Әркинлик сарийи: “демократик дөләтләр бейҗиңниң узун муддәтлик ахбарат оюниға тәйяр туруши керәк”

Мухбиримиз нуриман
2022.09.12
sarah-cook.jpg Әркинлик сарийиниң тәтқиқатчиси сара кук(Sarah Cook) ханим.
freedomhouse.org

Хитайниң дөләт ичидики учурларни контрол қилиш үчүн чекидин ашқан тәдбирләрни қоллинидиғанлиқи хәлқара ахбарат вастилирида көп қетим тилға елинған иди. Хитай даирилириниң дөләт ечидики ахбарат әркинликини қиспла қалмай, бәлки ташқий дунядики әркин таратқуларғиму тәсир көрситишкә уруниватқанлиқи мәлум.

Баш штаби америкадики ақиллар амбири- “әркинлик сарийи” (Freedom House) 8-сентәбир күни “бейҗиңниң йәр шари таратқулириға көрситиватқан тәсири-2022” намлиқ йеңи доклатни елан қилған. Доклатта көрситилишичә, 2019-йилдин 2021-йилғичә хитай өзиниң дуняниң һәр қайси җайлиридики ахбарат вастилириға болған тәсирини һәссиләп күчәйтип, хитай һәққидики һәр қандақ тәнқидий пикирләрни җимиқтурушқа урунған.

Мәзкур доклат “әркинлик сарийи” хитай ишлири бойичә тәтқиқат директори сара кук (Sarah Cook) ниң башчилиқида тәйярланған болуп, доклатта хитай һөкүмитиниң мәхпий шәкилдә мәҗбурлаш тактикисини қоллиниш арқилиқ демократик дөләтләрдики ахбарат қаналлириға тәсир көрситиш салмиқини тезлитиватқанлиқи көрситилгән. Доклатта йәнә қайси дөләтләрниң хитай компартийәсиниң әң күчлүк бесимиға дуч кәлгәнликини; мухбирлар, сиясий паалийәтчиләр вә һөкүмәтләрниң хитайниң бу җәһәттики бесимиға тақабил туруш үчүн қандақ ишларни елип бериватқанлиқи тонуштурулған.

8-Сентәбир күни “әркинлик сарийи” ниң орунлаштуруши билән сара кук вә башқа мутәхәссисләр мәзкур доклат һәққидә мәхсус тор муһакимә йиғини уюштурған. Сара кукниң билдүрүшичә, бу доклатниң тәйярлиниши үчүн дунядики 30 демократик дөләт тәкшүрүлгән. Уларниң ечидики 18 дөләттә хитай компартийәсиниң таратқуларға тәсир көрситиш үчүн илип барған паалийәтлириниң күчлүк икәнлики, болупму 2019-йилдин 2021-йилғичә болған арилиқта хитайниң бу һәқтики паалийәтлирини көрүнәрлик дәриҗидә ашурғанлиқи байқалған. 16 Дөләттә хитайниң таратқуларға тәсир көрситиш урунушиниң “юқири” яки “интайин юқири” икәнлики көрситилгән.

Доклатта көрситилишичә, хитай башқа дөләтләрниң ахбарат вастилириға тәсир көрситиш үчүн көп хил усулларни қолланған. Бу усуллар йәрлик ахбарат органлирини хитай һәққидә йезилидиған мәзмунлар билән тәминләш, иҗтимаий таратқуларда хитайға маһил авазларни күчәйтиш, һәт әлләрдики хитайчә учур вә мәзмун тарқитиш супилирини контрол қилиш, һәтта мухбирларға вә ахбарат орунлириға һәр хил шәкилдә тәһдит силиш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Бейҗиңниң нурғун һәрикәтлири хитай компартийәсиниң дөләт ичи вә сиртиға қарита йүргүзиватқан сиясәтлиригә қарита дуняниң диққитини буриған. Доклатта хитайниң узундин буян уйғурларға қаратқан вәһшиянә кишилик һоқуқ дәпсәндичликлири, хоңкоңдики намайишлар вә корона вируси һәққидики учурларни қаттиқ контрол қилиш қилмишлири, хитайниң дөләт ичидики учур қамалиға мисал қилип көрситилгән.

Сара кук муһакимә йиғинида мундақ дегән: “хитай компартийәси, хәлқара җәмийәтниң хитайға болған пикир еқимини шәкилләндүрүш үчүн селиватқан нәччә милярд долларлиқ мәбләғини йилсери ашуруп кәлмәктә. Хитай бу арқилиқ хитай компартийәсиниң хитайдики һөкүмранлиқини мустәһкәмләш вә хәлқарадики сиясий күчини ашурушқа урунмақта. Хитайниң һәр қайси дөләтләрдики дипломатлири, хитай һөкүмити башқурушидики ахбарат органлири билән һәмкарлишип, хитай компартийәсиниң хәлқарадики образини оңшаш үчүн һәрикәт қилмақта. Болупму хитайниң шинҗаң, хоңкоң вә җәнуби диңиз районида йүргүзүватқан сиясәтлири тоғрисидики хәвәрләрни йепишқа урунмақта. Бу худди әйни вақитта вухәндә корона вирусиниң тарқалғанлиқи һәққидики хәвәрләрни қамал қилғанға охшайду.”

У йәнә хитайниң һәр қайси демократик дөләтләрдики ахбарат контроллуқиға қарита инкаси һәққидә тохтилип, мундақ деди: “хитайниң бу хил урунушлириниң давамлишишиға әгишип, учурларниң техиму ясалма, йошурун вә таҗавуз характериниң ешип кетиватқанлиқини көрүватимиз. Әмма тәкшүрүшлиримизгә қариғанда, йәрлик мухбирлар, аммиви тәшкилатлар вә бир қисим һөкүмәтләр хитайниң ахбарат контроллуқиға қарши чиқишқа башлиған. Демократик дөләтләр өз тәвәликидики ахбарат органлириниң хитайниң тәсирини тосушиға ярдәмдә болған. Һалбуки, демократик дөләтләрниң йерими хитайға қарши чиқалиған билән, қалғанлири йәнила хитайниң тәсирини тосушқа аҗиз кәлгән. Һәтта күчлүк инкас қайтурған дөләтләрдиму хитайниң тәсиригә нисбәтән аҗиз кәлгән әһваллар мәвҗут.”

Доклатта тилға елинишичә “тәһдит селиш” вә “мәзмунларға чәклимә қоюш” бейҗиңниң хәлқарадики ахбаратчилиқни бурмилаштики әң очуқ урунуши, икән. Йәни хитай һөкүмити мәйли чәт әлләрдә яшаватқан хитай пуқралири болсун, мәйли уйғур, тибәт, хоңкоңлуқлар болсун, уларниң иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирләрйдиған мәзмунлириға уларниң юртида қалған ата-аниси яки уруқ-туғқанлири арқилиқ тәһдит селиш вастисини қоллинип кәлгән.

Мәзкур доклат һәққидики тор моһакимә йиғининиң қатнашқучилридин колумбийә унверситити сиясий пәнләр профессори, доктор андрев җ. Нәйсен (Dr. Andrew J. Nathan) Әпәнди скз қилип мундақ деди: “сара тилға алған уйғур мәсилиси наһайити яхши мисал. Муһаҗирәттики кечикла уйғур җамаити бейҗиниң хәлқардики сахта тәшвиқатини ечип ташлашта наһайити һалқилиқ рол ойниди. Биз йиқинда б д т ниң сабиқ кишилик һоқуқ комитети али комиссарниң уйғурлар һәққидә елан қилған доклатини көрдуқ. Доклатта хитайниң инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқанлиқи йезилған. Вә буниң ирқи қирғинчлиқни кәлтүрүп чиқириш еһтималлиқи зор. Бу нәқәдәр номуслуқ бир иш.”

Мәзкур тор муһакимә йиғини җәрянида доклат тәйярлиғучиларниң бири болған “германийә долқунлири” (DW) радийосиниң шәрқий асия хәвәрлири мухбири вилиям яң, хитайниң хоңкоң вә тәйвән һәққидики хәвәрләргә һәр хил шәкилдә қол тиқидиғанлиқини тәкитләп өткән. Африқа-хитай мәсилилири анализчиси доктор клеф мибоя хитайниң африқа дөләтлиридики ахбарат контроллуқиниң барғансери күчийиватқанлиқини оттуриға қойған.

Сара кук ахирида демократик дөләтләрниң бейҗиңниң тәсиригә қандақ тақабил туруши керәклики һәққидә тохтилип, мундақ деди: “алди билән һөкүмәтләр бу җәһәттә йәрлик ахбарат қаналлирини вә аммиви тәшкилатларни қандақ шәкилдә қоллашни билиши керәк. Йәрлик аммиви тәшкилатлар билән һәмкарлишиши керәк. Хитай һөкүмитиниң ‛хитай хәвәрлири тори‚ ниң һәр қайси йәрлик мәтбуатларға қанчилик мәбләғ салидиғанлиқидин хәвириңлар барму? демәкчи болғиним, һөкүмәт органлири билән ахбарат органлири маслишиши керәк. Йәнә бир тәрәптин һөкүмәтниң ечидики һәр қайси бөлүмләр өз-ара һәмкарлиқни күчәйтиши керәк. Русийәгә вә хитайға қарита бихәтәр қоғдиниш системини орнитиш үчүн чоқум истратегийәлик узун муддәтлик пилан болуш вә уни әмәлийләштүрүш керәк. Шундақ қилиш һәқиқәтән зөрүр.”

“әркинлик сарийи” елан қилған доклатиниң хуласә қисмида, хитайниң дуня ахбаратчилиқиниң йөнилишиини контрол қилиш үчүн узун бир оюнни башлиғанлиқи, демократик дөләтләрниң буниңға һәрвақит тәйяр туруши керәклики оттуриға қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.