Өмрини шәрқий түркистан дәвасиға атиған шәхс әйса әпәндиниң һаят сәпири

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.12.21
Өмрини шәрқий түркистан дәвасиға атиған шәхс әйса әпәндиниң һаят сәпири Әйса йүсүп алиптекин әпәндим (солда) вә муһәммәд имин буғра әпәндим (оңда) далайлама билән биргә. 1950-Йили.
RFA/Erkin Tarim

20-Әсир уйғур тарихидики әң муһим сиясий әрбаблардин бири, пүтүн өмрини уйғурларниң әркинликигә атиған муһим шәхсләрдин әйса йүсүп алиптекинниң вапатиниң 25-йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида хатириләш паалийәтлири өткүзүлүп, униң иш-излири, уйғурларниң әркинлик дәвасиға қошқан төһпилири әсләп өтүлди. Өткән һәптә дуня уйғур қурултийиму мәхсус әйса алиптекинниң вапатиниң 25 йиллиқи мунасивити билән униң һаят мусапилири вә көрсәткән хизмәтлирини әсләш муһакимә йиғини өткүзди.

Әйса йүсүп алиптекин 1901-йили қәшқәрниң йеңисар наһийәсидә дуняға кәлгән. Хитай коммунистлири уйғур дияриға бесип киргән 1949-йилиниң ахирида, у муһәммәд имин буғра билән бирликтә вәтәнни тәрк етип, чәтәлгә чиқип кәткән. 1954-Йили түркийәгә келип олтурақлашқан. Әйса әпәнди 1960-йили истанбулда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитини, 1985-йили шәрқий түркистан вәхпини қурған. Әйса әпәнди 1995-йили 12-айниң 17-күни вапат болғучә шәрқий түркистан дәваси йолида тинимсиз күрәш қилған.

Мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң балилиқ вә яшлиқ чағлири тоғрисида мәлумат бәргән дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди дадисиниң җәмәтиниң манҗу вә хитай басқунчилириниң зиянкәшликигә учриған аилә икәнликини оттуриға қоюп мундақ деди: “әйса әпәнди 1901-йили йеңисарда дуняға кәлгән. Униң дадисиниң исми йүсүпбәг, анисиниң исми айшәмхан. Әйса әпәндиниң абдулла бәг вә һүсәйин бәг намида икки акиси болған. Акиси һүсәйин бәгни шең шисәй тирик көмүп өлтүргән. Дадам әйса йүсүп алиптекинниң дадиси, йәни мениң дада тәрәп бовилиримдин тартип, анам тәрәп бовилиримниң һәммиси деһқанчилиқ билән шуғулланған икән. Анам билән дадамниң чоң дадилиридин қасим ели шаһһәзритим, сади ишқи бәг вә һәсән бәг қатарлиқ кишиләр 1863-йили йеңисардики сидиқ бәг башчилиқида манҗу басқунчилириға қарши күрәшкә қатнашқан икән. Дадамниң чоң дадиси қасим муһәммәт ели болса яқупбәг бәдөләткиму әскәр болған вә 1876-йили даванчиңларғичә берип җәңләргә қатнашқан икән. Йеңисар хәлқи тәрипидин қасим чоң дәп аталған қасим муһәммәт ели османли империйәсиниң падишаһи абдуләзиз тәрипидин шәрқий түркистанға әвәтилгән түрк офитсерларниң қолидиму тәрбийә көргән икән”.

Әйса алиптекин әпәндиниң “әсир шәрқий түркистан үчүн күрәш” намлиқ әслимисидә ейтилишичә, у, юрти йеңисар наһийәсидә хитайчә мәктәптә вә мәдрисидә оқуғандин кейин баҗ идарисидә ишлигән. У, 25 яшқа киргинидә әнҗан билән ташкәнттики хитай консулханисида тәрҗиман болуп ишләшкә башлиған. Бу җәрянда ғәрбий түркистанда коммунист совет иттипақиға қарши күрәш қиливатқан даңлиқ шәхсләр билән учрашқан, булар униң идийәсидә зор өзгириш пәйда қилған. Әркин алиптекин әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “әйса әпәндим 1926-йили йәни 26 йешида әнҗанға берип у йәрдә йеңи ечилған хитай консулханисида тәрҗиман катип болуп хизмәт башлайду. Кейин ташкәнткә йөткилиду. Кичик вақтидин тартип һечқандақ бир йәргә берип бақмиған әйса әпәндиниң дуня қариши пүтүнләй өзгириду”.

Әркин алиптекин әпәнди, дадисиниң ташкәнттә әйни вақиттики коммунизмға қарши болған даңлиқ өзбек шаир вә язғучилири билән көрүшкәндин кейин көз-қаришиниң пүтүнләй өзгәргәнликини, коммунистларға болған нәпритиниң күчәйгәнликини ейтип мундақ деди: “дадамниң дуняға болған көз-қаришиниң өзгиришидә у вақитларда совет иттипақи һакимийитиниң қол астида болған ғәрбий түркистандики язғучилар, сиясийонлар вә чолпанға охшаш мәшһур шаирлар билән елип барған учришишлар муһим рол ойниған. Улар әйса әпәндигә коммунист түзүмниң қандақ бир түзүм икәнликини, совет иттипақи коммунистлири тәрипидин қандақ алданғанлиқини, уйғурларниң совет иттипақи коммунистлириға ишәнмәслики керәкликини, милләтчиликниң немә икәнликини, хитай баш валисиниң шәрқий түркистан хәлқигә елип бериватқан адәм қелипидин чиққан сияситини нәнҗиңгә берип хитай мәркизий һөкүмитигә шундақла нәнҗиңдики чәтәллик дипломатларға, хәлқара тәшкилатларниң нәнҗиңдики вәкиллири вә журналистларға аңлитиши керәкликини дегән”.

Әркин алиптикин әпәнди дадиси әйса әпәндиниң ташкәнттики зиялийларниң тәвсийәси билән 1932-йили узун вә мушәққәтлик сәпәрдин кейин нәнҗиңгә йетип берип дәва қилишқа атланғанлиқини баян қилип мундақ деди: “мушундақ мәлуматлар билән җабдунған әйса әпәнди 1932-йили узун вә мушәққәтлик сәпәрдин кейин хитайниң пайтәхти нәнҗиңгә йетип бариду. Униң нәнҗиңгә барғандин кейин қилған хизмәтлирини мәрһум лидиримиз муһәммәд имин буғра әпәнди 1952-йили истанбулда нәшр қилинған ‛шәрқий түркистанниң тарихи җуғрапийәси вә бүгүнки вәзийити‚ мавзулуқ мақалисидә мундақ дәп язиду: ‛1932-йилидин буян хитайниң ичидә болған шәрқий түркистанлиқ милләтчиләрдин әйса әпәнди әйни заманда хитайда туруватқан юртдашларниң ярдими билән шәрқий түркистандики зулумни хитай рәһбәрлиригә, хитайдики ғәрб вә ислам дөләтлириниң дипломатлириға аңлитишқа тиришиду. Улардıн шәрқий түркистан мәсилисини һәл қилиш үчүн чарә-тәдбир издәшни вә өзигә яр-йөләк болушини тәләп қилиду. Нәтиҗидә ‛чини түркистан авази‚, ‛хантәңри‚, ‛алтай‚ қатарлиқ журналларни чиқирип, илмий муһакимә йиғинлири чақирип шәрқий түркистан дәвасиниң тонулушида зор рол ойниған‚”.

Уйғур тарихчиси полат қадири тәрипидин 1948-йили үрүмчидә нәшр қилдурулған вә 2009-йили түркийәдә түркчә нәшр қилинған “өлкә тарихи” намлиқ китабта әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң хитайдики паалийәтлиригә баһа берип мундақ дәп йезилған: “әйса әпәндим хитайда турған чағлирида вәтини үчүн пайдилиқ болған һәр пурсәттин пайдилинип шәрқий түркистан дәвасини алға бастурушқа тиришти. Униң хитай ичидә хитай рәһбәрлиригә вә чәтәлликләргә шәрқий түркистан дәвасини аңлитиш үчүн елип барған паалийәтлири, шәрқий түркистандики шең шисәйгә охшаш диктаторларниму наһайити биарам қилди. Шуңа шең шисәй хитайда чиқиватқан чоң гезитләргә елан берип, әйса әпәндини ‛америка җаһангирлириниң җасуси, япон милитаристлириниң җасуси‚ дәп қарилаш паалийити елип барған”.

Әркин алиптекин әпәнди тағисиниң өлтүрүлүшидики сәвәбниң әйса әпәндиниң нәнҗиңдики паалийәтлиридин болғанлиқини баян қилди.

Бизниң әйса әпәндиниң хитайда елип барған паалийәтлири тоғрисида зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди, әйса йүсүп алиптекин әпәндиниң нәнҗиңдики вақтида, 1941-йили муһәммәд имин буғраниңму келиши билән мәсуд сәбири байқози қатарлиқ үч әпәндиниң хитай парламентиға шәрқий түркистанға алий аптономийә тәләп қилған хәтни сунғанлиқини, уларниң нәнҗиңдә чиқарған “чини түркистан авази‚ намлиқ журналниң кириш қисмида мустәқиллиқтинму сөз ачқанлиқини баян қилди вә әйса әпәндиниң дәваға қошқан төһписигә баһа бәрди.

Әйса йүсүп алиптикин әпәнди 1945-йили уйғур дияриға қайтип кәлди вә 1949-йилиниң ахирида вәтәнни тәрк етип, һиндистан кәшмиргә чиқип кәтти вә ахирида түркийәдә йәрләшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.