Франсийәдики хитай әлчиханиси чақирған йиғиниға қатнашқанлар, уйғур җамаитиниң қаттиқ әйиблишигә учриди

Франсийидики хитай әлчиханиси 11-айниң 3-күни франсийәдики хитай вә уйғур оқуғучиларни тәклип қилип тор йиғини өткүзгән. Мәзкур йиғин тоғрисида хитай әлчиханисиниң тор битидә елан қилинған хәвәрдә, бу йиғинға франсийәдә оқуватқан хитай вә уйғур оқуғучилар, хитай мутәхәссисләр, хитай әлчиханисиниң мәсул хадимлиридин болуп, 10 киши қатнашқан. Улар йиғинда “уйғурларниң хошал-хорам яшаватқанлиқи вә шинҗаңниң учқандәк тәрәққий қиливатқанлиқи” һәққидә лап урушқан, ғәрб дөләтлиридә уйғурлар тоғрисида дейиливатқанларниң пүтүнләй “ялған” икәнликини ейтишқан.
Америка һөкүмити, канада, голландийә, латвийә вә белгийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекиткән бүгүнки күндә, хитайниң франсийәдә турушлуқ әлчиханисиниң франсийәдики уйғур, хитай оқуғучиларни вә муһаҗирларни чақирип тор йиғини өткүзүшидики сәвәп зади немә?
Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститутиниң мудири, истиратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди йеқиндин буян хитайниң дуняниң һәр қайси җайлирида арқа-арқидин бу хил йиғинларни өткүзүватқанлиқини, хитайниң бу хилдики йиғинларни уюштурушиниң 3 сәвәби барлиқини оттуриға қойди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди 2018-йилидин тартип хитайниң хәлқарадики абройиниң бәкла чүшүп кәткәнликини, хитайниң чүшүп кәткән бу “абройи” ни қайта тиклишиниң қийинға тохтаватқанлиқини, бундақ ясалма паалийәтләр арқилиқ хитайниң төкүлүп кәткән “абройи” ни юқури көтүрәлмәйдиғанлиқини илгири сүрди.
Явропа уйғур институтиниң мудири доктор дилнур рәйһан зияритимизни қобул қилип, бу паалийәтниң франсийәдә өткүзүлгән рәсмий бир паалийәт әмәсликини, хитай әлчиханиси тор арқилиқ хитай тилида өткүгәнликини, шуңа буниң һечбир әһмийитиниң йоқлиқини, шундақла буниңға қатнашқан 3 уйғурни җамаәт пикри арқилиқ тәнқид қилиш керәкликини тәкитлиди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди бундақ йиғинларға қатнишиватқан уйғурларниң икки хил типқа мәнсуп икәнликини әскәртип өтти.
Дилнур рәйһан ханим хитайниң бу хил паалийәтләрни өткүзүшидики мәқситиниң хитай ичигә қарита тәтүр тәшвиқат елип бериш икәнликини тәкитлиди.
Франсийәдики уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әкбәр әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай әлчиханисиниң давамлиқ түрдә бу хил паалийәтләрни өткүзүватқанлиқини, бу йиғинға қатнашқан уйғурларни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини ейтти.
Франсийидики хитай әлчиханиси бу йил 9-июл күни “шинҗаң яхши җай” намида тор йиғини өткүзгән болуп, мәзкур йиғинға хитай вә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң хадимлири қатнашқан иди. Улар йиғинда уйғурларниң интайин хошал-хорам яшаватқанлиқини вә уйғур қирғинчилиқиға аит мәлуматларниң пүтүнләй “ялған икәнлики” ни ейтишқан. Мәзкур йиғинға йәнә париж чоң мәсчитиниң мудири шәмсидин һафиз қатнашқан болуп, мәзкур мәсилә франсийә мусулманлириниң қаттиқ әйиблишигә учриған иди.