Етиқадлар бирләшмиси яшлар алақә уюшмиси уйғур мусулманлири мәсилиси һәққидә тор муһакимә йиғини өткүзди
2020.11.20
Әнглийәдики йәһудий тәшкилатлири вә башқа диний тәшкилатлар уйғур мәсилилиригә көңүл бөлүп, әнглийә һөкүмитини уйғурлар мәсилисидә хитайға қарши тәдбир қоллинишқа чақириватқан бир мәзгилдә лондондики етиқадлар бирләшмиси яшлар алақә уюшмисиму буниңға актип аваз қошқан. Мәзкур уюшма уйғурлар мәсилисини әнглийә вә явропадики яшларға техиму кәң аңлитиш вә һөкүмәтниң тездин һәрикәткә келишигә түрткә болуш үчүн 19-ноябир тор муһакимә йиғини өткүзди. Дуня уйғур қурултийиниң лондонда турушлуқ ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим бу йиғинға тәклип билән қатнашқан болуп, бу паалийәтниң асаслиқ мәқситиниң йәнила уйғурлар вәзийитини давамлиқ аңлитиш, әнглийә парламенти вә әнгилийә һөкүмитиниң бу мәсилидә қандақ сиясәт қоллиниватқанлиқи һәққидә кишиләргә учур бериш, шундақла һөкүмәтни тездин һәрикәт қоллинишқа үндәш икәнликини билдүрди.
Йиғинда алди билән рәһимә ханим 1997-йили йүз бәргән “ғулҗа вәқәси” вә 2017-йилдин башланған ирқий қирғинчилиқ һәрикитидә зиянкәшликкә учриған қериндашлирини мисал кәлтүрүш арқилиқ йеқинқи дәврдә уйғурлар дуч кәлгән сиясий апәтләрни, җүмлидин хитайдики қорқунчлуқ сиясәт вә йиғивелиш лагерлирида уйғурлар учраватқан зулум вә паҗиәләрни баян қилди. Рәһимә ханим бу йиғинға хитайниң зиянкәшликигә учриған бир уйғур паалийәтчи болуш сүпити билән қатнашқанлиқини билдүрди.
Әнглийә консерватиплар партийәсидин болған парламент әзаси нусрәт ғәни бу йиғинда қилған сөзидә 150 парламент әзаси имза қойған “йәһудий хәвәрлири илтимаснамиси” ни әнглийә һөкүмитигә сунуп, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан җинайитигә қарши һәрикәт қоллинишқа чақирғанлиқини ейтти. У йәнә уйғурларни қул қилип ишлитиватқан хитай ширкәтлири билән четишлиқи болған әнглийә ширкәтлирини ениқлаш вә уларға чәклимә қоюш үчүн парламентта қанун мақуллитишқа һәмдә әнгилийәдиму америкидикигә охшаш магнитиски қанунини йолға тиришиватқанлиқини билдүрди.
Бу йиғинға қатнашқан тәтқиқатчи адриян зениз хитайниң уйғурларға йүргүзгән бастурушиниң тез сүрәтлик, кәң көләмлик вә қәбиһләрчә елип берилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биринчи басқуч сақчи дөлити қуруш басқучи болуп, хитай 2014-йилдин 2016-йилғичә уйғур районида сақчиларни бирақла көпәйткән вә һәммә йәргә назарәт қилиш системиси орнатқан; иккинчи басқуч, лагерға солаш басқучи болуп, хитай 2017-йилдин 2019-йилғичә уйғурларни кәң-көләмдә лагерларға қамиған; үчинчи басқуч, узун муддәтлик истратегийә басқучи болуп, хитай 2019-йилдин та һазирғичә давам қиливатқан мәҗбурий әмгәк, балиларни ата-анисидин айриветип хитайлаштуруш, туғутни чәкләш қатарлиқ сиясәтләр буниңға кириду”. У хитайниң бу җинайәтлириниң һәқиқәтән қәбиһлик, вәһишийлик икәнликини, буни тохтитиш үчүн хәлқарадин хитайға чоқум күчлүк бесим болуши керәкликини билдүрүп мундақ деди: “биз бу җинайәтни инсанийәткә қарши җинайәт дәп атайли яки ирқий қирғинчилиқ дәп атайли, һәр қайси дөләт һөкүмәтлири вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати буни ениқ баһалиши вә һәрикәт қоллиниши керәк”.
Бу йиғинға йәнә әнглийә әмгәкчиләр партийәсидин болған парламент әзаси, әнглийә ташқи ишлар миниситирлиқиниң шәрқий асия ишлириға мәсул өктичи әмәлдари стифен киннок әпәнди қатнашқан болуп, у уйғурлар мәсилисиниң район һалқиған инсанлиқ мәсилиси, виҗдан мәсилиси икәнликини билдүрүп мундақ деди: “биз бу йәрдә зиянкәшликкә учраватқан инсанларниң сани һәққидә әмәс, бәлки һаяти һәққидә гәп қиливатимиз. Гәрчә улар биздин йирақ йәрдә яшаватқан болсиму инсанлиқ қиммити, қиммәт қариши, һәқ-наһәқ туйғуси вә омумий бирлик җәһәттин ейтқанда, арилиқниң йирақлиқи һечқандақ сәвәб болалмайду. Бу һазир хәлқара мәсилидур, дуняниң виҗданини азаблайдиған мәсилидур. Биз мәсулийитимизни ениқ тонуп, бу җинайәтни тосушқа һәрикәтлинишимиз лазим; еғизимизда дәпла қоймай, әмәлий тәдбир қоллинишимиз лазим; әнгилийә һөкүмитини, демократик әлләрдин болған иттипақдашлиримизни вә хәлқара җәмийәтни бу мәсилини һәл қилишқа қистишимиз лазим”. У йәнә бу йиғинда өзиниң һәрикәт пиланини оттуриға қоюп, алди билән әнгилийә парламенти әзалирини, болупму консерватип партийә әзалирини һөкүмәткә бесим ишлитип, хитай әмәлдарлирини җазалаш тизимликини турғузушқа вә магнитиски қанунини мақуллитишқа сәпәрвәр қилидиғанлиқини билдүрди. Иккинчи қәдәмдә, мунасивәтлик министирлар билән көрүшүп, хитайниң уйғурларни заманиви қул қилип ишлитишигә қарши қанун турғузушниң муһимлиқини чүшәндүридиғанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирликиниң әнглийәдики әзалири әнглийә дөләт ишлири вәзиригә бирләшмә мәктуб сунуп, әнглийәниң “кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларни җазалаш хәлқара низамнамиси” бойичә, коммунист хитайниң уйғурларға зиянкәшлик қилишида җинайити еғир болған чен чүәнго, җу хәйлун, сун җинлоң, пең җияру, ваң миңшән, хо люҗүн қатарлиқ һөкүмәт вә биңтуән әмәлдарлирини җазалашни тәләп қилған.
Рәһимә ханим әнглийә һөкүмити һазирғичә уйғурлар мәсилиси тоғрулуқ рәсмий қарар чиқармиған болсиму, һөкүмәткә келиватқан бесимниң юқири икәнликини, магинитиски қанунини мақуллашниң пәқәт вақит мәсилиси икәнликини, һөкүмәттин йәнә уйғурларға йүргүзүлүватқан җинайәтни ирқий қирғинчилиқ дәп тонуп, хитай билән болидиған сода вә иқтисадий мунасивәтләрни шуниңға асасән бекитишни тәләп қиливатқанлиқини билдүрди.
Бу йил лондонда қурулған етиқадлар бирләшмиси яшлар алақә уюшмиси (фуйн) яшлардин тәшкил тапқан етиқадчи амма оттурисидики чүшиниш, алақә вә һәмкарлиқни күчәйтишни нишан қилған хәлқаралиқ сәһнә болуп, бу тәшкилатниң әзалири һәр хил дин вә етиқадтики яшлар вәкиллири икән.