Әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси рәһбири: “уйғурларға елип бериливатқан ирқий қирғинчилиққа қарши қолимиздин кәлгәнни қилимиз”
2021.02.11
Д у қ рәһбәрлири әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси рәиси анар әсәдли башчилиқидики һәйәт билән учришип түрк дунясидики мәсилиләр болупму, уйғур мәсилисини әзәрбәйҗан җамаәтчиликигә қандақ аңлитиш тоғрисида музакирә елип барди. Музакирә ахирида әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси рәиси анар әсәдли әпәнди, уйғур мәсилисиниң әзәрбәйҗан хәлқиниң өз мәсилиси икәнликини, бүгүн хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиққа кишиләрниң диққитини тартиш үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини тәкитлиди.
8-Феврал күни чүштин кейин әнқәрәдики уйғур институтида өткүзүлгән учришишқа әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси рәиси анар әсәдли әпәнди, муавин рәиси бәһрәм исмайилоф, елшат абдуллайәф вә партийә рәисиниң мәслиһәтчиси риза һәйәт қатарлиқлар иштирак қилди.
Учришишта алди билән д у қ муавин рәиси доктор әркин әкрәм сөз қилип, түркийә, әзәрбәйҗан вә башқа түркий җумһурийәтләр арисидики һәмкарлиқни күчәйтиш керәкликини, түркий җумһурийәтлириниң һәр қайси министир вә идарә-җәмийәтлири арисидики һәмкарлиқни күчәйткәндә, түркий җумһурийәтлири һәр җәһәттин күчләнгәндә шәрқий түркистанлиқлар, ирақ түркмәнлири, җәнубий әзәрбәйҗанлиқларниң авазини хәлқараға техиму яхши аңлатқили болидиғанлиқини баян қилди. Доктор әркин әкрәм әпәнди уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити, мәзкур дәваниң хәлқарадики әһвали, дуня уйғур қурултийи вә уйғур тәтқиқат институтиниң паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди.
Әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси рәиси анар әсәдли әпәнди болса уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитидин хәвәрдар икәнликини, уйғур мәсилиси башта түрк дунясиниң мәсилилирини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш болупму түркий җумһурийәтлири җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн һәмкарлиқни күчәйтиш керәкликини баян қилди.
У, хитай дөлитиниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини паш қилиш үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “шәрқий түркистан әзәрбәйҗанда һәр даим һәммә кишиниң қәлбидики муһим бир мәсилидур. Биз хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиға көп қетим наразилиқ билдүрүп баянат елан қилдуқ. Һәр қайси телевизйәләрдә сөзләп хәлқимизгә бу һәқтә мәлумат бәрдуқ. Бизниң нәзиримиздә шәрқий түркистан мәсилиси, ирақ түркмәнлири мәсилиси, бизниң қарабағ мәсилиси билән охшаш. Буларниң һәммиси бизниң қәлбимиздики бир яра. Бу яриларни сақайтиш, дуня җамаәтчиликиниң диққитини хитай шәрқий түркистанда елип бериливатқан ирқий қирғинчилиққа тартиш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз”.
Әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси йеңи қурулған сиясий партийә болуп, партийә низамнамисидә түркий җумһурийәтләр вә түркий милләтләр оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн партийәләр оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш, пикир амбири қуруш, шерик ахбарат мәркәзлири қуруш қатарлиқ темиларға орун берилгән. Д у қ муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси рәһбәрлириниң д у қ вә уйғур тәтқиқат институти мәсуллири билән елип берилған учришииш һәққидә бизгә мәлумат бәрди.
Учришиш ахирида анар әсәдли әпәнди әзәрбәйҗан йүксилиш партийәсиниң бундин кейин уйғурлар һәққидә қилмақчи болған ишлири тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси милләтчилик идийәсини илгири сүридиған партийәдур. Шуңа биз паалийитимизни алди билән әзәрбәйҗан хәлқигә шәрқий түркистан тоғрисида мәлумат бериш билән башлимақчи. Чүнки яш әвладлиримизниң шәрқий түркистан тоғрисида мәлумати йоқ. Уларға түрк дунясиниң болупму уйғур түрклириниң өтмүши, бүгүнки вәзийити вә келәчики тоғрисида мәлумат беришимиз керәк. Һәммимизгә мәлум болғинидәк бизму 75 йил совет иттипақиниң ишғали астида қалған бир милләт. Иран зулуми астида туруватқан милйонлиған әзәрбәйҗанлиқ түрк бар. Түркий милләтләр дуняниң һәрқайси җайлириға тарқилип бөлүнүп кәткән хәлқ. Шуңа түркий милләтләр оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтишимиз керәк. Биз әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси бундин кейин һәр хил йоллар арқилиқ шәрқий түркистанлиқларниң авази болушқа тиришимиз”.
Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мутәхәссиси ели мәмәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, учришишта наһайити яхши пикирләрниң чүшкәнликини оттуриға қойди.
Қисқартилған нами “ай партийәси” болған “әзәрбәйҗан йүксилиш партийәси” милләтчилик идийәсини илгири сүридиған партийә болуп, 2020-йили 7-айниң 16-күни қурулған икән. Партийә рәһбәрлири бу қетим түркийәгә елип барған зиярити җәрянида түркийәдики һәр қайси сиясий партийәләрниң рәһбәрлири, парламент әзалири вә түркий милләтләрниң тәшкилатлири билән учрашқан.