Түркийәниң сабиқ баш министири давутоғлу әрдоған һөкүмитиниң уйғур вәзийитигә сүкүт қилишини қаттиқ тәнқидлиди

Мухбиримиз әркин
2020.06.03
exmet-dawutoghlu.jpg Түркийәниң сабиқ баш министири әһмәт давутоглу “келәчәк партийә” сини йолға қойғандин кейин қоллиғучилириға хитаб қилди. 2020-Йили 13-декабир, әнқәрә.
AP

Түркийә келәчәк партийәсиниң рәиси, сабиқ түркийә баш министири әхмәт давутоғлу 2-июн күни истанбулдики бир мурасимда нутуқ сөзләп, әрдоған һөкүмити әмәлдарлириниң хитайни түркийәгә өрнәк дәп көрситишини шундақла нөвәттики һөкүмәтниң уйғур вәзийитигә сүкүт қилишини қаттиқ тәнқид қилған.

Давутоғлуниң тәкитлишичә, президент әрдоғанниң күйөоғли, түркийә малийә-хәзинә министири барат албайрақниң шәрқий түркистанда уйғурларни йиғивелиш лагерлириға топлап, 21-әсирниң әң пәскәш зулумини селиватқан хитайни (түркийәгә) өрнәк көрситиши бәк хәтәрлик икән.

Әхмәт давутоғлу түркийәниң әрдоған һөкүмитидә 2009-йилдин 2016-йилғичә ташқи ишлар министири, баш министир қатарлиқ вәзипиләрни өтигән вә әрдоғанниң 2012-йилдики үрүмчи зиярити, түркийәниң шу дәврдики уйғурларни нуқта қилған хитай сияситидә ачқучлуқ рол ойниған түрк сиясийони. У 2019-йили әрдоғанниң адаләт вә тәрәққият партийәсидин айрилип, йеқинда түркийә келәчәк партийәсини қурған вә униң рәисликигә сайланған иди. Әхмәт давутоглу барат албайрақни 2-июн күни келәчәк партийәси истанбул вилайәтлик комитетиниң ечилиш мурасимида сөзлигән нутқида тәнқидлигән.

Униң көрситишичә, барат албаряқ өткән һәптә демократийәниң түркийә үчүн бир йүк болуп қалғанлиқи, демократийәниң болмаслиқи мәбләғ селишқа тосқунлуқ қилмайдиғанлиқини илгири сүрүп, буниңға хитайни өрнәк қилип көрсәткән. Давутоғлу барат албайрақниң мәбләғ билән демократийәни бир орунға қоюп хитайни өрнәк көрситиштики нийитиниң интайин хәтәрлик икәнликини тәкитләп, буниңға президент рәҗәп таййип әрдоганнниң немә дәйдиғанлиқини сориған.

Давутоғлу мундақ дегән: “һөрмәтлик җумһур рәис министирниң хитай һерисмәнликигә немә дәйду? бу министир шәрқий түркистанда қериндашлиримизни йиғивелиш лагиерлириға топлап, 21-әсирниң әң пәшкәш зулумини селиватқан хитай моделини немә үчүн өрнәк көрситиду?”

Давутоғлуниң тәкитлишичә, 2009-йили шәрқий түркистандики бастурушни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиған президент әрдоған һазир бу райондики бесим һәссиләп артқан болсиму, лекин буниңға сүкүт қилмақта икән. У сөзидә буниң сәвәбини сорап мундақ дәйду: “2009-йили мән ташқи ишлар министири идим. У вақитта бесим һазирқидәк әһвалда болмисиму, хитайниң шәрқий түркистандики сияситини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дегән җумһур рәиси һазир немишқа җим турувалиду? һакимийәт бешидикиләргә шуни хитаб қилимән, бу пикирләрни сизгә хитай зулуминиң түркийәдики һәмдәмчиси болған йеңи шерикиңиз бериватамду?”

Давутоғлу бу йәрдә әрдоғанниң қайси йеңи шерикини көздә тутқанлиқини чүшәндүрмигән. Лекин бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, давутоғлу сөзидә түркийә “вәтән партийәс” вә униң рәһбири доғу перинчәкни көздә тутмақта икән. Нөвәттә доғу перинчәк вә униң партийәси хитайниң уйғур районидики сияситини ақлайдиған әң шиддәтлик ақлиғучисиға айланған иди.

Давутоғлу юқириқи сөзләрни түркийә-хитай мунасивити йеқинлишип, хитайниң түркийәдики уйғур мусапирлириға болған бесими күчәйгән, хитайниң бәзи уйғур мусапирлирини өткүзүп беришни тәләп қилип, түркийә әдлийә органлириға бесим ишлитиши түркийәдики өктичи партийә вә кишилик кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғаватқан мәзгилдә қилди. Түркийәдики бәзи өктичи партийә парламент әзалириниң қаришичә, әрдоған һөкүмитиниң хитайға йеқинлишиши ноқул сода билән чәкләнмәйдикән.

Түркийә ийи партийәсиниң парламент әзаси фахрәттин йокуш мундақ деди: “тәбиий, буни биз пәқәтлам бир сода мунасивити дәп қаримаймиз. Башқа мәқсәтлири вә башқа пиланлири болуши мумкин. Лекин буни очуқ ейтмайду. Пәқәт сүкүт қилип келиватиду. Вақит уларниң немини мәқсәт қилғанлиқини оттуриға чиқириду.” фахрәттин йокуш бу сөзләрни 3-июн күни бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда тәкитлиди. Давутоғлуниң сөзлиригә баһа бәрмәйдиғанлиқини билдүргән фахрәттин йокуш йәнә хитай моделиниң түркийәдә қобул қилинишини мумкин әмәсликини тәкитлиди.

Фахрәттин йокуш мундақ дәйду: “түркийәдә хитай моделиниң тәрәққият өрники болуши яки бу моделниң түркийәдә қобул қилиниши мумкин әмәс. Түркийә өзигә хас бир дөләт, хитайму өзигә хас бир дөләт. Бу һакимийәтниң хитай билән болған сода вә иҗтимаий алақисини юқири сәвийәдә тутуши хитай һакимийити яки хитай системисини зинһар әқлимизгә кәлтүрәлмәйду. Бизниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә дәп келиватқинимиз шу. Әпсуски, бүгүнки һөкүмәт хитайдики шәрқий түркистан түрклири, мусулман қериндашлиримиз учраватқан ғәйрий инсаний муамилисигә америка вә явропа дөләтлиридәк ипадә билдүрмәй кәлди. Биз униңға ипадә билдүрүшини тәләп қилимиз.”

Фахрәттин йокушниң тәкитлишичә, униң партийәси хитайниң шәрқий түркистанға нопус йөткәшни тохтитиши, йәрлик хәлқни башқа районларға йөткимәсликини тәләп қилидикән. У мундақ дәйду: “шу анда шәрқий түркистан түрклири ишғал астида. Бизниң сөзимиз шуки, хитай шәрқий түркистандин қолини тартиши, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин ваз кечиши, шәрқий түркистанни хитай билән толдурушни тохтитиши, у йәрниң етник қурулмисини бузуш үчүн хитайларни йәрләштүрмәслики керәк. Биз мана буларни тәләп қиливатимиз.”

Президент әрдоған 2009-йили үрүмчи “5-июл вәқәси” дә хитайниң уйғурларни бастурушини әң шиддәтлик тәнқидлигән дунядики бирдин-бир һөкүмәт рәһбири иди. У хитайниң һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйиблигән. Президент әрдоған йәнә миңлиған уйғур мусапириға панаһлиқ берип, шәрқий-җәнубий асия әллиридики нурғун уйғурларни түркийәгә елип кәлгән болсиму, лекин хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқунида 3 милйондәк мусулманниң лагерларға қамилип, диний етиқад, тил, өрп-адәтләрниң чәклиниши, аилиләрниң вәйран қилинишиға сүкүт қилип кәлгән иди.

Бәзи анализчиларниң тәкитлишичә, әрдоған һөкүмитиниң сүкүт қилишида түркийә-хитай сода-иқтисадий алақилири ачқучлуқ рол ойнимақта икән. Йеқинда “оттура шәрқ көзники” намлиқ торда елан қилинған бир мақалидә түркийәниң сүкүт қилишидики сәвәбләр анализ қилинған. Мақалидә хитайниң истанбул қанилиға мәбләғ селишни сөзлишиватқанлиқи, истанбулдики явуз султан селим көврүки вә түркийәниң мәрсин қатарлиқ җайлиридики бир қисим деңиз портлирини сетивалғанлиқи, хитай сода-санаәт банкисиниң истанбул айродромиға 6 милярд доллар мәбләғ беришни сөзлишиватқанлиқи, униң йәнә түркийәдики G5 тор қурулушиға қатнишиватқанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.