Германийә вә норвегийәләрдә хитайға қарши намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.10.01
germaniyede-namayish-1-oktebir-3.jpg

Хитай консулханиси алдида елип берилған намайиштин көрүнүш. 2020-1-Өктәбир, мюнхен, германийә. RFA/Ekrem

germaniyede-namayish-1-oktebir-4.jpg

Хитай консулханиси алдида елип берилған намайиштин көрүнүш. 2020-1-Өктәбир, мюнхен, германийә. RFA/Ekrem

germaniyede-namayish-1-oktebir-5.jpg

Хитай консулханиси алдида елип берилған намайиштин көрүнүш. 2020-1-Өктәбир, мюнхен, германийә. RFA/Ekrem

germaniyede-namayish-1-oktebir-6.jpg

Хитай консулханиси алдида елип берилған намайиштин көрүнүш. 2020-1-Өктәбир, мюнхен, германийә. RFA/Ekrem

germaniyede-namayish-1-oktebir-1.jpg

Хитай консулханиси алдида елип берилған намайиштин көрүнүш. 2020-1-Өктәбир, мюнхен, германийә. RFA/Ekrem

germaniyede-namayish-1-oktebir-2.jpg

Хитай консулханиси алдида елип берилған намайиштин көрүнүш. 2020-1-Өктәбир, мюнхен, германийә. RFA/Ekrem

Германийәниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси билән норвегийә пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди.

Дуня уйғур қурултийиниң тәшәббуси билән 1-өктәбир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан шәһәрләрдә хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң вә уйғур дияриниң коммунист хитай тәрипидин ишғал қилинғанлиқиниң 71 йиллиқи мунасивити билән хитайға қарши кәң көләмлик намайишлар өткүзүлгән. Җүмлидин германийәниң мюнхен шәһиридиму хитай консулханиси алдида намайиш елип берилған. Намайиш шәрқий түркистаниң истиқлал марши билән башланған.

Намайишқа мюнхен вә униң әтрапидики шәһәрләрдин кәлгән көп сандики уйғурлар иштирак қилғандин сирт, баварийә парламентиниң рәһбәрлиридин маркус рендибачәр әпәнди вә кишилик һоқуқ органлириниң вәкиллири, шундақла бирқисим тибәтликләр, хоңкоңлуқлар, тәйвәнликләр вә җәнубий моңғулийәликләрму қатнашқан.

Намайиш муқәддимисидә д у қ рәиси долқун әйса әпәнди нутуқ сөзләп, хитайниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин елип бериватқан еғир зулум сияситини қаттиқ әйиблигән. Баварийә парламентиниң рәһбәрлиридин маркус рендибачәр әпәнди сөзидә уйғурларниң сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт җәһәтләрдин, бәлки уйғур болғанлиқи сәвәбликла ирқий җәһәттин қирғин қилиниватқанлиқини, дуняниң бу адаләтсизликкә сүкүт қилмаслиқи керәкликини оттуриға қойған.

“явропа шәрқий түркистан бирлики” тәшкилатиниң рәиси әсқәрҗан әпәнди уйғурчә вә германчә тилларда нутуқ сөзләп, нөвәттә шәрқий түркистанлиқлар учраватқан еғир зулум тоғрисида әтраплиқ мәлумат бәргән. Намайишқа иштирак қилған д у қ ниң рәис вәкили, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу қетимқи намайиш тоғрисида өз тәсиратлирини баян қилип өтти.

1-Өктәбир күни йәнә норвегийәниң осло шәһиридики хитай баш әлчиханиси алдидиму намайиш елип берилған. Намайишқа норвегийәниң һәрқайси шәһәрлиридин кәлгән уйғур җамаити қатнашқан. Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси, “уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи намайишниң наһайити җанлиқ кәйпиятта давам қилғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.