарлиқ “биваситә һуҗум” лири вә шундақла башқа дөләтләрниң қоллиши билән мәлум кишиләрни қолға алғузуш һәм уларниң мәҗбурий һалда қайтуруп берилишини қолға кәлтүрүш әһваллири тәтқиқ қилип чиқилған.
Әркинлик сарийи доклатида “хитай дунядики әң мурәккәп, әң хәлқаралашқан вә әң кәң көләмдә дөләт һалқиған бесим қоллиниватқан дөләт” дәп тәкитлигән.
Әркинлик сарийиниң тәтқиқатчиси сара кук ханим зияритимизни қобул қилип, хитайни бу җәһәттә башқа дөләтләр билән селиштурғили болмайдиғанлиқини ейтти. У мундақ деди: “хитайни тәтқиқ қиливатқан һәм шундақла хитайниң бундақ қилмишлирини билидиған бири болуш сүпитим билән бу доклатни ишләш җәрянида хитай билән башқа дөләтләр арисидики пәрқниң қанчилик зорлуқини көрүш йәнила мени һәйран қалдурди. Мәсилән биз бу доклатимизда диктатор һакимийәтләрниң башқа дөләтләрдә яшаватқан дияспора гуруппилириға қаратқан җисманий һуҗумлирини йәни биваситә һуҗумлирини бирму-бир хатириләп чиқтуқ. Қолимизда 31 дөләтниң 2014-йилидин буян чегра һалқип туруп әп барған биваситә һуҗумлириға аит 608 вәқә бар вә бу 608 вәқәниң 214 и ялғуз хитайға аит. Бу интайин чоң пәрқ. Мана бу хитайни башқа дөләтләрдин рошән пәрқләндүридиған амилларниң бири. Йәнә бир алаһидилик болса, хитайдин башқа дөләтләргә қарисиңиз улар пәқәт мәлум бир партийә әзалири яки кичик көләмдики өктичи гуруппиларни тәқибләйду, әмма хитай болса һәммә кишини, һәммә гуруппиларни тәқибләйду. Униң үстигә хитай чегра һалқиған тәқибләш васитилириниң һәммисини қоллинидиған бирдин-бир дөләт”.
Сара кук ханим тәкитлигән юқиридики нуқта һәққидә доклатта мундақ дейилгән:
“биринчидин, хитай компартийәсиниң дөләт һалқиған бесими нурғунлиған охшимиған гуруппиларни-мәсилән, уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ охшимиған милләтләрни, диний аз санлиқларни, сиясий өктичиләр, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, журналистлар, чириклик билән әйибләнгән әмәлдарлар қатарлиқ кәң даирини өз ичигә алиду. Иккинчидин, хитай қоллиниватқан бесим охшимиған шәкилләрдин тәркиб тапқан болуп, у биваситә һуҗумлардин тартип, башқа дөләтләр билән һәмкарлишип тутуш, мәҗбурий әп қечиш, дигитал үскүниләр арқилиқ йирақтин тәһдит қилиш, җасуслуқ юмшақ детали арқилиқ тәқиб қилиш қатарлиқларни өз ичигә алиду”.
Әркинлик сарийи доклатида хитайниң дөләт һалқиған бастуруш усулиниң йеңи нәрсә болмаслиқ билән биргә, униң давамлиқ күчийип меңиватқанлиқини тәкитлигән. Болупму у йиллардин бери уйғурлар, тибәтләр вә фалунгуң муритлири шундақла сиясий өктичиләр системилиқ өч елишқа дуч кәлгән болсиму, ши җинпиң һакимийәткә чиққандин бери бундақ дөләт һалқиған зиянкәшликниң һәссиләп күчәйтилгәнлики, ши җинпиң дәвридә мақулланған хитай дөләтлик истихбарат қануни, хоңкоң дөләт бихәтәрлик қануни вә санлиқ мәлумат бихәтәрлик қануни лайиһиси қатарлиқларниң һәммисиниң хитай һөкүмитиниң дөләт һалқиған бесимни ашурушиға йол ечип бәргәнликини баян қилған.
Сара кук ханим сөзидә: “хитайни башқа дөләтләрдин пәрқләндүридиған йәнә бир алаһидилик хитай һөкүмитиниң дөләт ичи вә сиртида бирла вақитта зиянкәшликни күчәйтиши болуп, буниң әң яхши мисали уйғурлар” дәйду. Уйәнә мундақ деди:
“хитай һөкүмити 2009-йилидин кейин уйғурларға қаратқан бесимни күчәйткән. Бирақ бизниң доклатимиз 2014-йилидин буянқи вәқәләрни тәтқиқ қилиду. Шу бойичә қарисақ, биз 2015-, 2016-йиллири чәтәлләрдики бирқисим уйғурларниң мәҗбурий қайтуруп кетилгәнликини билимиз. Болупму 2017-йили хитайниң мисирдин нурғунлиған уйғурларни қайтуруп кетиши чәтәлләрдики уйғурларға қаритилған тәқибләшниң уйғур ели ичидики лагерлар вә кәң көләмлик тутқун қилиш билән биргә зор дәриҗидә күчәйтилгәнликини көрситип бериду. Әпсуски хитай өзиниң иқтисадий күчи вә сиясий тәсири сәвәблик башқа дөләтләрниму өзигә дегинини қилғузуп кәлди”.
Доклатта болса бундақ һәрикәтләрниң һелиһәм давам қиливатқанлиқи мундақ баян қилинған: “уйғурларниң дуня миқясида зиянкәшликкә учриши бүгүнгә қәдәр давамлашмақта. 2020-Йили 11-айниң 17-күнигә қәдәр, сәуди әрәбистан икки нәпәр хитай пуқралиқидики уйғурни қолға алди. Улар мәҗбурий хитайға қайтурулуши мумкин. Хитайниң сиясий бесими сәвәбидин түркийәдики уйғурларниң олтурақлишиш кинишкиси елиши йәнила қейин болмақта. Пәқәт 2019-йилила түркийәдә 400 уйғур қолға елинған. Уларниң түркийәдин хитайға қайтурулуш хәвпиму бар. Шунчә тиришчанлиқларға қаримай 2019-йили 8-айда, уйғур аял һәмдә униң икки балиси түркийәдин таҗикистанға өткүзүп берилгән вә у йәрдин дәрһал хитайға қайтурулған. Бир қисим хәвәр органлири йәнә 5-6 уйғурниң шу аял билән бир айропиланда икәнликини хәвәр қилди. Уйғурлар йәнә қайси дөләттә болушидин қәтийнәзәр күчлүк рәқәмлик тәһдиткә дуч кәлмәктә. Хитай уларниң юртлиридики уруқ-туғқанлирини тәһдит селиш вә мәҗбурлаш васитиси қилди. Хитай уйғурларға қарши яман ғәрәзлик юмшақ деталларни тәрәққий қилдуруш арқилиқ уларниң әқиллиқ телефонлириға суқунуп кирди. Хитай һөкүмитиниң һәтта уйғурларниң изини қоғлаш үчүн асиядики телеграф торлириға хаккерлиқ һуҗуми қилғанлиқи ашкариланди.”
Сара кук ханим хитай һөкүмитиниң бундақ кәң көләмлик вә дуняниң һәрқайси җайлириғичә тарқалған чегра һалқиған зиянкәшлик һәрикәтлирини тохтитиш үчүн демократик дөләтләрниң кәң көләмдә һәмкарлишиши керәкликини билдүрди. У мундақ деди:
“дөләтләр алди билән бу гуруппиларниң дөләт һалқиған зиянкәшликкә учришиниң алдини мумкин болғиничә елишниң усуллирини тепип чиқип уларға ярдәм қилиши керәк. Қизиқ линийә телефони тәсис қилиш қатарлиқ усуллар арқилиқ давамлиқ алақә қилип туруши вә шу арқилиқ мувапиқ тәдбир қоллиниш керәк. Андин дөләт һалқиған зулум билән шуғуллиниватқан шәхс вә органларға қарита җаза тәдбирлирини йолға қоюш керәк. Һазир америкада уйғурларниң хитайниң һәртүрлүк тәқибигә учраватқанлиқи кәң билиниду. Америка федератип тәкшүрүш идарисиму буниңға диққәт қиливатиду. Һазирқи мәсилә башқа дөләтләрни болупму хитайниң тәсири күчлүк болған түркийәдәк дөләтләрдики уйғурларниң бесимға учраш мәсилисини қандақ қилиштур. Буниң үчүн йәнила демократик дөләтләр түркийәгә бесимни күчәйтиши, уларға уйғурларни хитайға қайтурмаслиқ һәққидә күчлүк бесим қилиши керәк. Қисқиси бу мәсилидә хәлқаралиқ нормларға әмәл қилмайватқанларни җазалаш тәдбирлирини йолға қоюш керәк.”
Әркинлик сарийи доклатида америка байдин һөкүмитигә чегра һалқиған зиянкәшлик билән шуғуллиниватқан дөләтләр, шәхс вә органларға қарита җаза тәдбирлирини йолға қоюш, башқа демократик дөләтләр билән бу мәсилидә һәмкарлишип ортақ тәдбир елиш, америка ташқи ишлар министирлиқи вә униңға мунасивәтлик органларниң йиллиқ доклатлирида бу һәқтә доклат бериш, дөләт һалқиған бесимға қарши туруш хизмәтлирини мәбләғ билән тәминләш, америка дөләт мәҗлиси билән һәмкарлишип, зиянкәшликкә учраватқан гуруппиларни америкаға йәрлишишини тезләштүрүш қатарлиқ тәклип-пикирләрни бәргән.