Фирансийә парламент әзаси аурелейен таче: хитай уйғурларға зиянкәшлик қилғанлиқи үчүн хәлқарада җазаға тартилиши керәк

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.07.28
firansiye-parlament-ezasi-Aurelien-Tache.jpg Фирансийә парламент әзаси аурелейен таче әпәнди мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2020-Йили 19-май, париж.
AFP

Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, йеқинқи икки һәптә ичидә фирансийидә хитайға қарши уйғурларни қоллаш чақириқи ашкара пикир еқимиға айланди. Фирансийә “азадлиқ гезити”, “уйғур қирғинчилиқи давамлашмақта” мавзулуқ мақалә елан қилди; 30 нәпәр парламент әзаси фирансийә президенти макронға имзалиқ хәт йоллап, хәлқара сотта хитайниң уйғурлар үстидин инсанийәткә қарши җинайитини сүрүштүрүшни тәләп қилди; фирансийә ташқи ишлар министири хитайдин лагерлирини тақашни вә хәлқаралиқ мустәқил тәкшүргүчиләрни районға киргүзүшни тәләп қилди. Йеңи сол қанат сиясий гуруһниң уйғурларни қоллаш чақириқидики башламчи парламент әзалиридин аурелийен таче әпәнди әркин асия радиомиз уйғур бөлүминиң фирансийәниң уйғурларни қоллашта елип барғуси әмәлий тәдбирлирини қандақ мөлчәрләш тоғрисида сориған соаллиримизға 27-июл тәпсилий язма җаваб қайтурди.

Мухбир: фирансийә парламентиниң асаслиқ әзалири, хитайниң уйғурларға тутқан қорқунчлуқ муамилисигә чоңқур көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди, сизниңчә фирансийә парламенти уйғурларни қоғдаш үчүн немиләрни қилиши керәк?

Фирансийә парламент әзаси аурелийен таче: мән фирансийә президенти еммануел макронға язған хетимдә ейтқинимдәк бу хәткә һәр қайси сиясий партийә вә тәрәпләрниң вәкиллири болуп 30 нәпәр парламент әзаси имза қойди.

Парламент әзалири болуш сүпитимиз билән бизниң мәҗбурийитимиз, хәлқара әһдинамиләргә һөрмәт қилиш вә биз вәкиллик қилидиған җумһурийитимизниң қиммәт қариши, түп принсиплиримизни фирансийә вә чеграмизниң сиртидиму қоғдашқа капаләтлик қилиш.

Хитайниң уйғурларға тутқан муамилиси хәлқара қанун вә хәлқара җәмийәткә еғир тәһдит елип кәлди. Бу асасий һоқуқ, асасий әркинлик вә инсаний қәдир-қиммәткә қарита қобул қилғили болмайдиған һуҗумдур. Кишилик һоқуқ гуруппилири, тәтқиқатчилар, мусапирлар вә гуваһчилар уйғурларниң кәң көләмлик тутуп туруш, мәҗбури нопус контрол қилиш, мәҗбури әмгәкни өз ичигә алған зулумларға учраватқанлиқлири һәққидики доклатларни елан қилди. Хитай һөкүмитиниң шинҗаңда қирғинчилиқ елип барғанлиқиниң дәлил-испатлири бар. Биз буни көрмәскә салалмаймиз вә биз буни бир инсанийәткә қарши җинайәт дәп тонуймиз.

Шуңлашқа, мән сайланған сиясий вәкил болуш сүпитим билән тәсир күчүмдин пайдилинип, адаләтни қоллашни ойлаймән. Хитай уйғурларға зиянкәшлик қилғанлиқи үчүн хәлқарада җазаға тартилиши керәк.

Мухбир: нурғун мутәхәссисләр уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа дуч келидиғанлиқиға ( келиватқанлиқиға) ишиниду. Сизниңчә, уйғурларни қоғдаш үчүн фирансийә парламентиму америка дөләт мәҗлисигә охшаш қанун чиқириши керәкму?

Парламент әзаси аурелийен таче: фирансийә парламентида қанун мақуллаш күчлүк символ характерлик һәрикәт болиду. Шундақтиму, қанун чиқириш җәряни узун вә мурәккәп болуп, фирансийәниң бир тәрәплимә һәрикитини кәлтүрүп чиқириду. Мән хәлқара мәнпәәтни дәңсәп беқиш үчүн чегра һалқиған усулни бәрпа қилиш, явропа механизми арқилиқ, болупму хитайни вә хитай әмәлдарлирини бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқара җинайи ишлар сотида әйибләш тәрәпдари.

Мухбир: фирансийә һөкүмитиниң хитай әмәлдарлирини уйғур хәлқигә қарши елип барған инсанийәткә қарши җинайәтлири сәвәблик җазалаш мумкинчилики қанчилик?

Парламент әзаси аурелийен таче: мән фирансийә һөкүмитиниң бир әзаси яки фирансийә һөкүмитиниң көп санлиқ әзалириға вәкиллик қилмиғачқа, уларниң қандақ әмәлий тәдбир қоллинишиға баһа берәлмәймән. Қандақла болмисун, бу мениң хетимниң мәқсити вә күтидиғиним фирансийә президенти һәм һөкүмити чоқум фирансийә җумһурийитиниң қиммәт қариши вә асасий принсиплирини ада қилиши керәк! . Бу нуқтидин мән президентқа хитаб қилдим. Әң муһими конкрет тәдбирләрни қоллинип, шинҗаңда йәниму еғир вәһшийликләрниң йүз беришини тохтитиш вә алдини елишқа капаләтлик қилиш.

Мухбир: фирансийәниң уйғурларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә, мәсилән мәҗбури яки қуллуқ әмгәктә рол ойниған хитай вә фирансийә ширкәтлиригә җаза тәдбирлирини қоллиниш еһтималлиқи барму ?

Парламент әзаси аурелийен таче: мән йәнә тәкитләймәнки, уйғурларниң зиянкәшликкә учриғанлиқиға қарши хитайға қарита қоллинилидиған җаза тәдбири чоқум явропа яки хәлқара сәвийәдә елип берилиши керәк. Мән президентқа язған хетимдә фирансийә рәһбәрлирини бу җәһәттә күчлүк позитсийәдә болушқа чақирдим. Фирансийә бу ролини толуқ җари қилдуралайду вә хәлқара муназириләрдиму өз ролини җари қилдуралайду. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати яки явропа органлириниң коллектип, маслашқан вә үнүмлүк җазалаш рамкиси механизмини тезла йолға қойғили болиду.

Мухбир: фирансийә уйғур хәлқи дуч кәлгән вәһшийликләрни тәкшүрүшни тәләп қилди. Сизчә хитай буниңға йол қоямду ? әгәр ундақ болмиса, кейинки қәдәмдә фирансийә немә қилиши керәк?

Парламент әзаси аурелийен таче: фирансийә ташқи ишлар министириниң бизниң тәлипимизгә җаваб беришичә, “хитай бу саһәдики мустәқил хәлқаралиқ көзәткүчиләрниң тәкшүрүш елип беришиға йол қоюши һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ комиссариниң шинҗаңни пүтүнләй әркин зиярәт қилишиға йол қоюши керәк”. Әмма буму йетәрлик әмәс, йиғивелиш лагерлири, мәҗбури әмгәк қилиш вә мәҗбури туғмас қиливетиш қатарлиқлар һәққидики испатларға асасән мәхсус тәтқиқатлар вә тәкшүрүшләр елип берилиши керәк. Бүгүнки күндә, у әмди көзитиш мәсилиси әмәс, бәлки конкрет һәрикәт вә җаза қоллиниш пәйтидур.

Мухбир: сизниңчә, фирансийә явропа иттипақиниң асаслиқ әзаси болуш сүпити билән уйғурлар мәсилисини явропа иттипақида музакиригә елип келиши вә башқа әза дөләтләр билән конкрет һәрикәтләр елип беришта нуқтилиқ рол ойниши керәкму? фирансийә бу мәсилидә йәнә америка, әнглийә вә ғәрбтики башқа иттипақдашлири билән һәмкарлишиши вә музакирә қилиши керәкму?

Парламент әзаси аурелийен таче: б д т, болупму б д т кишилик һоқуқ кеңиши вә б д т бихәтәрлик кеңишиниң қарари шундақки, бу йәнә үнүмлүктур, инсанийәткә қарши елип берилған бу җинайәтниң инкаси чоқум хәлқаралиқ болуши керәк. Бу җәһәттә фирансийә чоқум барлиқ тәсир күчи вә дипломатик күчидин пайдилинип коллектиплиқ қоллаштин ибарәт усулни қоллинип маслаштуруши зөрүр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.