Германийә парламентиға уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруш һәрикити давам қилмақта
2022.10.13

Дуня уйғур қурултийи 9-өктәбирдин етибарән германийә парламент бинаси билән германийә баш министирлики бинасиниң оттурисидики йолда 5 күн давам қилидиған “уйғур ирқий қирғинчилиқини намайән қилиш” рәсим көргәзмиси паалийитини башлиған. “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә ашкариланған уйғур тутқунларниң сүрәтлири һөкүмәтниң бу муһим икки бинасиниң оттурисиға узун сәп шәклидә тизилип, һөкүмәт хадимлири вә парламент әзалириниң диққитини җәлп қилған. Д у қ рәһбәрлири бүгүн, йәни 13-өктәбир күни германийә парламентида “уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруш” паалийәтлирини башлап диққәтни җәлп қилған.
Мәлум болушичә, германийә парламенти 2021-йили хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастурушлирини “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекиткән болсиму, әмма уни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атимиған иди. Германийә парламентиға “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилдуруш, д у қ ниң нөвәттики вәзипилиридин биригә айланған. Бу мунасивәт билән 12-өктәбирдин башлап д у қ рәиси долқун әйса йетәкчиликидики бир горуппа вәкил берлинға йетип келип, германийә парламентидики паалийәтлирини башлиған.
Бүгүн 13-өктәбир берлиндин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди парламенттики учришишлар тоғрисида тохтилиштин илгири, бизгә алди билән бу қетимқи паалийәтниң асасий мәқсити һәққидә чүшәнчә берип өтти. Униң билдүришичә, германийә баш министери олаф шолиз 11-айниң биринчи һәптиси тунҗи қетимлиқ хитай зияритини башлайдиған болуп, униң ши җинпиң билән болған учришишта “уйғур ирқий қирғинчилиқи” мәсилисини тилға елиши үчүн германийә парламентида җиддий һәрикәт қилиш зөрүркән. У сөзидә йәнә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға даир 250 парчә рәсимниң парламент бинаси алдида көргәзмә қилинип яхши тәсир пәйда қилғанлиқини әскәртти.
Д у қ бәрлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди берлиндики бу қетимқи паалийәтләрниң тәшкиллигүчиси болуп, у бүгүн зияритимизни қобул қилғанда парламент ичидики паалийәтләр һәмдә парламент бинаси билән баш министер бинаси оттурисидики рәсим көргәзмиси тоғрисида мәлумат берип өтти. У сөзидә, кишиләрниң бу қетимқи рәсим көргәзмисигә юқири баһа бәргәнликини тилға алди.
Д у қ рәһбәрлири бу қетимқи паалийәтлири җәрянида, германийә парламентида “уйғур достлуқ горупписи” қуруш мәсилиси тоғрисидиму бәзи парламент әзалири билән ортақ музакириләр елип барған. Уларниң берлиндики паалийәтлири бир һәптә давам қилидикән.