"уйғур ирқий қирғинчилиққа қарши мунбәр" қурулған
Малайсиядики бир нәччә исламий тәшкилат очуқ хәт елан қилип, мәхсус уйғур дәвасиға ярдәм беридиған бир мунбәр қурғанлиқини җакарлиған.
Тәйвәндин чиқидиған "боғуз вақти гезити" ниң 1-январдики хәвиригә қариғанда, "ирқий қирғинчилиққа қарши уйғур мунбири" намлиқ бу мунбәрниң асаслиқ мәқсити "хитайниң бастурушға учраватқан уйғур җамаитиниң қийинчилиқиға диққәтни мәркәзләштүрүш" икән.
Очуқ хәттә мундақ дейилгән: "гәрчә хитай уйғурларниң наһәқ муамилигә учриғанлиқини изчил рәт қилип кәлгән болсиму, бизниң мәйданимиз дуня җамаәтчиликиниң уйғур мәсилисидә сүкүттә турмайдиғанлиқини намаян қилиду."
Улар йәнә мәзкур мунбәр арқилиқ уйғур зиянкәшликкә учриғучиларниң кәчмишлирини ашкарилайдикән.
Очуқ хәттә, мусулман әллири вә дуня җамаити уйғур мәсилисини һәл қилиш мәйданида чиң турушқа һәмдә уйғурларниң инсаний қәдир қиммитини хитайдин келидиған иқтисадий нәпләргә тегишмәсликкә чақирилған.
Очуқ хәт малайсия ислам тәшкилатлири мәслиһәт кеңишиниң президенти моһд азми абдул һамид вә асия өлималар мәҗлисиниң баш катипи абдул ғени самсудин қатарлиқларниң имзасида елан қилинған.