Биологийә мутәхәссиси йевис морав: “хитайниң ген тәтқиқатлириға бунчә көп мәбләғ селиши тасадипийлиқ әмәс”

Мухбиримиз ирадә
2021.08.10
Биологийә мутәхәссиси йевис морав: “хитайниң ген тәтқиқатлириға бунчә көп мәбләғ селиши тасадипийлиқ әмәс” Хитай сақчилириниң уйғур дияридики лагерниң аталмиш кәспий маһарәт тәрсбийәләш мәркизиниң дәрвазисида көзәтчилик қиливатқан көрүнүш. 2018-Йили 3-сентәбир, корла.
REUTERS

Йеқинда америкадики бир илмий журналниң тәһрират һәйитиниң сәккиз нәпәр әзаси журналда елан қилинған мақалә сәвәбидин истепа бәргәниди. Чүнки бу мақалиләр уйғурлар вә тибәтләрдин мәҗбурий һалда йиғивелинған ген учурлири вә бу арқилиқ зиянкәшлик қилиш қилмишлириға четишлиқ болуши мумкин, дәп қаралған.

Әслидә “молекуларлиқ ирсийәт вә ген медитсинаси” журнилида елан қилинған бу мақалиларға диққәт қилған киши белгийә левен университетиниң биологийәлик учур мутәхәссиси йивес морав болуп, у бу журналда уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларниң ирсийәт пәрқи һәққидә хитай тәтқиқатчилар язған 18 парчә мақалиниң илмий әхлаққа тоғра кәлмәйдиғанлиқини байқиған. Морав әпәнди мәхсус билим әхлақи мәсилисидә һәрикәт қиливатқан бир паалийәтчи болуш сүпити билән бу журнални қайта-қайта агаһландуруп әһвални сүрүштә қилған. Нәтиҗидә, бу йил 6-айдин башлап бу журналниң тәһрират һәйитидин истепа хәвәрлири келишкә башлиған. Һазирғичә 8 нәпәр тәһрират һәйәт әзаси истепа бәргән болуп, мәзкур вәқә йеқинда америкадики мәтбуатларда күчлүк инкас қозғиған иди.

Биз белгийә университетиниң биологийәлик учур мутәхәссиси йевис морав әпәндини тепип уни зиярәт қилдуқ. Биз униңдин бу мақалиләр қандақ болуп сизниң диққитиңизни қозғап қалди? дәп соридуқ. У мундақ җаваб бәрди: “мән бу мақалиләрни көргәндә уларниң көп қисминиң тибәтләр, уйғурлар вә шуниңдәк башқа мусулман аз санлиқларға аитлиқини байқидим. Уйғурлар хитайдики нопусниң аран бир пирсәнтини, тибәтләр болса бир пирсәнткиму йәтмәйдиған туруқлуқ, тәтқиқат мақалилириниң 17 пирсәнтиң тибәтләр һәққидә, 22 пирсәнтиниң уйғурлар һәққидә болуши диққитимни тартти. Нопусқа селиштурғанда бу интайин чоң нисбәт. Бу хитайда уйғурлар вә тибәтләрниң генлириға зор қизиқиш барлиқини көрситип туратти. Йәнә бири болса, бу мақалиләрниң мутләқ көп қисминиң хитайдики җамаәт хәвпсизлики, әдлийә тармақлири вә сақчи мәктәплиригә мунасивәтлик қошумчә апторлири бар иди. Буму мени қаттиқ һәйран қалдурди”.

Дәрвәқә, “молекулалиқ ирсийәт вә ген медитсинаси” журнилида хитай тәтқиқатчилар тәрипидин елан қилинған мақалиләрниң бәзилиридә хитайдики милләтләрниң ирсийәт пәрқи баян қилинған болуп, сақчилар бундақ тәтқиқатларни DNA архипи қуруп чиқиш үчүн ишлитидикән. Униңдики бир парчә мақалигә “шинҗаңдики моңғулларниң теббий әдлийә вә ген җәһәттики йеқинлиқ анализи” дәп мавзу қоюлған болса, йәнә биригә “хитайдики тибәт, хитай, туңган қатарлиқ милләтләрниң ген пәрқи” дәп аталған. Йәнә бир мақалида болса уйғурларниң алаһидиликлири юрт-юрт бойичә айрип чиқилған болуп, у қәшқәр уйғурлири, ақсу уйғурлири, корла вә қарамай уйғурлири дегәндәк түрләргә айрилғаникән. Йивес морав әпәнди бундақ тәтқиқатларниң теббий тәтқиқат әмәсликини әскәртип, инсанлар үстидә халиғанчә тәтқиқат йүргүзүшкә болмайду, деди. У мундақ деди: “хитай тәтқиқатчилар язған бу мақалиләр һәммиси инсанлар үстидә елип берилған тәтқиқат болуп, бу теббий тәтқиқатқа кирмәйду. Буниң бәлгилик өлчәмлири вә чәклири болиду. Сиз халиғанчә инсанлар үстидә түрләш характерлик тәтқиқат елип баралмайсиз. Инсанлар һәққидики тәтқиқатларниң бәлгиләнгән әхлақий вә кәспий өлчәмлири болиду. Сиз бу тәтқиқатларниң зиянлиқ ишлар үчүн ишлитилмәйдиғанлиқиға, бу учурларниң шу кишиләрниң толуқ разилиқи билән елинған болушиға капаләтлик қилишиңиз керәк. Әмма биз шинҗаңда инсанийәткә қарши җинайәт йүз бериватқанлиқини, хитай даирилириниң һәммә кишиниң шундақла лагердикиләрниң ген учурлирини мәҗбурий йиғиватқанлиқини, райондикиләрниң һаятиниң һәр бир дәқиқисиниң назарәт астида икәнликини билимиз. Бундақ әһвал астида, тәтқиқатчилар райондики сақчиларни уйғурлар һәққидә йәниму көп учур билән тәминләйдиған тәтқиқатлар билән шуғулланмаслиқи, сақчиларға ярдәмләшмәслики керәк. Мән һәрқайси пән-техника журналлирида елан қилиниватқан мушундақ мақалиләрни тәтқиқ қилдим. Уларни көп қетим бу тәтқиқатларниң әхлақий әмәслики һәққидә агаһландурдум. 2019-Йилидин башлап юқиридики бу ‛молекулалиқ ирсийәт вә ген медитсинас‚ журнили билән алақә қилип уларни бу мақалиләрниң мәзмуниға диққәт қилишқа чақирдим”.

Морав әпәндиниң ейтишичә, у тунҗи қетим 3-айда журнал муһәррири билән алақә қилип әһвални инкас қилған. Бирақ улардин керәклик җаваб алалмиған. Нәтиҗидә у 6-айда журналниң тәһрират һәйитигә әһвални инкас қилип, тәһрират һәйити билән бирликтә вәқәни сүрүштүргән болсиму йәнила журналниң башлиқлиридин рази қиларлиқ җаваб алалмиған. Нәтиҗидә тәһрират һәйитидикиләр әһвалға наразилиқ билдүрүп бир-бирләп истепа бәргән.

Америкада чиқидиған бу хәлқаралиқ илмий журнал гәрчә бу саһәдики әң алдинқи қатардики журнал һесабланмисиму әмма у йәнила нурғун тәтқиқатчилар тәрипидин көрүлидиған вә билинидиған журнал икән. Униң мәзмунлири адәттә давалашқа мунасивәтлик ген тәтқиқатлирини асас қилидикән.

Морав әпәндиниң ейтишичә, “молекулалиқ ирсийәт вә ген медитсинаси” журнилиниң немә үчүн бундақ мақалиләрни елан қилғанлиқи ениқ болмисиму әмма униң тәһрират һәйитиниң әхлақий талаш-тартишлар түпәйлидин истепа бериши аз көрүлидиған вәқә икән. У мундақ дәйду: “адәттә теббий саһәгә мунасивәтлик тәтқиқат мақалилирини елан қилидиған бу журнал қандақ болуп өзи билән алақиси болмиған инсан түрлиригә мунасивәтлик мақалиләрни елан қилип қалди?, буни диққәтсизликтин қилдиму яки хитай тәтқиқатчиларниң мақалилирини елан қилиш арқилиқ хитай базириға киришни көзләп қилдиму, буниси маңа ениқ әмәс. Маңа бу һәқтә берилгән ениқ бир изаһат йоқ. Әмма мән тәһрират һәйитидикиләрниң бу журналниң әхлақий өлчәмлири сәвәбидин истепа беришини толиму қәдирлик, дәп қараймән. Тәһрират һәйити әзалириниң бир журналға ‛мән силәрниң әхлақий мәсилиләрни бир тәрәп қилиш усулиңларни яхши көрмидим‚ дәп туруп истепа бериши илгири йүз берип баққанму билмәймән әмма шуниңға ишәнчим камилки, бу наһайити аз көрүлидиған бир әһвал”.

Йивес морав әпәнди 2015-йилидин тартип ген учурлириниң һөкүмәтләр тәрипидин чәксиз дәриҗидә қоллинилишиниң хәвплиригә қарши паалийитини башлиған болуп, DNA санлиқ мәлумат амбарлирини инсанлар үчүн интайин хәтәрлик дәп қарайдикән. Биз хитай тәтқиқатчилар елан қилған мақалилардики мәзмунларниң зади қандақ хәтәр тәшкил қилиши мумкинликини соридуқ. У ; “у уйғур елидәк инсанийәткә қарши җинайәт йүз бериватқан бир йәрдә ген учурлири сақчиға, дөләткә наһайити зор қудрәт бериду” дәп әскәртти. У мундақ деди:

“бу тәтқиқат мақалилиридики мәзмунларни биваситә шундақ яки мундақ зиян бериду, дәп ейталмаймиз әмма униңдики һәрбир учур сақчиларниң мәлум кишигә аит толуқ ген учури амбири турғузушиға ярдәм бериду. Сизниң ген учуриңиз, йүзиңиз, көзиңиз, бармақ изиңиз дегәндәк һәрбир учуриңиз сақчиниң қолида. Шәхсән мән DNA учурлиридин бәк әнсирәймән, чүнки у дөләтләргә интайин зор қудрәт бериду”.

Биз морав әпәндидин хитайниң адәм органлири әткәсчилики биләнму әйиблиниватқан бир дөләтликини әскәртип туруп, мақалида елан қилинғандәк мәзмунларниң орган әткәсчилики билән қанчилик мунасивити барлиқини соридуқ. У бу учурларниң орган, йәни бәдән ички әзаси әткәсчилики билән қанчилик мунасивити барлиқини кесип ейтишқа болмисиму, әмма буниң кишиләрдә пәйда қилған вәһимисигә сәл қарашқа болмайдиғанлиқини мундақ әскәртти: “кишиләрму мәндин DNA архиплири орган әткәсчилики үчүн ишлитиләмду, дәп сорайду. Мән буниңға яқ дәп җаваб беримән. Әмма йиғивелинған DNA әвришкилирини сорисиңиз мән буниңға бәлким ишлитиливатқан болуши мумкин, дәп җаваб беримән. У йәрдә һәқиқәтән орган әткәсчилики бар болса, у һалда у лагерларда йүз бериватқан болуши мумкин, әмма мән омумий хәлқ үстидин йиғивелинған әвришкиләрни орган әткәсичилики үчүн ишлитилиду, дейәлмәймән. Мәндә испат йоқ. Әмма көргиниңиздәк, бу хәлқ ичидә ‛дөләт бизниң ички органлиримизни еливелиши мумкин‚ дәйдиған қорқунч пәйда қилған. Мәйли бу раст болсун яки ялған болсун униң кишиләр арисида вәһимә пәйда қилғанлиқи муқәррәр”.

Йивес морав әпәнди сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң бунчә зор мәбләғ селип ген саһәсидики тәтқиқатларға қизиқип қелиши һәргиз тасадипийлиқ әмәс, дәп әскәртти. У мундақ деди:

“бәзи кишиләр ген учурлириниң хәвпини көптүрүветилгән, дәп қарайду. Бу учурларниң бир қиммити болмиса хитай һөкүмити немә үчүн шунчә көп мәбләғ салиду? немишқа хитайда тәтқиқатчилар, академиклар бундақ зор көләмлик тәтқиқатларни қилиду? әслидә ген саһәсигә мунасивәтлик тәтқиқатларға нурғун пул кетиду. Бир мәқсити болмиса хитай немә дәп бундақ җиқ тәтқиқ қилиду. Бәзи кишиләр сизгә бу учурларни керәксиз дейиши мумкин. Әмма шуни кесип ейталаймәнки, хитай һөкүмити үчүн бу учурлар керәксиз әмәс. Әксичә бу хитайда һазир интайин актип бир саһә”.

Мәзкур вәқә ашкариланғандин кейин америка мәтбуатлирида күчлүк инкас қозғиди вә у уйғурлар яшаватқан дистопийәлик “мукәммәл сақчи дөлити” ни йәнә бир қетим намаян қилип бәрди. Морав әпәнди болса бу қетимлиқ вәқәниң уйғурлар мәсилисидә җүмлидин мушу түрдики тәтқиқатлар саһәсидә бәлгилик муназирә қозғиғанлиқини билдүрди вә өзиниң бундин кейин паалийәтлирини давамлиқ күчәйтип, инсанларни ген учурлириниң хәтири һәққидә болупму уйғурларға охшаш зиянкәшликкә учраватқан милләтләргә пәйда қиливатқан тәһдити һәққидә ойғитишни давам қилидиғанлиқини билдүрди. Бизму униң бу йолда көрситиватқан тиришчанлиқлириға рәһмәт ейтип сөһбитимизни аяғлаштурдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.